Американиң естонийәдики әлчиханиси уйғурлар тоғрилиқ доклат бериш йиғини уюштурған
2020.05.14

13-Май күни вашингтон вақти әтигән саәт 8 йеримдин саәт 10 ға қәдәр американиң естонийә вә финландийәдики әлчиханилириниң саһибханилиқида “уйғурлар: хитайдики тәрәққиятниң бәдилигә йүргүзүлүватқан зулум” намлиқ доклат бериш йиғини уюштурулған.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң торидики бу һәқтики учурға қариғанда, мәзкур доклат бериш йиғинға американиң естонийәдики әлчиханисиниң иҗтимаий мунасивәтләр директори әд дунн әпәнди риясәтчилик қилған. Америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим уйғурлар вәзийити һәққидә мәхсус доклат беришкә тәклип қилинған.
13-Май күни әтигәндики доклаттин кейин рошән аббас ханим радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, мәзкур йиғинниң орунлаштурулуши вә өзи тәйярлап тәқдим қилған уйғурлар һәққидики доклати һәққидә мәлумат бәрди.
Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, доклат 90 минут давамлашқан. У йиғинда алди билән хитай һөкүмранлиқи астидики уйғурларниң тарихи әһвали вә нөвәттики вәзийити тоғрисида 45 минут әтрапида доклат бәргән. Қалған 45 минутлуқ вақитта йиғин қатнашчилириниң уйғурлар тоғрилиқ сориған соалларға җаваб бәргән.
Рошән аббас ханим йәнә мәзкур доклат бериш йиғиниға қатнашқучилар һәққидиму мәлумат бәрди. Униң билдүрүшичә,
Мәзкур доклат бериш йиғиниға 40 тин 50 кичә киши алаһидә тәклип қилинған. Уларниң ичидә хитай вә уйғур вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан америка вә явропа әллиридики сиясий әрбаблар, уйғуршунас тәтқиқатчилар вә бир қисим уйғур паалийәтчилириму бар икән.
Рошән аббас ханим йәнә өзиниң уйғурлар вәзийити һәққидики доклатида оттуриға қоюлған бир қисим мәсилиләр вә йиғин қатнашчилири оттуриға қойған мәсилиләр һәққидиму толуқлима бәрди.
У доклатида уйғурларниң хитайлардин пәрқлиқ болған миллий кимлики, уйғурлар дуч келиватқан бастурулуш вәзийити, хитай һөкүмити оттуриға қойған “бир йол бир бәлвағ” қурулушиниң елип берилиши давамида уйғурларниң “диний әсәбийликни түгитиш” баһанисидә пүткүл милләт бойичә зәрбә бериш нишаниға айланғанлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәргән
Рошән ханимниң билдүрүшичә, униң доклатидин кейин йиғин қатнашчилири милйонлиған уйғурниң 2-дуня уруши дәвридики натсистларниң “җаза лагерлири” ға охшаш йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи, диний алимлар вә зиялийларни асас қилған уйғур сәрхиллириниң лагер вә түрмиләргә қамилиши, хитай ширкәтлири експорт қилған мәһсулатларниң уйғурлар әрзан әмгәк күчигә айландурулған завутларда ишләнгәнлики, уйғур районидики диний вә мәдәний хаслиқларниң йоқитилип, уйғурларға хитай мәдәнийәт кимликиниң мәҗбури теңилиши қатарлиқ соалларни сориған. Рошән ханим доклатидин кейинки 45 минут вақит ичидә бу соалларға җаваб бәргән.
Юқириқи аваз улинишидин мәзкур доклат һәққидики тәпсилатларни аңлиғайсиләр.