Явропа парламентида “уйғур мәҗбурий әмгики вә явропа сиясити” темисида йиғин чақирилған

Мухбиримиз ирадә
2022.05.11
явропа парламентида “уйғур мәҗбурий әмгики вә явропа сиясити” темисида йиғин чақирилған Явропа парламентида өткүзүлгән “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” (тһә чоалитион то әнд уйғур форчәд лабоур) намлиқ йиғинда җәвһәр илһам сөзлимәктә. 2022-Йили 10-май, белгийә.
europarl.europa.eu

“уйғур мәҗбурий әмгикикә хатимә бериш бирләшмиси” (The Coalition to End Uyghur Forced Labour) 10-май күни явропа парламентида бир йиғин тәшкилләп, хитай һөкүмитиниң еғир зиянкәшлики вә мәҗбурий әмгикиниң тәсиригә учравтқан уйғурларниң әһвалиға диққәт тартиш, болупму явропа ширкәтлириниң тәминләш зәнҗирлирини уйғур мәҗбурий әмгикидин халий қилишниң йоллири һәққидә бир музакирә йиғини уюштурған.

Явропа иттипақидики һөкүмәтләр вә ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған алақисини аяқлаштурушниң йоллири музакирә қилинидиған бу йиғин, дәл явропа комиссийони мәҗбурий әмгәк билән булғанған мәһсулатларниң явропа базириға киришини чәкләш үчүн қанун чиқириш тәшәббусини оттуриға қойған мәзгилгә тоғра кәлгән. Мәзкур тәклип лайиһәси бу йил 9-айда явропа иттипақида рәсмий оттуриға қоюлидикән.

явропа парламентида өткүзүлгән “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” (тһә чоалитион то әнд уйғур форчәд лабоур) намлиқ йиғиндин көрүнүш. 2022-Йили 10-май, белгийә.
Явропа парламентида өткүзүлгән “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” (тһә чоалитион то әнд уйғур форчәд лабоур) намлиқ йиғиндин көрүнүш. 2022-Йили 10-май, белгийә.
europarl.europa.eu

Йиғинда явропа парламентиниң әзалири бернард гуетта (Bernard Guetta ), сәлимә йәнбо (Salima Yenbou), баррий андрвс (Barry Andrews), белгийә парламентиниң әзаси самуил коголати(Samuel Cogolati), илһам тохтиниң қизи вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси җәвһәр илһам, “уйғур мәҗбурий әмгикикә хатимә бериш бирләшмиси” сода вә кишилик һоқуқ мәсилилири дериктори килойи кранстон (Chloe Cranston) қатарлиқлар сөз қилған.

“уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” ниң қурғучи әзалиридин болған дуня уйғур қурултийиниң явропа иттипақи мәсилилири бойичә сиясәт маслаштурғучиси коен стоп риясәтчилик қилған бу йиғинда, алди билән явропа парламенти әзаси бернард гуетта әпәнди сөз қилған.

У мундақ дегән: “силәрму һес қилип йәткәндәк, бу йәрдә әркинликиңларни, инсанлиқ ғоруруңларни вә һәқ-һоқуқлириңларни дәрһал қолға кәлـтүридиған бир сеһр йоқ. Шундақтиму силәр явропа парламентида аз болмиған бир қисим муһим нәтиҗиләрни қолға кәлтүрдиңлар. Бүгүн силәр өз бешиңларға кәлгән трагедийәни хәлқарада еـтирап қилдурдиңлар. Бүгүн дунядики тәсиргә игә шәхисләрниң һечқайсиси хитай һөкүмити наһайити һийлигәрлик билән ‛қайта тәрбийәләш мәркәзлири‚ дәп ативалған бу лагерларда бир милйондин ошуқ уйғурниң тутуп турулуватқанлиқини рәт қилалмайду. Андин мана бу парламентта биз ‛хәлқара әмгәк тәшкилати мәҗбурий әмгәк әһдинамиси‚ ни тонудуқ. Йәнә биз явропа иттипақи билән хитай арисидики кәң көләмлик мәбләғ селиш һәмкарлиқ келишимини рәт қилдуқ. Әйни вақитта явропа иттипақида аран 3 парламент әзаси бар идуқ, бу ишларни қилидиған. Әмма бүгүн силәрниң дәрдиңлар хәлқарада тонулди һәм силәрниң зулумға қарши күрәш қилидиған тәдбирлириңлар болди.”

