Уйғурларниң күрәш қиссәси 5-қисим: уйғур мираслирини қоғдаш
2024.01.17
Түркийәдики уйғур зиялийси мәғпирәт камал ханим өзиниң хитайдики мәзгилдә бир уйғур болуш сүпитидә илим издәш йолида қандақ мүшкүлатларға дуч кәлгәнлики вә уларни қандақ бесип өткәнлики һәққидики аҗайип кәчмишлирини биз билән ортақлашти. 1989-Йилидики “тйәнәнмен қирғинчилиқи” униң магистирлиқ унвани үчүн оқуштәк қизғин интилишлирини тозғақтәк тозутувәткән.Илим көкидә пәрваз қилиш вә кишилик әркинликкә болған тәшналиқниң түрткисидә мәғпирәт камал алий маарип үчүн түркийәдә оқушни талливалған. Бүгүнки күндә у өзини келәчәк әвладларни тәрбийәләшкә , шуниңдәк маарип вә илим-пәнниң дуняни өзгәртишкә қадир болуштәк қудрити арқилиқ өзлириниң бай мәнивий мираслирини һимайә қилишқа пида қилмақта.