Уйғур қизлирини хитайларға ятлиқ қилиш сияситиниң арқисида хитайниң хәлқ ишлири вә дөләт бихәтәрлик идариси барлиқи ашкариланди
2023.10.30
Йеқинқи он йилға йеқин вақиттин буян хитай һөкүмити уйғур диярида милләтләрниң өз ара қошулуп кетишини мәқсәт қилған сиясәтләрни зор күч билән йолға қоймақта. 2014-Йили 21-авғуст чәрчән наһийәлик партком чиқарған “миллийлар билән хәнзулар тойлашқан аилиләрни мукапатлаш тәдбирлири” намлиқ һөҗҗәт ши җинпиңниң бу хил сиясәтлириниң уйғур елидә җиддий иҗра қилинишқа башлиғанлиқидин сигнал бәргәниди.
Хитайниң уйғурларға қаритилған ирқи қирғинчилиқ сиясәтлири давам қиливатқан, уйғур әрлирини асас қилған кәң көләмлик тутқун вә лагерларға қамаш һелиһәм давамлишиватқан мушундақ бир мәзгилдә, хитай һөкүмитиниң уйғур қизлири билән хитайларниң тойлишишини илгири сүридиған тәдбирлири юқири долқунға көтүрүлди. Бу тоғрилиқ ашкара чақириқ қилидиған елан вә тәшвиқатлар, һәтта хитай иҗтимаий таратқулирида хитайларниң уйғур аяллирини хотунлуққа елиш арзусини һаясизларчә ипадә қилишлири, “чирайлиқ уйғур қизлирини хотунлуққа алғанлиқи” ни көз-көз қиливатқан бир қисим хитайларниң бәтбәширә қилиқлири хитай иҗтимаий таратқулиридиму кәң йәр алди.
Уйғур қизлирини хитайларға “йәмчүк” қилишни кәсипләштүрүш арқисида
Нөвәттә уйғур қизлирини базарға салидиған бу хил тәшвиқатни уйғурларниң өзлири қиливатқанлиқи ипадиләнгән “тик-ток” видийолири йеқинқи күнләрдә фәйсибоктики актиплардин абдушүкүр абдул әзиз қатарлиқларниң һәмбәһирлиши билән ашкарилинип, уйғурларни қаттиқ сәскәндүрмәктә.
Өзини “шинҗаң лайиқим мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкити” ниң хадими дәвалған бир уйғур қизи, бу ширкәтниң мәхсус уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә берип турмушлуқ болуши үчүн уларға лайиқ тонуштурушни кәсип қилғанлиқини ашкара баян қилиду.
Биз бу еланда берилгән “шинҗаң лайиқим мәдәнийәт чәклик ширкити” қизиқ линийәсигә телефон қилдуқ. Телефонни алған мулазим бу ширкәтниң “бихәтәрлик идариси” (дөләт бихәтәрлик идариси) һәмдә “үрүмчи хәлқ ишлири идариси” ниң мәхсус риғбәтләндүрүп қоллиши астида мулазимәт башлиғанлиқини ашкарилиди.
Илгири хитай даирилириниң биңтүән вә башқа орунларда бу хил кәсип билән шуғуллинидиған ширкәтләрни қуруватқанлиқи һәмдә иҗтимаий таратқуларда бу хилдики тәшвиқатларни қиливатқанлиқи биңтүәнлик ли нәй нәй (ли чоң ана) исимлик хитайниң ичкиридики хитайларни “уйғур қизлири билән той қилиш” вә уйғур райониға көчүп келип, “пайдилиқ сиясәтләрдин бәһримән болуш” ни тәшвиқ қилиш мәзмунидики видийолиридин ашкариланған иди.
