Истанбулда “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ” темисида тәрбийәләш курси өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.04.15
alimjan-inayet-kurs-mukapat.jpg “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ” темисидики тәрбийәләш курсида измир әгә университети оқутқучиси алимҗан инайәт әпәнди(оңдин үчинчи) сөз қилмақта. 2019-Йили 13-апрел, истанбул.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң истанбул шәһиридә уйғур яшлири үчүн “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ” темисида тәрбийәләш курси ечилди.

13-14-Апрел күнлири түркийәниң истанбул шәһиридә өткүзүлгән тәрбийәләш курсиға түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә оқуватқан уйғур оқуғучилардин талланғанлар иштирак қилған.

Истанбулдики султан сатуқ буғрахан вәхпиниң залида өткүзүлгән курсқа түркийәниң һәрқайси университетлирида докторлуқ, магистирлиқ унванлири үчүн вә толуқ курста оқуватқан 21 оқуғучи таллап қатнаштурулди. Мәркизи түркийәниң истанбул шәһиридә турушлуқ уйғур академийәси ачқан мәзкур курсниң биринчи күни измир әгә университети оқутқучиси алимҗан инайәт әпәнди “уйғурларда миллий мәпкурә”, сипрус 15-ноябир университети оқутқучиси доктор шәвкәт насир әпәнди “таратқуларниң шәрқий түркистан дәвасидики роли”, уйғур академийәси баш катипи пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди “хитайниң һәқиқий ички йүзини тонушниң шәрқий түркистан дәвасидики роли”, мустәқил тәтқиқатчи абдурахман җәмал кашғәри әпәнди “шәрқий түркистан дәвасида әқидә вә пидакарлиқ” истанбул сабаһиттин зайим университети оқутқучиси бурһан сейит әпәнди “оқуш вә хизмәттә утуқ қазинишниң йоллири” темилирида лексийә сөзлиди. Мәзкур курсниң иккинчи күни, йәни 14-апрел күни болса уйғур академийәси иҗраийә рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди болса “тәшкилатчилиқ сәнити вә шәрқий түркистан дәваси”, доктор гүлзадә тәңритағли ханим “шәрқий түркистан дәвасида миллий мәдәнийәтни җанлиқ тутушниң әһмийити”, бәйкәнт университети оқутқучиси мәғпирәт кәмал юнусоғлу ханим “түркийә вә түркләрни чүшиниш” темилирида лексийәләр сөзлигән.

“миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ” намлиқ тәрбийәләш курсини уюштурған уйғур академийәси иҗраийә һәйити рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди йеқиндин буян уйғур яшлириниң уйғур дәвасиға болған қизиқишиниң юқири болуватқанлиқи, шуңа бу яшларға миллий мәпкурини сиңдүрүш вә уйғур сиясий паалийәтлирини техиму тәшкиллик һалда елип бериш үчүн мәзкур курсни уюштурғанлиқини баян қилди.

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, түркийәдики уйғурларниң саниниң көпийиши, болупму уларниң 2017-йили апрел ейидин тартип уйғур дияридики уйғурлар билән болған мунасивәтлириниң үзүлүши билән бирликтә түркийәдики һәрқайси аммиви тәшкилатлар вә тәтқиқат мәркәзлири һәр хил курсларни ачмақта. Абдулхәмит қарахан әпәнди бу курсниң башқа курсларға охшимайдиған алаһидиликлири тоғрисида тохталди.

Истанбулда өткүзүлгән “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ” намлиқ тәрбийәләш курсиға иштирак қилған уйғур оқуғучилардин кастамону университети түрк тили вә әдәбияти кәспи оқуғучиси субинур өмәр, өзиниң тунҗи қетим бундақ тәрбийәләш курсиға қатнашқанлиқини вә буниң наһайити пайдилиқ болғанлиқини баян қилди.

Түркийәниң қаһраманмараш шәһиридики сүтчү имам университетида хәлқара мунасивәтләр кәспи бойичә магистирлиқ унвани үчүн оқуватқан муһаммәт атавуллаһ бу тәрбийәләш курсиниң алаһидиликиниң билим бериш даирисиниң кәң болуши икәнликини баян қилди.

Бурса шәһиридики улудағ университети хәлқара мунасивәтләр кәспи оқуғучиси абдуқадир абдукерим бу курста көп йеңи нәрсиләрни өгәнгәнликини, болупму, шәрқий түркистан дәвасини һәммидин үстүн көрүшниң муһимлиқини тонуп йәткәнликини баян қилди.

Абдулхәмит қарахан әпәнди бу курсниң иккинчи қетимлиқини бу йил язда ечишни ойлишиватқанлиқи, буниңға халиған уйғур оқуғучилар илтимас қилса болидиғанлиқини баян қилди.

Уйғур академийәси рәиси алимҗан инайәт мәзкур курсниң тунҗи қетим болушиға қаримай, наһайити әһмийәтлик өткәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.