Бернард әпәнди сөзидә бу бирликниң испатларни йиғиш, рәтләш вә бейҗиң тәрипидинму мақулланған мәҗбурий әмгәк әһдинамисиға әрз қилиш қатарлиқ вастиләр арқилиқ, уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә берәләйдиғанлиқини тәкитлиди.

У сөзини давамлаштуруп, мундақ давам қилған: “бу күрәш узун, бәк узун, әмма силәр бу күрәшни наһайити тез башлидиңлар. Шуни әстә тутуңларки, бизниң қоллишимиз, таки силәр ғәлибә қилғанға қәдәр тохтап қалмайду.”

Арқидин явропа парламентниң әзаси сәлимә йәнбо ханим сөз қилди. У сөзидә алди билән бу йиғинниң явропа парламентида ечилиши вә униңға түрмидики әркинлик күрәшчиси илһам тохти әпәндиниң қизиниң қатнишишиниң наһайити әһмийәтлик болғанлиқини тилға алған.

У йәнә мундақ деди: “пуқралар, парламентлар вә һөкүмәтләр хәлқаралиқ қанунларниң дәпсәндә қилинишиға қарши турушта вә әйибләштә һалқилиқ рол ойнайду. Сиясәтчиләр, болупму явропа сиясәтчилириниң кишилик һоқуқ вә әркинликни қоғдаш мәсулийити бар, шуңа явропа һөкүмити вә сиясәтчилири хәлқаралиқ органларда хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини әйиблиши вә сиясәт бәлгилиши керәк. явропа пуқралири мәҗбурий әмгәк билән булғанған мәһсулатларни ишләтмәслики, пуқрави җәмийәтләр билән һөкүмәтләр шинҗаңда юз бериватқанларға қарши бирликтә һәрикәт қилиши лазим. Екиспилататсийә вә мәҗбурий әмгәк явропа базирида орун тапалмисун.”

Ахирида сәлимә ханим явропадики ширкәтләрни мәҗбурий әмгәктин пайда елишـтин дәрһал ваз кечишкә чақирип: “җинайәткә шерик болғанлиқниң өзи җинайәттур”, дегән.

Сәлимә ханим сөзи давамида йәнә уйғурларниң һазир мәҗбурий әмгәктин башқа йәнә ичкий әза әткәсчиликиниң тәһдитигиму учраватқанлиқини, шуңа өткән һәптә явропа иттипақида мушу һәқтә бир қарар мақуллинип, явропа иттипақиниң бу мәсилигә диққәт қилидиғанлиқи тәкитләнгәнликини тилға алған. У: “явропа парламенти уйғурлар үчүн сәпәрвәр болушқа тәйяр туриду,” дегән.

Явропа парламенти әзаси баррий андрвс (Barry Andrews) сөзидә өзлириниң бир вәкил болуш сүпити билән бу йәргә уйғурларниң тәләплирини, җүмлидин мәҗбурий әмгәккә хатимә бериш бирликиниң тәләп-пикирлирини аңлиғили вә бу мәсилини һәл қилиш үчүн қандақ бир тактика вә истратегийә бәлгиләшни музакирә қилғили кәлгәнликини билдүргән. У мундақ дегән: “бу йил 9-айда явропа парламентида мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш һәққидики тәклип тонуштурулиду, бирақ униң конкирет мәзмунлири техи ениқ бәлгиләнмиди, җүмлидин бу чәклимә зади қандақ болиду, американиңкидәк импорт чәклимиси боламду яки униңдинму кәң көләмлик вә қейин бир чәклимә боламду? биз һазир бу тәклип лайиһәси үстидә музакирә йүрүтүватимиз. Шуңа йиғиндин кейин силәрниң тәклип-пикирлириңларни елишқа наһайити алдираватимән.”

