Италийә һөкүмити олимпик җәрянида хитайға қарши сиясий мәйданини ипадилигән тәнһәрикәтчилирини тәбриклиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.25
2008.08.25
Тәнһәрикәтчи маргарита гранбасси, өзи олимпик җәрянида қолланған маскини тибәт диний даһийси далай ламаға совға қилған вә " бейҗиңда мени паскиничилиқтин қоғдиған бу маска, тибәт хәлқиниму қоғдиғай " дәп символлуқ һесдашлиқ ипадилигән. Күмүш медал саһиби, боксчи кләмәнтә руссо медалини " хитайда зулум чекиватқан барлиқ кишиләргә" тәқдим қилғанлиқини билдүргән. Йәнә күмүш медал саһиби тәнһәрикәтчи каякәр җосәфа ахирқи һәл қилғуч мусабиқидә кийгән тәнһәрикәт кийимини далай ламаға тәқдим қилған. Италийилик тәнһәрикәтчиләр бу хил сиясий мәйданини олимпик йепилиш мурасими вә униң алди - кәйнидә намайән қилған.
Италийә дөләт мудапиә министири игназио ла русса йәкшәнбә күни корриәрә гезитидә бу һәқтә пикир баян қилип тәнһәрикәтчилириниң мәзкур һәрикәтлиридин наһайити мәмнун болғанлиқини билдүргән вә мундақ дегән: " тәнһәрикәтчилиримиз бир тәнһәрикәтчилик вәзиписиниму ада қилди, инсаний вәзиписиниму ада қилди."
Яшлар министири гәоргиа мелони тәнһәрикәтчилирини хитайдики назук мәсилиләргә устилиқ билән инкас қайтурди, дәп мәдһийилигән вә һәр тәрәплимә мәсулийитини ада қилди дәп алқишлиған.