Вашингтонда “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 14 йиллиқи мунасивити билән үч җайда намайиш өткүзүлди
2023.07.05
Бүгүн, йәни 5-июл күни америка пайтәхти вашингтонда “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 14 йиллиқини хатириләш мунасивити билән үч җайда хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.
Буниңдин 14 йил бурунқи бүгүнки күндә, уйғур дияриниң мәркизи үрүмчи шәһиридә дуняни зилзилигә кәлтүргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” йүз бәргән иди. Шуниңдин етибарән, дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан муһаҗирәттики уйғур җамаити бу қанлиқ күнни хатириләп, йиғилиш уюштуруш, намайиш өткүзүш вә башқа охшимиған шәкилләрдики түрлүк паалийәтләр арқилиқ хатириләп кәлмәктә.
Биз алди билән вашингтон шәһириниң капитал рифлектиң көли (Capitol Reflecting Pool) бойида өткүзүлгән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи”ни хатириләш намайишини нәқ мәйдандин зиярәт қилдуқ. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим радийомиз зияритини қобул қилип, рәсим көргәзмиси шәкли арқилиқ елип берилған бу қетимлиқ намайишниң бүгүн әтигән саәт 10:00 дин чүштин кейин саәт 6:00 гичә давамлишидиғанлиқини тилға алди. У йәнә бу қетимлиқ намайишниң әһмийити вә тәсири тоғрулуқ өз пикирини баян қилип өтти.
Америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән бүгүнки намайишқа вашингтон шәһири, вирҗинийә вә мариланд шитатлирида олтурушлуқ уйғур җамаитидин бир қисим кишиләр хизмәт орунлиридин рухсәт сорап келип қатнашқан. Лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун бүгүнки намайишқа алаһидә вақит аҗритип қатнашқан. У америкаға кәлгәндин буян бу түрдики намайишларға изчил һалда қатнишиш арқилиқ, хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан уйғур хәлқиниң авазини аңлитишқа тиришқан, шундақла һәр қетимлиқ намайишқа қатнишишни өзиниң виҗданий бурчи дәп қарап кәлгән.
Бүгүн йәнә ақсарай вә вашингтондики хитай әлчиханиси алдидиму бирла вақитта намайиш елип берилған. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим, дуняниң сиясий мәркизий болған вашингтонда бир күн ичидә охшимиған нуқтиларда хитайға қарши наразилиқ намайишлириниң елип берилиши, буниңдин 14 йил бурунқи “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләш, мустәбит хитай коммунист һакимийитигә қарши күч көрситиш, шундақла уйғур ирқий қирғинчилиқини америка хәлқигә аңлитишта муһим әһмийәткә игә, дәп көрсәтти.
Тәпсилатни юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.