Явропа парламенти әзалири бир еғиздин ечилиш сөзлирини қилип болғандин кейин, сөз уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш үчүн паалийәт қиливатқан паалийәтчиләр вәкиллиригә берилгән. Алди билән җәвһәр илһам сөз қилған.

У мәҗбурий әмгәк һәққидә тохталғанда хитай һөкүмитиниң “намратлиқни түгитиш” нами астида уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи вә бу мәҗбурий әмгәкниң охшимиған шәкилләрдә елип бериливатқанлиқи, уйғурларниң пәқәт уйғур райони ичидила әмәс бәлки хитай өлкилиригиму зор көләмдә йөткиливатқанлиқини чүшәндүрүп өткән.

Арқидин “уйғур мәҗбурий әмгикикә хатимә бериш бирләшмиси” сода вә кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә дериктори килойи кранстон сөз қилған. У бу бирләшминиң узун бир тәйярлиқ басқучидин кейин 2020-йили 7-айда рәсмий қурулғанлиқини, хитай һөкүмитиниң райондики системилиқ зулуминиң кунсайин ешип бериши, уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишниң йәниму кәң көләмлишиши вә системилишиши вә шундақла йәнә хәлқара маркиларниң болупму мода кийим-кечәк саһәсиниң бу мәсилигә көзини юмувелип зулумдин пайда еливатқанлиқи сәвәбидин бу дәвани хәлқарада тәшкилатлар ара һәмкарлиқ асасида бирликтә қилиш, системилиқ вә пиланлиқ һалда дәва қилип җавабкарлиқ сүрүштүрүш үчүн бу бирликниң қурулғанлиқини чүшәндүргән.

Клойи ханим мундақ деди: “мән бу бирликни дәвримиздики интайин әһмийәтлик кишилик һоқуқ һәрикәтлириниң бири, дийәләймән. Чүнки биз хәлқарадики қуллуққа қарши гуруппиларни, әмгәкчиләр һоқуқи тәшкилатлирини, тиҗарәт уюшмилирини, диний тәшкилатларни, мәбләғ салғучиларни вә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаитини бир йәргә йиғдуқ. Биз һазир 40 тин артуқ дөләттики 400 дин ошуқ тәшкилатниң қоллишиға ериштуқ. Ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайда елишини чәкләйдиған бир йәршариви һәрикәт қозғалған икән, у һалда һәрқайси һөкүмәтләр вә муәссәсәләр чоқум тәдбир қоллиниши вә хитай һөкүмитигә уйғур мәҗбурий әмгикини аяқлаштуруш һәққидә бесим ишлитиши керәк.”

Клойи ханим бу бирликниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишини аяқлаштурушни баш мәқсәт қилған һалда йәнә, хәлқарадики мода кийим-кечәк саһәси, пәмидур вә қуяш ениргийәси тахтиси саһәсини уйғур мәҗбурий әмгикигә таянған тәминләш зәнҗирлирини йөткәшкә бесим ишлитишни асаслиқ һәрикәт пилани қиливатқанлиқини вә буниң үчүн хәлқаралиқ органлар билән һәмкарлиқни күчәйтишкә тиришиватқанлиқини чүшәндүрүп өткән.

Клойи ханим 2020-йилидин бериқи һәрикәтләрдин буян бир қисим көрүнәрлик нәтиҗиләр қолға кәлгәнликини, болупму мода кийим-кечәк саһәсидә тәминләш зәнҗирлирини тазилашқа қарап маңғанлиқини, бир қисим маркиларниң буни алиқачан әмәлийләштургәнликини билдүргән. Болупму америка һөкүмитиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни мақуллиши билән буниң бир қануний җавабкарлиқи бар ишқа айланғанлиқини интайин яхши бир йүзлиниш болди, дәп баһалиған.

