45 Йиллиқ түркийә пуқраси йәһя қурбан аяли билән ғайиб, түркийә қутулдурушқа чарисиз

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.04.27
45 Йиллиқ түркийә пуқраси йәһя қурбан аяли билән ғайиб, түркийә қутулдурушқа чарисиз 45 Йилниң алдида түркийәгә вәтәндаш, йәни пуқра болған йәһя қурбан вә униң түркийә пуқраси аяли аминә қурбан. 2016-Йили үрүмчи.
Photo: RFA

Түркийәгә бәш яш вақтида кәлгән вә 45 йилниң алдида вәтәндаш, йәни пуқра болған йәһя қурбан 2017-йили 9-айниң 10-күни үрүмчидә дукан ечиватқан мәзгилидә түркийә пуқраси аяли аминә қурбан билән бирликтә тутуп кетилгән вә ана юрти қағилиққа әкетилгән. Шуниңдин етибарән, уларниң түркийәдики 4 балиси билән нормал алақиси үзүлгән. Уларниң чоң қизи ханқиз қурбан радийомизға йәткүзгән учурларға асасән, мухбиримиз түркийәниң бейҗиңдики әлчиханиси вә қағилиқтики алақидар орунлардин мәлумат сориған болсиму, йәһя қурбан вә аминә қурбанниң әһвали йәнила айдиңлашмиди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәлум болушичә түркийә пуқраси йәһя қурбан 5 яш вақтида аписи вә һәдиси билән бирликтә қәшқәр қағилиқтин түркийәгә көчүп кәлгән. У 1989-йили 23 яшқа киргәндә юрти қағилиққа берип һазирқи аяли аминә қурбан билән той қилған. Истанбулда 4 пәрзәнтлик болған бу әр-аял 2006-йили үрүмчидә йәкташ сода ширкити қуруп тиҗарәт қилған, 2011-йилидин башлап үрүмчи чоңбазарда дукан ачқан. У, 2017-йили 10‏-сентәбир күни аяли билән бирликтә сәвәбсиз тутқун қилинип қағилиқ наһийәсигә йөткәп кетилгән. Уларниң чоң қизи ханқиз қурбанниң радийомизға ашкарилишичә, улар тутқун қилинип 2 йилғичә, һечқандақ из-дерики болмиған. Ханқиз ата-анисиниң тутқун қилинған күнләрдә үндидарда қалдурған тәлипигә бинаән әһвални түркийә даирилиригә мәлум қилған болсиму, түркийәдики алақидар органлар йәһя қурбанға охшаш қисмәттики кишиләрниң көп икәнлики вә бу һәқтә хитай тәрәптин әһвал сүрүштә қиливатқанлиқини ейтқан. Әмма әһвали һәққидә учурға еришәлмигән.

45 Йилниң алдида түркийәгә вәтәндаш, йәни пуқра болған йәһя қурбан вә униң түркийә пуқраси аяли аминә қурбанниң пәрзәнтлири. 2016-Йили, истанбул.

Биз бу һәқтә түркийәниң бейҗиңдики әлчиханисиға телефон қилдуқ. Биз улардин йәһя қурбан билән аминә қурбан һәққидә немиләрни билидиғанлиқини соридуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим мәсул хадимниң ишханида йоқлуқини билдүрүп, бу һәқтә елхәт арқилиқ мәлумат соришимизни тәвсийә қилди.

Ханқиз қурбанниң дейишичә, ата-аниси из-дерәксиз ғайиб болуп икки йилдин кейин, дадисидин уштумтут телефон кәлгән, у телефонда өзлириниң немә үчүн икки йилдин бери алақә қилмиғанлиқини билдүрүшниң орниға, қизиға қалаймиқан ишларға арилашмаслиқ һәққидә тәнбиһ бәргән. Улар йеқинқи икки йилда һәр 2-3 айда бир қетим телефон қиливатқан болсиму, әмма видийода көрүшүшни рәт қилған вә һәр қетимлиқ сөзлишиши 3 минут әтрапида давам қилған. Сөһбәт күтүлгән мәзмунда давам қилмай қалса телефон үзүветилгән. Бу әһвалларға асасән ханқиз қурбан дадисиниң тутқунда икәнликини пәрәз қилған.

Телефонимизни қобул қилған қағилиқ наһийә ташқи ишлар ишханисиниң хадими түркийә вәтәндиши йәһя қурбан вә аминә қурбанлар һәққидә өзлириниң мәлумати йоқлуқини ейтти. Қағилиқ базарлиқ сақчи хадимиму түркийә пуқраси йәһя қурбан вә аялиниң әһвалидин хәвәрсизликини ейтти.

Ханқиз қурбан ата-анисиниң әһвалини билдүрүп, түркийәдики һәр дәриҗилик алақидар органларға барғинида чоңқур һесдашлиққа, қизғин муамилигә еришкән, бирақ әмәлий бир нәтиҗигә еришәлмигән. У алақидар хадимларниң сөз-ибарә вә тонлиридин уларниң чарисизликини байқиған.

Ата-аниси билән һәр қетимлиқ сөһбитиниң сүний бир сөһбәт икәнликини тилға алған ханқиз қурбан, бу сөһбәтләрдин кейин ата-анисини гөрүгә елинған һаләттә тәсәввур қилидиғанлиқини әскәртти.

Дейилишичә, гәрчә ханқиз вә 3 қериндишиға нөвәттә истанбулдики тағиси қараватқан болсиму, йәни маддий җәһәттин бир қийинчилиққа дуч кәлмигән болсиму, әмма ата-анисиниң ғайиблиқи вә түркийәгә қайтип келәлмәслики, уларниң турмуш, өгиниш вә роһий кәйпиятиға еғир тәсир қилған.

Ханқиз қурбан дәсләптә ата-анисиниң уқушмастин тутулғанлиқ пәризи билән қоюп берилишини күткәнлики, әмдиликтә хитайниң пәйлини тонуп йәткәнлики вә бу аилә паҗиәсини дуняға аңлитиш үчүн рәсмий һәрикәткә өткәнликини баян қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида 45 йиллиқ түркийә вәтәндиши йәһя қурбан вә аялиниң 4 йилдин буян қағилиқта тутуп турулуватқанлиқи вә аилисигә қайталмайватқанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.