Истанбулдин қәшқәргә: әһмәд камал билән абдуқадир дамолламниң ортақ чүши (11)
2021.05.11
1914-Йилиниң башлирида еғир киризсқа патқан османли султанлиқи бир мәйдан дунявий урушниң қайнимиға сөрүлүп кириш алдида туратти. Бу вақитта әнвәр паша, талат паша қатарлиқ яш түркләр гуруһи османли султанлиқиниң барғансери зәиплишиватқан һакимийәт иқтидарини күчәйтиш, рус вә хитай ишғалийитигә чүшүп қалған пийпаян түркистан-туран тупрақилирини қайтуривелиш, шундақла пүткүл түрк қәвмлириниң түрклүк еңини ойғитиш үчүн асияға қайтиш истратегийәсини күнтәртипкә қойиду. Буниң нәтиҗисидә 1914-йилиниң башлирида “иттиһат вә тәрәққий тәшкилати” һәҗ сәпиридин қайтип истанбулға кәлгән обулһәсән мусабай билән көрүшүп, яш түрк оқутқучи әһмәд камални шәрқий түркистанға әвәтиду. Бу һәқтә пикир баян қилған түркийә әгәй университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди мунуларни илгири сүрди.
Қәлбигә улуғвар ғайиләрни пүккән яш түрк оқутқучи әһмәд камалниң қәшқәргә келиши әйни вақитта милләтни заманивий маарип арқилиқ ойғитиш үчүн типирлаватқан уйғур сәрхиллириға үмид беғишлайду. Америкадики яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, әһмәд камалниң қәшқәргә келиши абдуқадир дамоллам туташтурған мәрипәт мәшилиниң өчүп қалай дәп қалған чоғлирини қайтидин йелинҗатти, дәйду.
Әһмәд камал илқул қәшқәргә йетип кәлгән дәсләпки мәзгилләрдә бир қатар тосалғуларға вә қийин җәрянларға дуч келиду. Әмма униң қәтийлик билән чиң туруши, мәрипәтпәрвәр баһавудун мусабайниң һамийлиқ қилиши, шундақла абдуқадир дамоллам, әли һаҗи қатарлиқ йәрлик сәрхилларниң қоллиши билән 1914-йили 4-айниң 19-күни атушта оқутқучиларни тәрбийәләйдиған “дарилмуәллимин иттиһад” мәктипи ечилиду. Профессор алимҗан инайәт әпәнди бу мәктәпниң немә үчүн қәшқәр шәһиридә әмәс, бәлки атушта ечилғанлиқиниң сәвәблирини тарихий пакитлар бойичә баян қилип өтти.
Таран уйғур әпәндиму әйни вақиттики сиясий вә иҗтимаий вәзийәтниң шунчә қараңғу болушиға қаримай әһмәд камалниң шунчә тез вақитта дарилмуәллимин мәктипи ачалишида баһавудун мусабай, абдуқадир дамоллам, әли һаҗи қатарлиқ йәрлик сәрхилларниң қоллиши вә ярдиминиң муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди әһмәд камалниң “чин түркистан йоллиридики унтулмиған хатириләр” намлиқ әслимидә абдуқадир дамолламни чәксиз һөрмәт билән тилға алғанлиқини, уни “мәнивий атам” дәп атиғанлиқини тилға алиду.
1914-Йилиниң алдинқи йеримида қәшқәр вә атушта бир мәһәл җуш уруп раваҗланған йеңи маарип һәрикити әһмәд камалниң алди билән җәмийәт қуруш, йәни “исламий хәйрийә җәмийити” қуруп, хәлқниң күчи арқилиқ маарипқа ианә топлаш һәмдә уни кәң хәлқниң аммивий һәрикитигә айландуруш тәшәббусидин башлиниду. Таран уйғур әпәндиниң баян қилишичә, “хәйрийә җәмийити” ни әслидә қәшқәр шәһиридә қуруш пиланланған болсиму, әмма өмәр ахунбайниң тосқунлуқи билән атушта қурушқа мәҗбур болиду.
1914-Йилиниң яз айлириға кәлгәндә османли султанлиқиниң “тәшкилати мәхсусә” намлиқ оргини тәрипидин шәрқий түркистанға әвәтилгән адил һекмәт бәй, сәлим сами бәй, һүсәйин әмрулла бәй қатарлиқ бәш нәпәр түрк хадим қәшқәргә йетип келиду. Буниң билән қәшқәрдики йеңичә маарип вә миллий ойғиниш һәрикәтлири техиму йоқири әвҗигә көтүрүлиду. Адил һекмәт бәйниң “асияда бәш түрк” намлиқ әслимисигә қариғанда, шу мәзгилләрдә баһавудун мусабай, абдуқадир дамоллам қатарлиқ йәрлик сәрхиллар уларниң қәшқәрдики паалийәтлиригә дәстәк болиду. Профессор алимҗан инайәт әпәндиму абдуқадир дамолламниң шу мәзгилләрдә қәшқәрдә паалийәт елип барған яш түркләргә йеқиндин һәмдәм болғанлиқини тәкитләйду.
Баһавудун мусабайниң һамийлиқи билән әһмәд камал атушта дарилмуәллимин мәктипи ечип, “хәйрийә җәмийити” ни қурғандин кейин, буниң тәсири қәшқәр шәһиридики яшларни вә йәрлик мунәввәрләрни һәрикәткә кәлтүриду. Буниң билән қәшқәр мунәввәрлири өмәр байниң тосқунлуқиға қаримай қәшқәрдә “хәйрийә җәмийити” қуриду. Татар мухбири ноширван яушеф бу җәмийәтниң “кашғәр нәшир-маарип җәмийити” дәп аталғанлиқини илгири сүриду. Таран уйғур әпәнди 1914-йили қәшқәрдә қурулған бу җәмийәтниң шу вақитниң өзидә вә униңдин кейинки мәзгилләрдә хәлқни ойғитишта муһим ролларни ойниғанлиқини тәкитләйду.
(Давами бар)