Хоңкоңлуқлар 2020-йилиға намайиш билән кирди, уйғурларчу?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.01.01
Xongkong-Namayish-01.jpg Хоңкоңлуқлар 2020-йилиға намайиш билән кирди
Social Media

Көзәткүчиләрниң қаришичә, 2019-йили муһаҗирәттики уйғурларниң хитайға болған үзлүксиз қаршилиқлири, ғәрб демократик дөләтлириниң хитайға қарита бесимлири, хәлқарада әвҗ алған уйғурларни қоллаш чуқанлири һәм америка, явропа бирликидә уйғурлар тоғрисида қобул қилинған қанун лайиһәси вә қарарлар хитайни биарам қилипла қалмай, хоңкоңда давамлашқан намайишлар вә тәйвән мәсилисиму хитайниң чоң баш ағриқиға айланған иди. Буниң ичидә хитай һәл қилиш чарисини тапалмайватқан әң кәскин мәсилә хоңкоңдики қаршилиқни тинҗитиш мәсилиси болмақта.

Хоңкоңда 6 миңдин артуқ киши қолға елинған, қанчә миң киши сақчилар билән болған тоқунушта яриланған болушиға қаримай 2019-йили 6-айда хоңкоң алаһидә мәмурий районлуқ һөкүмәтниң “тутқунларни хитайға қайтуруп бериш низами” ға қарши қозғалған намайиш 2020-йилиниң тунҗи күнигә қәдәр давамлашти. 

Һәр йили йеңи йилни түрлүк сәнәт номурлири, салйот етиш билән қайнам-ташқинлиқ ичидә күтивалидиған хоңкоңлуқлар бу йил көңүл ечишқа алақидар барлиқ паалийәтләрни әмәлдин қалдуруп, йеңи йилниң 1-күни хоңкоң мәмурий һөкүмитигә қарши намайиш үчүн в икторийә мәйданиға җәм болған иди. 

1-январ нәқ мәйдандин тарқитилған син көрүнүшлиригә қариғанда, он миңлиған хоңкоңлуқлар бүгүн шәһәрниң охшаш болмиған районлириға тарқилип намайиш елип барған. Намайиш җәрянида сақчилар билән намайишчилар арисида йәнә тоқунуш йүз бәргән. Намайишчилар сақчиларға қарита хиш-кесәкләр билән һуҗум қилған. Сақчилар яш аққузуш бомбиси, рәзинкә оқлар билән тақабил турған. Намайишчилар хитай дөлитигә тәвә болған бир банкиға вә намайишчиларни тинҗитиш үчүн чиққан сақчиларниң су чечиш машинисиға от қойивәткән.

BBC Ниң 1-январдики хәвиригә қариғанда бүгүнки намайишқа қанчә он миң киши қатнашқан. Намайиш хоңкоң вақти чүштин кейин саәт 15:00 да башланған болуп, кәч саәт 22:00 гә қәдәр давам қилидикән. 

2020-Йили муһаҗирәттики уйғурларниңму хитайға қарши күрәш мусапилиридә йеңи сәһипиләрниң ечилидиғанлиқи пәрәз қилинмақта вә хоңкоңлуқларниң қаршилиқ ирадилирини өрнәк қилиш тәшәббуслири оттуриға қоюлмақта. 

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, “уйғур әдлийә архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди хоңкоңдики бу үзлүксиз қаршилиқлар һәққидә тохталғанда милйонлиған қериндашлири хитайниң җаза лагерлирида азап чекиватқан муһаҗирәттики уйғурларниң хоңкоңлуқлардин үлгә елиши вә хитайға қарши улардинму кәскин, җасарәтлик болуши лазимлиқини тәкитлиди.

12-январ күни явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда хитайға қарши кәң көләмлик намайиш елип беришниң һазирлиқини қиливатқан белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшарму хоңкоңдики намайишниң уйғурларға зор үмид бәхш әткәнликини тилға алди. 

Д у қ тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда муһаҗирәттики уйғурларниң хитайға қарши паалийәтлиридә 2020-йили техиму йоқири долқун һасил қилишини, уйғурларниң хоңкоңлуқларниң тиз пүкмәс роһидин илһам елиши лазимлиқини билдүрди. 

Мәлум болғинидәк, 22-декабир күни он миңлиған хоңкоңлуқлар хитайниң җаза лагерлири сияситигә қарши уйғурларни қоллап намайиш елип барған. Улар ай-юлтузлуқ көк байрақларни көтүрүп вә көк байрақ рәңгидики маскиларни тақап “биз иккинчи шинҗаң болуп қелишни халимаймиз!” дегәндәк шуарларни товлашқан иди. Муһаҗирәттики уйғурларму хоңкоңлуқларниң хитай һакимийитигә болған бу тиз пүкмәс қаршилиқлириға мәнивий җәһәттин һессидашлиқ қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.