Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (7)

Мухбиримиз қутлан
2018.05.29
Abdulhekimxan-mexsum-yighinda-1.jpg Мәрһум диний алим абдулһәкимхан мәхсум тәклимакан вапатидин 5 ай илгири истанбулда чүшкән сүрити. 2016-Йили июл, истанбул.
RFA/Arslan

7-Бөлүм: қағилиққа көмүлгән балилиқ чүшләр

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаят вақтида өзиниң шәхсий кәчүрмишлири вә бешидин өткәнлири һәққидә көп тохталмиған иди.

1980-Вә 1990-йилларда өз вәтинидә, андин кейин муһаҗирәттә шунчә йил илим тәһсил қилған һәмдә шунчә көп оқуғучи йетиштүргән бу диний алим өзиниң шәхсий һаяти һәққидә сөзләшни анчә анчә рава көрмигән иди. 2016-Йили 12-айда мәрһум 53 йешида туюқсиз вапат болғандин кейин көплигән кишиләр, шу җүмлидин униңдин илим алған шагиртлири “устаз абдулһәкимхан мәхсум қандақ бир һаятта яшиди, униң өмүр йоли қандақ кәчмишләрдин мәзмун тапти?” дегән соалларни өз-өзидин сорашти.

Абдулһәкимхан мәхсум аләмдин кетип, аридин бир йерим өткәндә мәрһумниң аяли мәрйәмгүл тәклимакан ханим радийомиз зияритини қобул қилип, йолдишиниң һаят кәчмишлири һәққидә еғиз ачти.

У йолдиши абдулһәкимхан мәхсумниң 1963-йили қағилиқниң бәшериқ йезисида бир диний өлима аилисидә туғулғанлиқини, бу аилиниң бағвәнчилик вә қошумчә тиҗарәт билән шуғуллинип кәлгән мәрипәтсөйәр аилә икәнликини илгири сүрди.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң һаят йоли һәққидики издинишлиримиз вә униң истанбулдики аилә-тавабиатлири билән елип барған сөһбәтлиримиз җәрянида мәрһумниң 2016-йили 3-айда, йәни вапат болуштин 9 ай илгири өз һаяти һәққидә қалдурған өз баянидики аваз материяли қолимизға чүшти. Униңда мәрһум өзиниң туғулған юрти, аилә нәсәби вә балилиқ дәври һәққидә қисқичә мәлуматлар қалдурған иди.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң баянлириға қариғанда, у қәдимий юрт қағилиқта мәрипәтпәрвәр бир диний өлима аилисидә туғулған вә кичикидин башлапла наһайити қоюқ болған миллий вә диний мәдәнийәт муһитида өсүп чоң болған. У толуқ оттура мәктәпни өз юртида әла нәтиҗә билән тамамлиғандин кейин 1982-йили гума наһийәсигә берип у йәрдики даңлиқ диний алимларниң қолида илим алиду. Андин қағилиққа қайтип келип, өз дәвридики йетүк диний алим вә җамаәт әрбаби абликимхан мәхсумниң қолида ислам илмий бойичә алий мәлумат алиду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум 2016-йилиниң март айлирида қалдурған авазлиқ әслимисидә илим елиш вә үзлүксиз издиниш ичидә өткән 1980-йиллардики яшлиқ һаяти һәққидә тохтилип, шу йилларда өзиниң барлиқ зеһнини оқушқа сәрп қилғанлиқини тәкитләйду.

У өзиниң балилиқ вә яшлиқ һаяти һәққидә тохталғинида һаятиниң дәсләпки 10 йилида толуқ оттура мәктәпкичә болған асасий маарип тәрбийәсини алғанлиқини, кейинки 10 йилда диний илим бойичә мәхсус оқуш вә устазлиқ қилиш билән шуғулланғанлиқини тилға алиду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң һазир истанбулда яшаватқан қизи мәнзурә тәклимакан радийомиз зияритини қобул қилип, дадисиға болған чәксиз һөрмити вә сеғинишлирини ипадилиди. У “мән абдулһәкимхан мәхсумниң қизи болуш сүпитим билән дадамдин чәксиз пәхирлинимән. Мушундақ бир кишиниң мениң дадам болғанлиқидин, өзүмниң мушундақ бир кишиниң қизи болғанлиқимдин пәхирлинимән!. . . ” дәйду. У өзиниң балилиқ әслимилиридә уюп қалған дадисиниң образи һәққидә тохталғинида, “дадам аилимиздики чоң-кичик һәммимиз үчүн яхшилиқниң, гүзәл әхлақниң, инсаний пәзиләтниң ярқин өлчими иди, ” дәйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.