Хитайчә торлардин мәлум болушичә, уйғур районидики хитайларға уйғур вә башқа милләт қизлиридин лайиқ издәшни тиҗарәт кәспи қиливалған бундақ ширкәтләр нөвәттә һәммә шәһәрләрдә көпләп қурулмақта икән. Уйғур җәмийитигә нисбәтән бу ят вә әхлақсиз һадисигә қарита иҗтимаий таратқулардики уйғурларниң қайтурған инкаслирида қәйт қилинишичә, әмдиликтә уйғур қизлирини хитай өлкилиригә ятлиқ болушқа дәвәт қилидиған, шундақлар хитайлардин лайиқ издәйдиған кәспий мулазимәт орунлири вә тор супилири қурулушқа башлиған. Йәнә бәзи инкасларда ейтилишичә, бу йүзлиниш хитай һөкүмитиниң уйғурларни бир милярд төт йүз милйон нопусқа игә адәм деңизида нопус, мәдәнийәт вә башқа җәһәттин еритип йоқитиш сиясәтлирини зор қәдәмдә нормаллаштурушқа башлиғанлиқини көрситип беридикән.
Хитайчә тор архиплиридин ашкариланған учурларға қариғанда, “шинҗаң лайиқим мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкити” ниң қануний вәкили мутәллипҗан муһәммәт исимлик бир киши болуп, бу ширкәт 2019-йили 12-айниң11-күни қурулған. Мәзкур ширкәт үрүмчи бәйхуа кәнти хәлқара учур бинасида тизимға елинған; шу вақитта ройхәткә елинған мәблиғиниң бәш милйон сом хәлқ пули икәнлики ейтилған. Мәзкур ширкәт лайиқ тонуштуруш мулазимитидин башқа йәнә йиғин вә көргәзмә мулазимити, фотограф вә син ишләш, еланчилиқ, юмшақ детал ишләш, мәдәнийәт вә сәнәт алмаштуруш паалийитини тәшкилләш қатарлиқ универсал мулазимәтләрни йолға қойғаникән.
Бу ширкәт ишләп тарқатқан “лайиқим” юмшақ детали болса, мәхсус уйғур қизлирини хитай өлкилиридики әрләргә тонуштуруш юмтали сүпитидә, дуйин (тик-ток) , вейбо қатарлиқ хитай иҗтимаий таратқулирида учришиш вә лайиқ издәш суписиға айланған. “лайиқим” суписиниң хитайниң һәр қайси җайлиридин тизимлатқан әзаси 1 милйон 202 миңға йетидикән.
Һөкүмәт даирилири адитидикидәк инкар қилди
Биз мәзкур лайиқ тонуштуруш ширкитиниң хитай дөләт аппаратлири билән болған мунасивити һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн үрүмчи шәһәрлик хәлқ ишлар идариси никаһ ишлири бөлүми билән алақиләштуқ. Телефонни алған хитай хадим “лайиқим” намидики лайиқ тонуштуруш ширкитиниң хәлқ ишлири идарисиниң башқуруши яки қоллиши астида иш елип бериватқанлиқини инкар қилди.
_Лайиқ тонуштуруш орунлирини хәлқ ишлар идариси башқурмайду. Улар бизниң башқурушимизда әмәс, уларниң дегини ялған.
-Һөкүмәтниң ‛милләтләр бир аилидәк иттипақ болуш‚ дегәндәк сиясәтлири астида улар силәрниң қоллаш вә риғбәтләндүрүшүңларға еришәмду?
-Пүтүн мәмликәттики хәлқ ишлар идарисиниң лайиқ тонуштуруш орунлири билән мунасивити йоқ.
-Ундақта улар нәниң башқурушида?
-Базар назарәт қилиш-башқуруш идарисиниң башқурушида.
-Һәммиси мушу йәрдә той қәғизи алидуғу? уйғур қизлар билән хитайлар той хәт еливатқанларниң санида ешиш күрүлдиму?
-Буни өзиңиз тәкшүрүң, буниңға бизниң идарә мәсул әмәс. Сизниң номуриңиз чәтәлниңғу? . . .
