Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (3)
2018.05.01
3-Бөлүм: миллий кимлик вә ана тил ишқида
Абдулһәкимхан мәхсум кейинки йилларда истанбулда қурулған “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити”, “сутуқ буғрахан вәхпи” вә башқа аммиви тәшкилатларниң түркийәдики уйғур җамаитиниң миллий кимликини сақлап қелиш, диний чүшәнчә вә диний кимлик җәһәттин уларни тоғра вә мөтидил йолға йетәкләш қатарлиқ җәһәтләрдә бир қатар паалийәтләрдә болғанлиқини тилға елип өткән иди.
Униң көрситишичә, 1950-йиллардин буян түркийәгә көчмән болуп йәрләшкән уйғур муһаҗир топлуқлири йерим әсирдин артуқ тарихий мусапә җәрянида тил, мәдәнийәт, қандашлиқ, диний қериндашлиқ вә тарихий бағлинишлар сәвәблик наһайити тез сүрәттә түрк җәмийитигә сиңишишкә башлиған икән. У, өзлири игилигән васитилик мәлуматлар асасида бүгүн түркийәдә яшаватқан уйғурларниң 80 пирсәнтиниң өз миллити билән тойлишишни сақлап кәлгәнликини, тәхминән 20 пирсәнтиниң қериндаш түрк вә башқа мусулман милләтләр билән тойлишиш йүзлинишидә икәнликини илгири сүрди.
У, бу җәһәттә мәйли маарип җәмийити болсун яки түркийәдики уйғурларниң башқа аммиви тәшкилатлири болсун, һәр хил тәшвиқат вә тәрғибатлар арқилиқ уйғур қиз-оғуллирини өз миллити билән тойлишиш әнәнисигә варислиқ қилишқа һәмдә миллий кимликини сақлашқа чақирип кәлгәнликини тәкитләп өтти.
Мәлумки, ана тил мәсилиси муһаҗирәттики уйғур топлуқлирида әң көп тәкитлиниватқан темиларниң биридур. Шундақ болушиға қаримай, мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаят вақтида муһаҗирәттики уйғурларниң ана тилини сақлаш мәсилисини әң көп тәкитлигән диний затларниң бири һесаблиниду.
Абдулһәкимхан мәхсум ана тил мәсилисидә түркийәдики уйғур аммиви тәшкилатлириниң, болупму маарип җәмийитиниң наһайити көп хизмәтләрни елип барғанлиқини, кейинки йилларда уйғур җамаитиниң бу ишта тәхирсизлик һес қилип, һәр тәрәптин йол издигәнликини тилға алиду. Һалбуки, у йәнә ана тил мәсилисидә түркийәдики уйғур җамаитини, шу җүмлидин уйғур сәрхиллирини, билим адәмлирини һәтта маарип җәмийитидики бир қисим мәсул хадимларниму тәнқид қилип, һәр бир уйғур аилисиниң өз өйидә пәрзәнтлири билән мутләқ уйғур тилида сөзлишиштәк миллий әнәнини сақлиялмиғанлиқини көрситип өткән иди.
“кейинки йилларда бу җәһәттә көрүнәрлик хизмәтләр вә издинишләр елип берилди,” - дегән иди у ашу қетимлиқ зияритимиз әснасида - “истанбулдики бәзи аилиләр йеқиндин буян өз өйидә балилири билән чоқум уйғурчә сөзлишиштәк аилә принсипини бекитип чиқти вә буниңға әмәл қилишқа тиришчанлиқ көрситиватиду. Маарип җәмийити вә сутуқ буғрахан вәхпи қатарлиқ аммиви тәшкилатлар муһаҗирәттики уйғур балилири арисида ана тилда сөзләш, оқуш вә йезиш мусабиқиси уюштуруп, нәтиҗә қазанған балиларни мукапатлашни йолға қойди. Биз һәтта ‛ана тил олимпийәси‚ пиланини түзүп чиқип, уйғур балилириниң миллий кимлик тәрбийисидә системилиқ маариптин бәһримән болушини ойлишиватимиз. Буниңдин кейин бу пиланлиримизниң реаллишиши үчүн қолимиздин кәлгән һәр ишни қилишқа тәйярмиз…”
(Давами бар)