Белгийә парламент әзаси коголати әпәнди сөзидә ноқтилиқ һалда белгийә һөкүмити вә муәсссәлириниң һазир хитай һөкүмити билән болған һәр түрлүк алақисиниң кунсайин күчийиватқанлиқини, белгийә һөкүмитиниң бир тәрәптин уйғурларға қилиниватқан ирқий қирғинчилиқни етирап қилип туруп, йәнә бир тәрәптин худди һеч иш болмиғандәк хитай һөкүмити билән нормал алақисини давам қилишиниң қобул қилғили болмайдиған бир һәрикәт икәнликини билдүргән. Шуңа у өзиниң белгийә парламентида буниңға қарши һәрикитини давам қилидиғанлиқини, йәнә бир тәрәптин белгийә һөкүмитиниң хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқни етирап қилиши үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүргән.

Мәзкур йиғинға явропадики һәрқайси тәтқиқат органлириниң тәтқиқатчилири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә мухбирлар қатнишип, парламент әзалири вә паалийәтчиләрдин соал сориған.

Коголати әпәнди белгийә һөкүмитиниң хитай вә уйғур мәсилисидики позитийәси һәққидә соал соралғанда, мундақ дәп җавап бәргән: “техи бир қанчә йил авалла белгийәдики сиясәт дуняси хитайға нисбәтән пүтүнләй қарши елиш позитсийәсидә иди. Қисқиси, биз хитайни қизил гиләмләр билән күтүвалаттуқ. Хитайниң кишилик һоқуқ мәсилилири, уйғурларға қиливатқан ирқий қирғинчилиқи һәққидә еғир сүкүт бар иди. У һәқтә сөзму қилғили болмайтти. Лекин йеқиндин буян бу җәһәттә һәқиқәтән өзгириш йүз бериватиду. Мән буниң үчүн уйғур җамаитиниң интайин мувәппәқийәтлик сәпәрвәрликигә рәһмәт ейтимән.”

Коголати әпәнди йәнә бу сәпәрвәрлик нәтиҗисидә явропа иттипақида мәҗбурий әмгәкни чәкләш һәққидики тәклип лайиһәсиниң тонуштурулидиғанлиқини, әмма өзиниң йәнә явропа иттипақиға әза дөләтләрниңму өз алдиға мушу һәқтә қанун чиқириши керәк, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән һәмдә шу мәқсәт бойичә һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Юқирида сөз қилған явропа парламентиниң әзалири соралған соалларға җаваб бәргәндә, уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш үчүн хәлқара әмгәк тәшкилати мәҗбурий әмгәк әһдинамиси бойичә һәрикәт қилишиниң әһмийитиниң зорлиқи, явропа парламентида бу йил 9-айда тонуштурулидиған “мәҗбурий әмгәкни чәкләш тәклип лайиһәси” ниң уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитишта һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини билдүрүшкән. Улар йәнә америка һөкүмити мақуллиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң явропада мушу хилдики қанунларниң чиқирилиши үчүн яхши бир өрнәк болғанлиқини, бу йил 6-айдин башлап ишқа киришидиған қанунниң хитайниң тәминләш зәнҗирлиригә зәрбә беридиғанлиқини, буниң хәлқаралиқ ширкәтләрни тиҗарәт усулини өзгәртишкә мәҗбурлайдиғанлиқини билдүрүшкән. Улар җаваблирида йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан мәҗбурий әмгикигә зәрбә бериш, хәлқаралиқ ширкәтләрниң мәҗбурий әмгәктин пайда елишини аяқлаштуруш үчүн омумиййүзлүк сәпәрвәрлик қозғилиши керәкликини, уйғур мәҗбурий әмгикини аяқлаштуруш һәрикитиниң әмәлийәттә дуняниң һәрқайси җайлиридики қуллуқ әмгикини аяқлаштуруш, дуняда инсаний қиммәт қарашлар асасида тиҗарәт қилиштин ибарәт тоғра болған тиҗарәт усулини турғузуштиму рол ойнайдиғанлиқини билдүрүшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.