Қазақистанлиқ уйғур исламҗан түркийә чеграсида тосуп қелинған
2019.03.27
Йеқинқи мәзгилләрдә, уйғурларниң хитай паспорти билән түркийә чеграсиға кириш җәрянида тосалғуларға учриғандин сирт, қазақистан паспорти болған бир қисим уйғурларниңму охшашла тосуп қелиниватқанлиқи мәлум. Қазақистан пуқраси исламҗан яқупоф, 3 ай илгири түркийәгә келип орунлашқан аяли билән җәм болуш үчүн, 9 яшлиқ оғлини елип 24-март қазақистан чеграсидин тосалғусиз өткүзүлгән болсиму, ойлимиған йәрдин истанбул ата түрк айропортида түрк чегра сақчилири уни тосуп қалған. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә тәпсилий хәвәр бериду.
Истанбул ата түрк айропортидин биз билән алақиләшкән, исламҗан яқупоф қазақистанлиқ уйғур болуп, у-24-март күни ата түрк айропортида түркийәгә киргүзүлмәй тосуп қелинған. Һазир 20 дин артуқ тосуп қелинған башқа дөләт пуқралири билән бир залда йетиватқиниға 3 күн болған исламҗан өзи тосуп қелинған болсиму, әмма биллә кәлгән оғлиниң түркийәгә киришигә йол қоюлғанлиқини билдүрди.
Исламҗанни тосуп қалған түркийә таможна хадимлириниң илгири сүрүшичә, исламҗанниң түркийәгә киргүзүлмәсликигә униң паспортиға “террорлуқ гумандари” дегән бәлгә қоюлғанлиқи сәвәб болған икән. Исламҗан өзиниң илгири бир қанчә йил норвегийәдә яшаш җәрянида шу җайдики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнашқанлиқи сәвәблик қазақистан бихәтәрлик тармақлириниң соал сорақ вә паракәндичиликлиригә учрап кәлгән икән.
Буниңдин 3 ай илгири, йәни бултур 12-айда қазақистандин түркийәгә кәлгән исламҗанниң аяли муйәссәр үрүмчилик болуп, гәрчә у қазақистан пуқраси исламҗан билән той қилип 10 йилдин бери қазақистанда яшаватқан болсиму, лекин һазирға қәдәр униң пуқралиқ илтимаси рәт қилинип кәлгән. У йеқинқи күнләрдә, қазақистанда туруватқан хитай паспортиға игә уйғур вә қазақларниңму қайтурулуватқанлиқи сәвәблик, паспортиниң вақти тошушқа 3 ай қалғанда түркийәгә кәлгән икән.
Муйәссәр гәрчә 9 яшлиқ оғли билән саламәт җәм болған болсиму, лекин йолдишиға қазақистан даирилириниң “террор гумани” ни теңишиниң асассиз икәнликини вә униң қазақистанға қайтурулмаслиқи үчүн барлиқ амалини қиливатқанлиқини билдүрди.
Явропада уйғур вә қазақларниң хитайниң җаза лагерлириға қамилип зулум чекиватқанлиқини испатлиқ аңлитиватқан лагер шаһити өмәр бекали, худди исламҗанға охшашла қазақистанда бихәтәр яшиялмиғанлиқ сәвәбидин түркийәгә кәлгән қазақистан пуқрасидур. Телефон зияритимизни қобул қилған өмәр бекали өзиниң исламҗан билән қазақистандин тартип тонушидиғанлиқини, аиливи достлардин икәнликини билдүрди вә униң интайин диянәтлик, қийинчилиққа учриғанларни көрсә ярдимини айимайдиған яхши инсанлиқиға, шундақла “террор гумани” билән тосуп қелинишиниң “бир төһмәт” икәнликигә шәхсән өзи гуваһлиқ беришкә тәйярлиқини билдүрди.
Биз йәнә исламҗан илгири норвегийәдә яшиған мәзгилидә әза болған вә паалийәтлиригә қатнашқан, норвегийә уйғур комитетиниң әйни вақиттики рәиси сәмәт абладин, исламҗан яқупоф һәққидә соридуқ.
Сәмәт абла әпәнди өзиниң исламҗан яқупоф билән 2004-йили у норвегийәгә келип уйғурлар билән алақиләшкәндин кейин тонушқанлиқи вә у норвегийәдә уйғур җамаити билән интайин еҗил өтүп, норвегийә уйғур комитети уюштурған паалийәтләргә интайин актиплиқ билән қатнашқанлиқини билдүрди. Сәмәт әпәндиниң қәйт қилишичә исламҗан норвегийәдә яшиған мәзгилидә һечқандақ қанунсиз бир паалийәт яки тәшкилатқа қатнашмиған, 2008-йиллири той қилиш үчүн норвегийәдин қазақистанға қайтип кәткән.
Исламҗан яқупоф, қазақистандин түркийәгә киргүзүлмәй чеграда тутуп қелинған тунҗи уйғур әмәс, түркийә чегра башқуруш тармақлири буниң алдида, лагерлар һәққидә гуваһлиқ бәргүчи шаһит өмәр бекалиниң аяли рошәнгүл вә икки яшлиқ оғли муһәммәт, бултур 16-сентәбир қазақистандин түркийәгә киришидә, истанбул айродромидики түркийә көчмәнләр ишлири хадимлири, уларни, “паспорти ялған” дегән гуман билән тутуп қалған вә бу дуня мәтбуатида ғулғула қозғап 3 күндин кейин улар түркийәгә киргүзүлгән иди.
Исламҗанниң чеграда тосуп қелинғанлиқидин хәвәр тепип униң түркийәгә кириши вә аилисиниң җәм болуши үчүн йол меңиватқан, түркийәдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәндиниң билдүрүшигә қариғанда, хитай паспортиға игә уйғурлардин башқа қазақистандики қисмән паалийәтчан уйғурларниңму йеқиндин буян асассиз вә испатсиз һалда “террор гумандари” дегән категорийәгә кирип қелиши тунҗи қетимлиқ иш әмәс икән. Һидайәтулла әпәндиниң исламҗан һәққидә игилигән учурлириға вә униң террорлуқ билән алақисиз бир инсан икәнлики һәққидә игилигән дәлиллиригә қариғандиму, буни хитай һөкүмитиниң уйғурларниң башқа дөләтләрдиму панаһлиналмаслиқи вә әркин һәрикәт қилалмаслиқи үчүн биваситә вә васитилик ишлитиватқан тәдбирлириниң бири дәп чүшинишкә болидикән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити қазақистандин уйғурларниң хитайға қарши сиясий һәрикәтлиригә йол қоймаслиқни изчил тәләп қилип келиватқан болуп, икки дөләт аталмиш “үч хил күчләргә” ортақ қарши туруш пүтүшими һасил қилған иди.