-Шундақ.
Бу җавабтин кейинла у телефонни үзди.
Биз йәнә үрүмчи шәһәрлик базар назарәт қилиш-башқуруш идарисигә телефон қилдуқ. Лайиқ тонуштуруш ширкәтләрниң қанунлуқ вә ишәнчлик икәнликини қандақ җәзмләштүргили болидиғанлиқи һәққидә сориған соалимизға бир хитай җавабән мундақ деди:
“адәттә һәр қандақ лайиқ тонуштуруш ширкәтләрниң базар назарәт қилиш-башқуруш идариси тарқатқан тиҗарәт кинишкиси болсила улар тиҗаритини башлиялайду. Лекин бу уларниң қанунсиз иш қилмайдиғанлиқиға биз капаләтлик қилимиз, дегәнлик әмәс. Қанун бойичә шәхсләрниң учури қанун арқилиқ қоғдилиду. Әгәр улар сизниң шәхси учурлириңизни қоғдиялмиған яки қанунсиз йоллар арқилиқ униңға еришкән болса, сақчиға мәлум қилип, қанун органлириға әрз сунсиңиз болиду. ”
Униң ейтишичә, бу орун пәқәт тиҗарәт кинишкиси чиқирип беридикән, әмма арқидики ишларда һечқандақ мәсулийити болмайдикән. Униң үстигә бу хил кәсипләр билән тиҗарәт қиливатқанларға мулазимәт һәқ өлчимиму бекитилмигәникән.
Биз униңдин йәнә “ундақта, мәсилән, улар хәлқ ишлар идариси дегәндәк һөкүмәт орунлириниң қоллиши вә риғбәтләндүрүшигә еришкән болса бу уларниң дөләтниң шинҗаң сияситини илгири сүрүшкә қатнишиватқан орунлар икәнликини көрситәмду? ” дәп соридуқ. У мундақ җаваб бәрди :
“шундақ, шундақ. Һәр қандақ ширкәтләр шундақ, әмма һөкүмәт орунлириниң уларни қоллиғанлиқиму охшашла уларниң бу ширкәт вә орунларниң қанунға хилаплиқ қилмаслиқиға капаләт хети бәргәнлик әмәс-тә. ”
Биз йәнә соридуқ : “әмисә хәлқ ишлири идариси яки дөләт бихәтәрлик тармақлириниң қоллиши немини көрситиду? мәбләғ билән тәминләшниму? ”
Хитай хадим дәрһал сәзгүрләшти болғай, “буларға. . . Мән җаваб берәлмәймән” дәпла сөзини үзди.
Маҗү : “бу ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир парчиси! ”
Хитайчә мәнбәләрдин мәлум болған һәқиқәтләрниң бири шуки, уйғур дияри мунқәрз болған 70 йилдин буян хитайдики башқа милләтләргә селиштурғанда уйғурларниң хитайлар билән той қилиш нисбити изчил %1 киму йәтмәйдиған әң төвән сәвийәдә болуп кәлгән. Лекин хитайниң мәхсус сиясәтлири түрткисидә уйғурлар билән хитайларниң тойлишиш нисбитидә қанчилик ешиш көрүлгәнликигә аит ениқ санлиқ мәлумат йоқ. Әмма иҗтимаий таратқуларда хитайға тәгкән уйғур қизлириниң той мурасимлириға аит видийоларниң көпәйгәнлики бу хил бинормаллиқниң барғанчә нормаллиққа қарап тәрәққий қилдурулуватқанлиқини ипадилимәктә.
Уйғурлар вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан туңган анализчи ма җү әпәнди бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида бу тоғрисида тохтилип мундақ деди.
