Профессор һарди мулйоно сурбақти: “уйғур тартиватқан зулумни йәңгиллитиш бизниң вәзипимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.04.14
ablikim-idris-hindoneziye-1.jpg Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди һиндонезийәниң мәдан шәһиридики муслим нусантара ал вашлияһ университетиниң мудири, профессор һарди мулйоно сурбақти (Hardi Mulyono Surbaqti). 2023-Йили 12-апрел.
RFA/Erkin Tarim

12-Апрел күни һиндонезийәниң мәдан шәһиридики муслим нусантара ал вашлияһ университетида хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлгән. Йиғиндики нуқтилиқ сөзлигүчиләр мәзкур университетиниң мудири, профессор һарди мулйоно сурбақти (Hardi Mulyono Surbaqti),, ал вашлияһ җамаитиниң рәиси доктор масйһурил кһамис (Masyhuril Khamis) әпәнди вә малайсия абим ислам яшлар тәшкилатиниң муавин рәиси хайирул анвар әпәнди болуп, мәзкур университетниң мудири қилған сөзидә уйғурлар тартиватқан зулумни йәңгиллитишниң өзлириниң вәзиписи икәнликини тәкитлигән.

Паалийәтни уюштурған уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, мәзкур университетиниң мудири, профессор һарди мулйоно сурбақти (Hardi Mulyono Surbaqti) әпәндиниң қилған сөзи һәққидә тохтилип мундақ деди: “у, сөзидә қурандин айәтләрни дәлил кәлтүрүп, ‛биз уйғурлар билән дин, етиқад вә инсанийәт нуқтисидин қериндаш, уларниң тартиватқан азаби бизниңму азабимиз, уйғурларниң үстидики азаб-оқубәтни йәңгилләштүрүшму бизниң мәҗбурийитимиз. Биз уйғур мәсилисини бурунму оқуғучилиримизға аңлатқан идуқ. Мана бүгүнму хәлқаралиқ паалийәт өткүзүватимиз. Буниң җамаәт пикири пәйда қилишта пайдиси зор болиду дәп ойлаймән‚ деди”.

Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди һиндонезийәниң мәдан шәһиридики муслим нусантара ал вашлияһ университетида уйғуштурған паалийитидә малайсия абим ислам яшлар тәшкилатиниң муавин рәиси хайирул анвар әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 12-апрел.
Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди һиндонезийәниң мәдан шәһиридики муслим нусантара ал вашлияһ университетида уйғуштурған паалийитидә малайсия абим ислам яшлар тәшкилатиниң муавин рәиси хайирул анвар әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 12-апрел.
RFA/Erkin Tarim

Ислам һәмкарлиқ тәшкилати яшлар ячейкисиниң һиндонезийә шөбиси мәсули астрид надя ризқита ханим телефон зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи лексийә йиғини уюштуруш паалийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз уйғур мәсилисини һәр қайси университетларда лексийә бериш, мәсчитләрдә мусулманлар билән учришиш елип бериш арқилиқ һәммә саһәдики кишиләргә аңлитишимиз керәк иди. Бу қетим буни әмәлгә ашурдуқ. Булардин сирт диний затлар, җамаәт әрбаблири, парламент рәһбәрлири, чоң мәсчитләрниң имамлири вә бәзи районларниң рәһбәрлири билән елип барған учришишлиримизму наһайити яхши өтти. Мәнчә бу 13 күнлүк шәһәрләр ариси лексийә сөзләш паалийитимиз күткинимиздинму яхши өтти дәп ойлаймән.”

13 Йилдин буян уйғурларни тәтқиқ қиливатқан малайсия абим ислам яшлар тәшкилатиниң муавин рәиси хайирул анвар әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу лексийәләр нөвәттә уйғурлар дучар болуватқан мәсилини тәпсилий чүшәндүрүп бериш үчүн пурсәт яритип бәрди. Болупму мәдан шәһиридики муслим нусантара ал вашлияһ университети мудириниң уйғур оқуғучиларни оқутуп бериш тоғрисида вәдә бериши наһайити яхши иш болди. Һиндунезийәдә уйғурларни қоллайдиған бәзи җамаәтләр бар, булар көпәйсә уйғурлар үчүн биразму болса үмид болалайду дәп ойлаймән”.

Абдулһеким идрисниң ейтишичә, хайирул анвар әпәнди, ислам һәмкарлиқ тәшкилати яшлар ячейкисиниң һиндонезийә шөбиси мәсули астрид надя ризқита (Astrid Nadya Rizqita) ханим вә америка тексастин кәлгән уйғур тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси һәзрәтали һошур қатарлиқ мутәхәссисләр 4-айниң 1-күнидин 13-күнигичә һиндонезийәдики 5 чоң университетта уйғурлар тоғрисида лексийә бәргәндин сирт, чоң мәсчитләрдә мусулман җамаәткә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини аңлатқан.

Һәзрәтали һошур әпәнди 13 күнлүк паалийәттин алған тәсирати һәққидә тохтилип, һиндонезийәдә аңлитиш арқилиқ уларниң зор қоллишиға еришәләйдиғанлиқиға ишәнгәнликини баян қилди.

Йиғин ахирида мәркизи вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизи билән муслим нусантара ал вашлияһ университети оттурисида һәмкарлишиш келишими түзүлгән.

Нөвәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишидә мусулман дөләтлириниң һечқайсиси хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини әйиблимигән болуп, һиндонезийәму шуниң ичидә иди. Шуңа мусулман дөләтлири җамаитигә болупму һиндонезийәдә уйғур мусулманлири дуч келиватқан мәсилиләрни көпләп аңлитиш зөрүр дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.