Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (2)
2018.04.24
2-Бөлүм: зәйтинбурнудики қериндашлиқ
Уйғур вә қазақ муһаҗирларниң 1950-йилларниң башлиридин башланған түркийәгә көчүш вә маканлишиш тарихи өзиниң әгри-тоқай җәрянлирида аҗайип һекайиләрни қалдурди.
Коммунист хитай истеласи һарписида вәтинини тәрк етип кәшмиргә топланған нәччә миңлиған шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар йилларчә ғурбәт азаби чәккәндин кейин, 1952-1954-йилларда түркийәгә көчмән болуш пурситигә еришкән.
Шундақ қилип, 1950-йиллардики түркийәдә шәрқий түркистанлиқ көчмәнләрниң бирқанчилиған иҗтимаий топлуқлири шәкилләнгән. Истанбулниң зәйтинбурну райони кейинчә истанбулдики уйғур вә қазақ муһаҗирларниң әң мәркәзлик топлишип олтурақлашқан иҗтимаий топлуқлириниң биригә айланған.
Мәрһум абдулһәким мәхсум һаҗим 2016-йили 2-айниң башлирида зәйтинбурнудики өйидә зияритимизни қобул қилғинида зәйтинбурнуда уйғур вә қазақ муһаҗирларниң аста-аста зорийип бу йәрдики муһим бир җамаәткә айланғанлиқини, уларниң арисидин көплигән ихтисаслиқ хадимларниң йетишип чиқип, түркийәниң һөкүмәт органлирида, университетларда, ширкәт-фермиларда вә башқа түрлүк-түмән саһәләрдә хизмәт қиливатқанлиқини тәкитлигән иди.
Абдулһәкимхан мәхсум шу қетимлиқ зияритимиз давамида истанбулниң зәйтинбурну районидики уйғур вә қазақ муһаҗирларниң өтмүши, өз-ара мунасивәтлири, вәтән дәваси йолидики һәмкарлиқлири вә кейинки мәзгилләрдә көрүлгән бир қисим ихтилаплар һәққидә тохтилип өткән иди.
У шу қетим мунуларни көрситип өтти: “1950-йиллардин таки 1990-йилларғичә болған узақ бир җәрянда истанбулниң зәйтинбурну вә башқа районлириға топлишип олтурақлашқан уйғур вә қазақ муһаҗирлар ортақ бир вәтәндин кәлгәнлики, ортақ бир кәчүрмишкә саһиб болғанлиқи вә ортақ бир тупрақ үчүн күрәш қилғанлиқи сәвәблик бирлик-иттипақлиқта өткәнлики мәлум. Мәрһум муһәммәдимин буғра вә әйса йүсүп алптекинләрму өз дәвридә уйғур яки қазақ дәп айрип олтурмай шәрқий түркистан тупрақлиридин һиҗрәт қилған инсанларниң һәммисини түркийәгә олтурақлаштуруш үчүн күч чиқарған икән. Улар түркийәгә кәлгәндин кейин хели узун мәзгилләргичә көк байрақниң астиға уюшуп, ортақ бир вәтәнниң дәваси үчүн күрәш қилған икән. Әпсуски, кейинки мәзгилләрдә, болупму советлар иттипақи йиқилип қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин, түркийәдики бир қисим қазақларда шәрқий түркистан дәвасиға болған һәқдарлиқ туйғуси аҗизлап, өзлирини қазақистанға бағлайдиған, һәтта түркийәдин қазақистанға көчүп кетишни тәшәббус қилидиған әһвалларму йүз бәргән икән. Әмма узақ өтмәй қазақ муһаҗирлар бу хил туйғуниң әмәлийәткә уйғун кәлмәйдиғанлиқини һес қилип йәткәнлики мәлум…”
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум шу қетимлиқ сөһбитимиздә йәнә мунуларни тәкитлигән иди: “гәрчә юқириқи әһваллар йүз бәргән болсиму, лекин кейинчә түркийәдики қазақ қериндашларда реаллиқни тонуп йетиш шундақла өзлири билән ортақ бир тупрақ вә ортақ бир қисмәткә шерик болған уйғур қериндашлири билән қайта һәмкарлишиш хаһишлири көрүлүшкә башлиди. Биз түркийәгә кәлгәндин кейин бу әһвалларға қарап чиқип, амал бар арилиқтики ихтилапларни түгитиш, икки хәлқниң қериндашлиқ риштисини чиң бағлаш вә ортақ вәтинимизниң дәвасини бирликтә елип бериш үчүн тиришчанлиқ көрсәттуқ. Зәйтибурнудики қазақ қериндашларниң ақсақаллиридин мәрһум әхмәтбекму бу җәһәттә көп хизмәтләрни елип барди. Нәтиҗидә кейинки мәзгилләрдә зәйтинбурнудики уйғур вә қазақ қериндашлар бир-бириниң паалийәтлиригә актип қатнишидиған, өз-ара йеқин мунасивәттә яшайдиған әһваллар омумлашти. Әлвәттә, тарихий вә башқа сәвәбләр түпәйлидин аридики һәммә ихтилаплар вә хата чүшинишләр тамамән түгимигән болсиму, әмма әң зор дәриҗидә қериндашлиқ мунасивитимизни сағлам бир кәйпиятта давамлаштуруш йолида тиришмақтимиз.”
(Давами бар)