“көрүватқан бу әһвалларниң һәммиси хитайниң уйғурларниң нопусини контрол қилиш вә туғулуш нисбитини кемәйтиш тәдбири, шуниңдәк уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш қатарлиқ бир биригә бағлинишлиқ болған ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир парчиси. Бундақ дейишимизгә уларниң бу лайиқ тонуштуруш тәшвиқатиниң өзила купайә, униңда пәқәтла уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткилип берип хитайлар билән той қилишқа үндәйду. Уйғур йигитләр тилға елинмайду, бу мәнтиқисизлиқниң өзила испат әмәсму? биз униң алдида хитай һөкүмитиниң уйғур тутқунларни хитай өлкилиригә елип маңған көрүнүшлирини көрдуқ; хитай әрлирини уйғур қизлириға қизиқтуруп нопус йөткәватқанлиқиға даир техиму йиргинчлик әһвалларғиму шаһит болдуқ. Буларниң һәммиси һөкүмәтниң васитиси билән болуватқан нопус қирғинчилиқи. Булар бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) елан қилған дөләт террорлуқи болуп, охшашла ирқий қирғинчилиқни шәкилләндүриду. Әмма улар аталмиш сода ширкәтлири вә яки тиҗарәт характерини алған аталмиш лайиқ тонуштуруш орунлириниң васитилири билән өзиниң җинайәтлирини йошурмақта. Б д т да хитай өзиниң мәҗбурий әмгәк җинайитини йошуруштиму охшаш тактикини қолланғаниди. ”
Ма җү әпәнди йәнә хитайниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқини давамлаштурушида хәлқара җәмийәтниң мәсулийити барлиқини тәкитләп мундақ деди :
“уларниң мәқсити өзиниң қилмишлирини йошуруш яки кичиклитип кишиләрни немә болуватқанлиқини аңқиралмас қилип қоюштур. Уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға аит ашкариланған мәлуматларниң көплүкидә булар аллиқачан уларниң бу рәзил қилмишлириға йетәрлик пакит. Әпсуски нурғун инсанлар буларни көрүп чүшинәлмәйду. Шуңа хитай мушу орунларниң ярдими билән қаримаққа худди улар өз ихтиярлиқи билән той қиливатқандәк бир көрүнүшләр арқилиқ ирқи қирғинчилиқини давам қиливатиду. Хитай һөкүмитиниң бу қилмишлирини ашкара давам қилдуралиши хәлқарада кишилик қоғдаш пиринсиплириға һәқиқий түрдә етибар берилмәсликкә сәвәб болуватиду; инсанийәтниң бу һәқтики бихудлуқи болса хитайға пайдилиқ шараит һазирлап бериватиду. Хитай компартийәси бундақ пайдилиқ шараитта өзиниң бу райондики рәһимсиз мустәмликисини әнә шу усулларда техиму күчәйтмәктә. ”
Адрян зенз: “бу хитайниң системилиқ вә узун муддәтлик пилани! ”
Уйғур ирқи қирғинчилиқини тәтқиқ қиливатқан алимлардин доктор адриян зенз хитайниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә берип хитайлар билән тойлишишқа риғбәтләндүрүватқанлиқидин һәйран қалмиғанлиқини билдүрүп мундақ деди :
“хитай компартийәсиниң уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлишишқа риғбәтләндүрүши вә уйғурларни милләтләр-ара тойлишишқа мәҗбурлаш сиясити мениң 2021-йили елан қилған доклатимда тилға елинған. Мән хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сияситидә хитайниң уйғур нопусини контрол қилиши-уйғурларниң җәмийәт қурулмиси вә мәдәнийитини бузушни мәқсәт қилған, дәп көрситип өткән идим. Худди шуниңдәк, бу әһвалму хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғурларниң нопус җәһәттики ‛мутләқ үстүнлүки‚ ни бузуп ташлаштәк ирқий қирғинчилиқ сияситини әмәлийләштүрүшниң бир