Уйғурларниң күрәш қиссәси, 4-қисим: парлақ кәлгүси үчүн мәшиқ қилиш
Бу бөлүмдә қәйсәр уйғур тәнһәрикәтчи халид атаманниң мушәққәтлик күрәш мусаписи көрүрмәнләрниң диққитигә тәқдим қилиниду. Қәшқәрдә туғулған халид хитай һөкүмитиниң түрлүк бесимлири вә тәнтәрбийә чәклимилиридин қутулуш үчүн юртидин айрилип, мушәққәтлик сәпәрләрни баштин кәчүрүп, малайсия арқилиқ түркийәгә келиду. У түркийәгә кәлгәндин кейин, хәлқаралиқ мусабиқиләргә қатнишидиған яш уйғур маһирларни тәрбийәләш мәқситидә “атаман тәнтәрбийә кулуби” ни қуриду.
Бу филимда халид атаман уйғур тәнһәрикәтчиләр дуч кәлгән қийинчилиқларни өз һекайиси арқилиқ аңлитиду. Өзиниң хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип 3 йил түрмидә ятқанлиқидәк қисмәтлирини баян қилиду. Халид бир тәрәптин, уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң хитай тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқини дуняға аңлитишқа тиришса; йәнә бир тәрәптин хәлқаралиқ мусабиқиләргә қатнишиду, шундақла “атаман тәнтәрбийә кулуби” да йеңи бир әвлад ирадилик тәнһәрикәтчиләрни йетиштүрүшкә тиришиду.