“уйғур сағламлиқ тәшәббуси” намлиқ тор сөһбитидә уйғурлардики роһий бесимлар вә иҗтимаий мәсилиләр тема қилинған

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.08.16
Йонаһ даймонд: “хитай һөкүмитиниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқ қилмақчи болғанлиқи ашкара болди”
Photo: RFA

12-Авғуст күни уюштурулған “бизниң азаблиримизни чүшиниш” темисидики тор сөһбитидә, муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан түрлүк роһи бесимлар вә у кәлтүрүп чиқарған бир қатар иҗтимаий мәсилиләр тема қилинған.

Бир саәт давам қилған бу тор сөһбити мәркизи америкадики уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббасниң риясәтчиликидә елип берилған. Мәзкур сөһбәткә тәклип қилинған әнгилийәлик мутәхәссис фил газлей әпәнди, ана юртлиридин айрилип иккинчи бир дөләткә көчмән болған хәлқләр вә уларниң пәрзәнтлири дуч келидиған роһи бесимлар һәмдә көчмәнләр дуч келидиған иҗтимаий мәсилиләрни қандақ һәл қилиш һәққидә сават характерлик лексийә бәргән. Сөһбәт җәрянида рошән аббас ханим фил газлей әпәндидин бир қанчә қетим соал қойған.

Рошән аббас ханим, фил газлей әпәндидин соал сориғанда, хитай һөкүмранлиқидин қечип чәт әлләрдә көчмәнлик һаятида яшаватқан уйғурларниң башқа көчмәнләргә охшаш җапалиқ ишләш арқилиқ аилисини беқиш бесимидин башқа йәнә хитай һөкүмитидин келиватқан түрлүк сиясий бесим, һәтта зиянкәшликләргә учраватқанлиқини тәкитлигән. У йәнә ана юрти, ата-ана вә уруқ-туғқанлиридин айрилиш, юртида қалған уруқ-туғқанлири билән нормал алақә қилалмаслиқ, чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлири билән болған бағлиниши сәвәблик, чәт әлләрдики уйғурларниң хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған қара қолидин қорқуштәк бир қатар роһи бесимлардин қандақ қутулуш керәкликини сориған.

Мәзкур сөһбәт пирограммиси һәққидә зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим, 12-авғуст өткүзүлгән бу сөһбәт пирограммисиниң америкада буниңдин бирқанчә йил илгири тәсис қилинған “уйғур сағламлиқ тәшәббуси” ниң торда мәслиһәт бериш пирограммилиридин бири икәнликини чүшәндүрүп өтти.

Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, 2020-йили қурулған “уйғур сағламлиқ тәшәббуси”, америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәрикити вә бил кларкқа охшаш уйғуршунас мутәхәссисләр һәм дохтурларниң һәмкарлиқида қурулған торда мәслиһәт бериш суписи икән. Қәрәллик өткүзүлүп келиватқан бу хилдики тор сөһбәтлири муһаҗирәттики уйғурлар үчүн муһим әһмийәткә игә икән.

“уйғур сағламлиқ тәшәббуси” ниң тәшкиллигүчилиридин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханимму радийомиз зияритини қобул қилип, 2020-йили қурулған “уйғур сағламлиқ тәшәббуси” ниң паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Әлфидар илтәбир ханимниң билдүрүшичә, “уйғур сағламлиқ тәшәббуси”, торда мәслиһәт бериш паалийәтлиридин башқа йәнә, америкадики уйғур яшлири арисида көрүлүватқан бир қисим иҗтимаий мәсилиләр, мәсилән, сүний зәһәр фентанилдин зәһәрлиниш паҗиәлиригә охшаш һадисиләр һәққидиму мәхсус лексийә орунлаштуруп, бир қисим уйғур яшлири дуч келиватқан чүшкүнлүк вә писхик бесимларни қандақ һәл қилиш тоғрилиқму ярдәм бәргән икән.

Әлфидар илтәбир ханим йәнә “уйғур сағламлиқ тәшәббуси” ниң йеқинқи бир икки йилдин буянқи паалийәтлири һәққидә тохтилип өтти. У, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясий вә диний бесимлириниң чәт әлләрдики уйғур җамаитидә күчлүк роһий бесимларни пәйда қилғанлиқини, йәни нурғунлиған уйғурларда юртлиридики ата-ана уруқ-туғқанлири билән нормал телефон алақиси қилиштин әнсирәш, һейт-байрамларда уруқ-туғқанлири билән нормал телефон алақиси қилишқа амалсиз қелиш, телефон алақиси қилған бир қисим уйғурларниңму сөз ибарилиридә зиядә еһтиятчан болуштәк роһий вә писхикилиқ бесимларниң оттуриға чиққанлиқини тилға елип өтти. Ахирида у хитай һөкүмитиниң чәт әлликләргә “шинҗаң саяһити” ни ечиветиш тәшвиқатиға ишинип хитайдин виза елип юртлириға қайтқан бир қисим уйғурлар билән хитай һөкүмитиниң сиясий зиянкәшликидин әнсирәп юртлириға қайталмайватқан уйғур лар арисида йүз бериватқан бөлүнүш вәзийитиниңму “уйғур сағламлиқ тәшәббуси” ниң сөһбәт пирограммилиридин орун алғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.