Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (5)
2018.05.15
5-Бөлүм: истанбулдики ейтилмиған һекайиләР
Уйғурларниң муһаҗирәт һаятида сан-санақсиз ейтилмиған һекайиләр мәвҗут. Өткән әсирниң 50-йиллиридин буян кәшмирдин әрәб йерим арилиғичә, истанбулдин явропа саһиллириғичә болған узақ мусапирәттә вәтинини тәрк әткән миңлиған уйғур муһаҗирларниң аччиқ кәшмишлири ривайәткә айланди. Уларниң наһайити аз бир қисми ейтилған болсиму, әмма мутләқ көп қисми техичә ейтилмиди шундақла ейтилиш пурситигиму еришәлмиди.
Истанбул әнә ашу ейтилмиған һекайиләрни өз бағриға қачилап, түрлүк-түмән инсанларниң йеңидин-йеңи һекайилирини вуҗудқа кәлтүрүп туруватқан бир ғайиви шәһәр.
Уйғур муһаҗирларниң мусапирәт кәчмишлири бу шәһәрниң һаятиға хели узун заманлар илгирила рәң қошқан. Болупму зәйтинбурнуда шәкилләнгән түркистанлиқлар җамаити истанбулдики уйғурлар һаятиниң әң типик вә әң җанлиқ бир көрүнүшини һасил қилған.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум 2016-йили феврал айлириниң башлирида зәйтинбурнудики туралғусида зияритимизни қобул қилғинида истанбулдики уйғур җамаитиниң иҗтимаий һаяти, ой-хияллири, дуч келиватқан қийинчилиқлири вә мурәккәп роһий һалити һәққидә өз қарашлирини баян қилип өткән иди.
У истанбулдики уйғур җамаитиниң йиллардин буян әтраптики йәрлик түркләргә вә башқа милләтләргә наһайити яхши тәсиратлар қалдуруп кәлгәнликини, уйғурлар арисидин таки йеқинқи мәзгилләргичә җинайәт өткүзгән яки түрмиләргә киргән кишиләрниң йоқ икәнликини тилға елип өтти. Һалбуки, у йеқинқи мәзгилләргә кәлгәндә түркийәдики уйғур җамаитиниң қурулмисида наһайити зор өзгиришләрниң болғанлиқини, хитайниң уйғурлар вәтинидики зулумлириниң күнсайин артип беришиға әгишип, түрлүк йоллар билән түркийәгә қечип чиққан уйғурларниң көпәйгәнликини, буниң нәтиҗисидә уйғурлар арисида илгири көрүлүп бақмиған бәзи җинайи қилмишларниңму йүз беришкә башлиғанлиқини әпсуслуқ иликидә тәкитләп өтти.
“һәйран қаларлиқ йери шуки, түркийәдики уйғур җамаити йеқинқи бирқанчә йиллар мабәйнидә роһий вә психикилиқ җәһәтләрдин зор боһранға дуч кәлди,” - дәйду мәрһум абдулһәкимхан мәхсум: - “бундақ әһваллар уйғурларниң илгирики 50 йиллиқ муһаҗирәт тарихи җәрянида әсла йүз бәрмигән ишлар иди. Гоя һәммә җай хитай җасуслири билән толуп кәткәндәк, хитайниң қоли йетип бармиған һеч бир җай қалмиғандәк түркийәдики уйғур җамаити бир-биридин гумансирайдиған, шүбһилинидиған, бир-биригә ишәнмәйдиған пассип психикилиқ кәйпиятқа петип қалди. Биз бу йәрдики җамаәтниң бир аммиви тәшкилати болуш сүпитимиз билән бу әһвалларға йеқиндин диққәт қилип кәлдуқ.”
“буниң түп сәвәбини хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан қаттиқ тәқиб сиясити билән чәтәлләрдә қурған җасуслуқ тори пәйда қилған вәһимидин издәш керәк, ” - дәйду у зияритимиз әснасида: - “һалбуки, бәзи сәвәбләрни йәнә өзимиздинму издәшкә тоғра келиду. Чүнки мениң көзитишимчә, уйғур хәлқи узун йиллиқ хитайниң асарити түпәйли бир тәрәптин тоғра вә мустәһкәм болған исламий етиқадтин йирақлишип кәткән болса, йәнә бир тәрәптин өзигә хас болған миллий роһ вә миллий ирадидин йирақлишип кәтти. Әгәр бир милләт өзиниң етиқади вә миллий ирадисидин ваз кәчсә, у милләтни йөләп туридиған иккинчи бир күч қалмайду. Бу җәһәттин биз кейинки әвладларға қарита һәр икки тәрәптики тәрбийәни күчәйтишимизгә тоғра келиду.”
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум йәнә шу қетимлиқ зияритимиз җәрянида кейинки йилларда түркийәдики, җүмлидин истанбулдики бәзи уйғурларниң пәрзәнт тәрбийәсигә җиддий қариялмиғанлиқи, балилирини түркийәниң маарип системисида мунтизим тәрбийәләш ишиға соғуқ муамилидә болғанлиқи, һәтта бир қисим-ата-аниларниң пәрзәнтлирини дөләт маарип системисида тәрбийәләшни әмәс, бәлки айрим диний гуруппилар вә шәхсләрниң қолида тәрбийәләш йолини таллиғанлиқини әпсуслуқ иликидә тилға елип өтти.
“биз мәйли қайси әлдә яки қандақ системида яшимайли, пәрзәнтлиримиз алди билән шу әл яки системиниң асасий маарип муһитидин бәһримән болуши, шу әл яки хәлқниң тили, мәдәнийити, қанун-түзүми вә системисини пишшиқ билиши шәрт. Шуниң билән бир вақитта йәнә өз тилимиз, кимликимиз, миллий мәдәнийитимизни сақлишимиз вә раваҗландурушимиз техиму зор бир мәсулийәт. Бу инсанниң инсан болуп яшишидики әң әқәллий бурчидур,” - дегән иди мәрһум абдулһәкимхан мәхсум 2016-йилиниң феврал ейида.
(Давами бар)