Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида “шинҗаңдики кишилик һоқуқ бөһрани” темисида муһакимә йиғини ечилди
2019.09.24

Хитай һөкүмити уйғурлар диярида иҗра қиливатқан зор көләмлик тутқун вә лагерларниң барғансери кеңәйтилиши, бу җәрянда аллиқачан бир милйондин үч милйонғичә уйғур қатарлиқларниң “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамилиши йеқиндин буян барғансери хәлқара ахбарат саһәсидики муһим темилардин болуп кәлмәктә. Бу әһвалниң әң йеңи тәрәққиятиға қарап чиқиш, шуниңдәк дуня җамаитини уйғурлар дуч келиватқан иҗтимаий паҗиәләр бойичә хитайни әйибләшкә чақириш һәмдә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан “инсанийәткә қарши җинайәтлири” ни әйибләшни мәқсәт қилған бир қетимлиқ муһакимә йиғини 24-сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң ню- йорктики баш шитабида өткүзүлди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи қармиқидики “демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк идариси” ниң саһибханлиқидики бу муһакимә йиғини б д т ниң 74-қетимлиқ омумий йиғинида дуняниң рәһбәрлири бир сорунға җәм болуп, килимат мәсилисини музакирә қиливатқан бир пәйттә ечилди. Йиғинға американиң хәлқара диний етиқад әркинлики баш әлчиси сам бровнбәк әпәнди риясәтчилик қилди.
Йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин минситри җон сулливан алаһидә нутуқ сөзләп уйғурлар мәсилисиниң һазир толиму назук бир тәқдиргә дуч келиватқанлиқини көрситип өтти. Шу қатарда б д т баш катипиниң алаһидә мәслиһәтчиси карен симис ханим, уйғур тиббий пәнләр доктори ришат аббас, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати идарә һәйитиниң рәиси нури түркәл қатарлиқларму уйғурлар учраватқан түрлүк паҗиәләр һәққидә йиғин әһлигә әмәлий вә меғизлиқ мәлуматлар бәрди.
Болупму хитай һөкүмитиниң уйғурлар диярида көпләп қуруватқан лагерларниң шаһитлиридин зумрәт давутниң өзи лагерда баштин кәчүргән қәбиһликләр һәққидә йиғин әһлигә бәргән гуваһлиқи уйғур җәмийити дуч келиватқан сиясий бөһранниң қанчилик тәхирсиз вә җиддий икәнликини җанлиқ сүрәтләп бәрди. Йиғинда йәнә уйғурларға аит соралған соалларға җаваб берилди.