Явропадики моңғул актиплири амистердамда намайиш қилди

Явропада яшаватқан моңғул актиплири голландийиниң амистердам шәһиридики дам мәйданида топлишип, ички моңғулдики наразилиқ намайишиға аваз қошти.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2011.05.31
mongghul-yawropa1-305.jpg Явропадики моңғул актиплири амистердамда намайиш қилди. 2011-Йили 30-май.
RFA/Pidaiy

Мәргән исимлик моңғул чарвичиниң хитай тәрипидин өлтүрүлгәнликигә қарита шилинғол наһийисидә қозғалған наразилиқ намайиши, хитай сақчи-армийәлири тәрипидин қанлиқ бастуруш хәвпигә дуч келиватқан бүгүнки күндә, явропада яшаватқан моңғул актиплири голландийиниң амистердам шәһиридики дам мәйданида топланди.

30-Май саәт 12 дә қоллирида байрақ вә лозункиларни көтүрүвалған моңғул намайишчилар түрлүк мәзмунларда шоарларни товлап, хәлқаралиқ тәшкилатлар вә органларға хитаб қилип, уларни бигунаһ моңғул хәлқиниң қирғин қилинишиға йол қоймаслиққа чақирди.

mongghul-yawropa2-385.jpg
Явропадики моңғул актиплири амистердамда намайиш қилди. 2011-Йили 30-май.
RFA/Pidaiy

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған моңғул паалийәтчилири йетәкчиси тиңчиңчу әпәнди мәқситини ипадиләп: моңғул яйлақлирини қоғдаш йолида қурбан болған қәһриманимизниң хун дәваси билән қозғалған шилинғол намайиши хәтәрлик пәйттә турмақта. Шу сәвәбтин явропадики моңғул хәлқ партийисиниң башлиқи болуш сүпитим билән, явропадики достанә тәшкилатлиримизниң һәмраһлиқида паалийитимизни амистердамға мәркәзләштүрдуқ. Бизгә мәдәт берип йеқиндин қоллап кәлгән уйғур вә тибәт қатарлиқ тәқдирдашлиримизға чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән, деди.

Бу қетимқи паалийәткә хитай, тибәт вә уйғур қатарлиқ милләтләрниң актиплириму қатнашқан болуп, бу милләтләрниң бирләшмә намайиши зулум астида иңраватқан мәзлумларниң хитай мустәмликисигә вә диктаторлиқиға қарши атланған ортақ мәқситини ипадилигән.

Паалийәт иштиракчилиридин узундин бири актип паалийәт қилип келиватқан ғәйрәтчан рози вә бәхтияр насир қатарлиқ әпәндиләрму өз чүшәнчилирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.