қисми икәнликини, шуниңдәк буниң хитай һөкүмитиниң узун мәзгиллик системилиқ пилани икәнликини көрситиду. Шуңа мән уларниң буни очуқ-ашкара елип бериватқинидинму һәйран қалмидим. Болупму шуниңға алаһидә диққәт қилишимиз керәкки, бу ишлар нурғунлиған уйғур әрлири лагерларға қамалған вә түрмиләргә йөткәп кетилгән, йәнә нурғунлири из дерәксиз йоқап кәткән бир мәзгилдә йүз бәрмәктә. Бу бошлуқни болса улар хитай әрлири арқилиқ толдурмақта. Бу хитай коммунист һөкүмити иҗра қиливатқан пиланниң бир қисми. ”
Доклат вә анализларда: “баш пиланлиғучи-ши җинпиң! ”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2022-йили 11-айда елан қилған “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” сәрләвһилик чоң һәҗимлик доклатида хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ иҗра қиливатқанлиқи, әмәлийәттә буниң ассимилятсийә сиясити вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң васитиси икәнлики көрситилгәниди. Доклатта оттуриға қоюлушичә, әгәр хитай әрлири той қилишни тәләп қилған қизлар яки қизларниң аилисидикиләр той қилишни рәт қилса җаза лагерлириға киридиғанлиқи тоғрисида тәһдит селинған. Мәзкур доклатта бу хил сиясәт-уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилған бир тактика, дәп көрситилгән иди.
Ши җинпиң хитай дөләт рәиси болуш сүпити билән 2014-йили уйғур диярини тунҗи қетим рәсмий зиярәт қилғандин кейинла “милләтләр ара қошулушини илгири сүрүш” тәдбирлири рәсмий йолға қоюлушқа башлиди. Болупму 2016-йили уйғурларниң 18 яштин 40 яшқичә болған никаһ йешидики әрлири асасий салмақни игилигән чоң тутқун вә лагер сиясити, җүмлидин ирқий қирғинчилиқ башланғандин буян уйғур қизлириниң хитай көчмәнлиригә мәҗбурий никаһлиниши еғирлаватқанлиқи мәлум.
Ғәрб дунясида “уйғурларға елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрниң баш пиланлиғучиси вә җавабкари” дәп әйиблиниватқан ши җинпиң 2023-йили 26-авғустта уштумтут үрүмчигә келип, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, партком вә биңтүәнниң юқири дәриҗилик рәһбәрлиридин “хәлқара җәмийәтниң қандақ билҗирлашлиридин қәтийнәзәр партийәниң нөвәттики шинҗаң сиясәтлирини қилчә тәврәнмәстин толуқ вә қәтий иҗра қилиш” ни тәләп қилғаниди.
“сиясәтчи” ториниң 26-авғуст күни елан қилған “ши җинпиң шинҗаңға йүргүзүватқан қаттиқ қол сияситини техиму күчәйтмәкчи” намлиқ мақалисидә, “ши җинпиң хәлқараниң әйиблишигә пәрва қилмай, уйғур райониға қаратқан бастуруш сияситини юқири пәллигә көтүрмәкчи” дәп көрситилгән.
Уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитиватқан антрополог, уйғуршунас доктор руни стенберг, -28 авғуст бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилғанда, ши җинпиң үрүмчидә ачқан йиғинида “шинҗаң билән мәркәздики дөләт органлири вә ички районлардики кадирларни қош йөнилишлик алмаштуруш керәк” дәп көрсәтмә бәргәнликини, униң уйғурларни ички районларға вә хитайларни уйғур елигә йөткәшниң хитайниң һазир уйғур елидики сияситини қилчә тәврәнмәстин давам қилидиғанлиқни көрситип беридиғанлиқини әскәрткәниди. У бу һәқтә: “уйғурлар вә қазақларни йөткәш хитайниң һазирқи сияситигә мас келиду. Йәни уйғурларни ассимилятсийә қилмақчи. Нопус йөткәш мәҗбурий ассимилятсийә сияситиниң бир амили” дегәниди.