Японийә уйғур җәмийити рәсми қурулди
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.16
2008.06.16
Уйғурларниң нопуси көп болсиму, түрлүк сәвәбләр билән бүгүнгичә тәшкилат қурулуп бақмиған японийидә 6 - айниң 15 - күни японийә уйғур җәмийитиниң қурулғанлиқи елан қилинди. Дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән бир һәптидин бери японийидә зияритини давамлаштуриватқан д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики бир гуруп уйғур токйода бир меһманханида йиғин чақирип җәмийәтниң рәсми қурулғанлиқини елан қилди.
Йиғинда елип берилған сайлам нәтиҗисидә илһам махмут әпәнди японийә уйғур җәмийитиниң рәисликигә сайланған. Бу тәшкилат қандақ қурулди? қурулуш мәқсиди немә? бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У сөзидә японийидә бундақ бир тәшкилатниң қурулуши шәрқий түркистан давасидики әң чоң бошлуқни толдурғанлиқ икәнликини ейтти.
Юқиридики аваз улинишидин, сейит түмтүрк әпәнди билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.