Абдуқадир дамолламниң өлүми: қәшқәрни қаплиған қара һиҗран (1)

Мухбиримиз қутлан
2020.11.24
Уйғур йеңи маарипиниң байрақдари, бүйүк иҗтимаий ислаһатчи абдуқадир дамоллам (1870-1924)
RFA/Qutlan

1924-Йили 8-айниң 14-күни түн йеримлашқанда абдуқадир дамоллам әзизанә қәшқәрдики шәхсий туралғусида ялланған бир қатил тәрипидин пичақлап өлтүрилиду. Қәшқәр асминидин бир йоруқ юлтуз сақип чүшиду. Уйғур хәлқи тарихниң әң қараңғу вә җаһаләтлик йиллирида мәшәл көтүрүп әтрапни йорутқан җасарәтлик бир йолбашчисидин айрилип қалиду. Аридин 60 йилдәк вақит өтүп абдуқадир дамолламниң һаяти һәққидә тунҗи қиссәни язған язғучи хевир төмүр қәшқәрни қаплиған бу қара һиҗран һәққидә муну җүмлиләрни язған иди: “абдуқадир дамолламниң өлүми қәшқәрни зил-зилигә салди. Бу һәқиқәтәнму дәһшәтлик бир күн болған иди. Асман йерилди, юлтуз төкүлди, чақмақ чеқилип, ямғур қуюлди. Земин титрәп, тағлар йерилди. Аләмни қараңғулуқ қаплиди, көзләр бағлинип, йүрәк дағланди. Абдуқадир дамоллам бир алим иди, униң үчүн аләм йиғлиди. . .”

Шу күни қәшқәрдә он миңлиған җамаәт мәрһум абдуқадир дамолламниң тавутини егиз көтүрүп, мәрсийә қошақлирини яңритип, һаза ечишқан һалда һәзрәтттики тахтакөврүк мазарлиқиға қарап деңиз долқунидәк ақиду:

Тағу-ташлар тәвринип,

Қаттиқ чақмақ чаққанму?

Түмән сүйи қан болуп,

Бүгүн тәтүр аққанму?

Қәшқәрниң һавасини

Чаң-туманлар басқанму?

Қәшқәрниң җаһанини,

Қайғу-матәм басқанму?

Ай тутулмас дәптимиз,

Күн тутулмас дәптимиз.

Дамолламға дөйүзләр,

Қәст қилалмас дәптимиз.


Худди язғучи хевир төмүр “абдуқадир дамоллам һәққидә қиссә” намлиқ романиниң кириш қисмида тәкитләп өткәндәк: “19-әсирниң ахиридин 20-әсирниң башлириғичә болған ғайәт узун йиллар дияримизни қараңғулуқ вә җаһаләт қаплиған вақитлар иди. Сиясий түзүмдә мустәбитлик, диний етиқадта хурапатлиқ, бидәт әвҗ алғаниди. Хәлқ хару-зәбунлуққа, милләт асарәткә йүзләнгәниди. Хәлқ турмуши кәмбәғәлликкә, мәнивий һаят қәһәтчиликкә учрап, миллий һаят қорқунучлуқ тәқдиргә дуч кәлгән иди. Қараңғулуқта қалғанлар йоруқлуққа, һалакәтлик тәқдиргә дуч кәлгәнләр ниҗатлиққа тәқәзза болғинидәк, шу йилларда милләт маддий җәһәттики қашшақлиқтин тәрәққиятқа, мәнивий қәһәтчиликтин мәрипәткә тәқәзза болди.”

Дәл мушундақ бир дәврдә абдуқадир дамоллам мәшәл көтүрүп оттуриға чиққан иди. Униң иҗтимаий ислаһат ғайилири, мәнивий ойғиниш чақириқлири, маарипни ислаһат қилиш вә усули җәдид мәктәплирини йолға қоюш тәшәббуслири 20-әсирниң башлиридики уйғур җәмийитини йорутқаниди. Дәл шу сәвәбләр түпәйлидин милитарист яң зеңшин вә униң қәшқәрдики һакиммутләқ қара қоллири ичикий вә ташқий сүйиқәстчиләр билән тил бириктүрүп, дамолламни шеһит қилған иди.

Түркийә әгә университетиниң профессори, уйғур академийәсиниң рәиси алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, пикир баян қилди. У абдуқадир дамолламниң 20-әсирниң башлирида елип барған иҗтимаий ислаһат тәшәббуслири вә милләтни ойғитиш паалийәтлириниң әң алди билән мустәбит хитай һөкүмранлирини қорқунучқа салғанлиқини тәкитләп өтти.

Алимҗан инайәт әпәнди гәрчә абдуқадир дамоллам мустәбит һөкүмранлар тәрипидин вақитсиз шеһит қилинған болсиму, әмма у яққан мәрипәт мәшилиниң милләтни һөрлүккә вә миллий қутулушқа башлиғанлиқини, униң өлүмидин кейин бу мәшәлниң қутлуқ һаҗи шәвқий, сабит дамоллам, мәқсут муһити вә абдухалиқ уйғурларниң қоли арқилиқ вәтән-милләтниң истиқбалини йорутуп кәлгәнликини тилға алди.

Абдуқадир дамолламниң 20-әсирдики уйғур тарихи, болупму уйғур миллий ойғиниш һәрикитидә тутқан муһим роли һәққидә америкада яшиғучи яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғурму пикир баян қилди. У 20-әсирниң башлирида уйғур хәлқи хитай мустәбит һакимийити тәрипидин теңилған хитайчә “шөтаң” маарипи билән заман тәқәззасиға маслишалмиған әнәнивий мәдрисә маарипиниң арисидики қийин вәзийәттә қалғанда, абдуқадир дамолламниң көкрәк керип оттуриға чиқип, усули-җәдид метудидики заманивий маарипниң йолини көрситип бәргәнликини алаһидә тәкитләп өтти.

Таран уйғур әпәнди йәнә абдуқадир дамолламниң түп иҗтимаий ислаһат ғайиси вә йеңичә маарип идийәси һәққидиму өз қарашлирини шәрһиләп өтти.

Абдуқадир дамолламниң мәрипәтчилик вә ақартиш тәшәббуслири өз дәвридә бир нәзәрийә шәклидила туруп қалмастин, бәлки униң дадил әмәлийәтчанлиқи билән уйғур җәмийитидә синақ қилинған һәм реаллаштурулған иди. Бу һәқтә шиветсийәдә яшиғучи уйғур зиялийлиридин абдушүкүр мәмәт әпәндиму пикир баян қилди.

Ахирида профессор алимҗан инайәт әпәнди “абдуқадир дамолламни җәдидчилик һәрикитиниң шәрқий түркистандики тунҗи вәкили вә башламчиси” дейишкә болидиғанлиқини әскәртип өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.