Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (19)

Мухбиримиз қутлан
2020.02.25
Seypidin-Ezizi.png 1960- Вә 1970-йилларда уйғур диярида елип берилған зор көләмлик сиясий һәрикәтләрдин бир көрүнүш (оттурида олтурған һәрбий кийимлик киши сәйпидин әзизи, орни вә вақти ениқ әмәс).
Photo: RFA

Он тоққузинчи қисим: “дост” ларниң хиянити

1957-Йили 12-айниң 16-күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ парткомниң “йәрлик милләтчиликкә қарши күрәш” кә сәпәрвәрлик қилиш бойичә кеңәйтилгән йиғини башлиниду. Йиғин башлиниши билән алдин тәйярланған “қара тизимлик” бойичә зия сәмәди, ибраһим турди, абдурәһим әйса, абдурәһим сәиди вә аблиз қари қатарлиқ 5 киши дәһшәтлик сиясий һуҗумниң биринчи нишани қилиниду. Уларға бирдәк “оңчи”, “әшәддий йәрлик милләтчи”, “тәтүр инқилабчи”, “уйғуристанчи”, “хәнзуларға қарши” дегәндәк қалпақлар кийдүрүлиду. 

Сәйпидин әзизи өзиниң оқурмәнләргә йәтмигән әслимисиниң 3-томида бу һәқтә мундақ дәп язиду: “йәрлик милләтчиликкә қарши күрәш мәҗлиси барғанчә күчийип, биринчи от ибраһим турди билән абдурәһим әйсаға қаритилди. Уларда йәрлик милләтчилик идийәси еғир иди. Уларни ядро қилиш үчун ‛тәтүр инқилабчи‚ дегән нам билән күрәш қилинди. Абдурәһим әйса чидимиғанда өзини өлтүривалди.” 

Һалбуки, сәйпидин әзизи әслимисидә үрүмчидә давамлашқан “йәрлик милләтчиликкә қарши күрәш йиғинида абдурәһим әйсаға қарита елип берилған һуҗумниң тәпсилати һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмәйду. 

Абдурәһим әйсаниң һазир ташкәнттә яшватқан әң кичик иниси мәруп әйса өзиниң “абдурәһим әйса өлүминиң сири” намлиқ әслимидә бу һәқтики тәпсилий мәлуматлар оттуриға чиқириду.

У мундақ дәп язиду: “бу һәрикәткә мав зедоң бейҗиңда туруп, дең шявпиң шиәндә туруп биваситә қоманданлиқ қилди. Һәрикәтниң шинҗаңдики қомандани ваң енмав пәрдә арқисида туруп, сәйпидин әзизини сәһнигә чиқирип қойди. У ‛йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикитигә сәпәрвәрлик қилиш йиғини‚ да хитайлар тәйярлап бәргән ‛йәрлик милләтчиликкә қәтий қарши туруп сотсиялизмниң улуғ ғәлибиси үчүн күрәш қилайли‚ дегән доклатини оқуди шундақла уйғуристанлиқ вәтәнпәрвәрләргә қарши биринчи оқни етип бәрди. Кейин йиғиндики кадирлар сәйпидин әзизиниң доклатини гуруппиларға бөлүнүп музакирә қилди. Ахирида паш қилиш вә ‛йәрлик милләтчилик идийәси бар‚ дәп қаралған кадирлар үстидин күрәш қилиш башланди. Абдурәһим әйса қатнашқан гуруппида шинҗаң иниститутиниң муавин мудири исмаил һевизуллайофму бар болуп, у әсәбийләрчә чалвақап, һә десила ‛абдурәһим әйсада милләтчилик идийәси еғир‚ дәп җар салди. У башқилар тәрипидин ейтилған раст-ялған пикирләргә мәһкәм есиливелип вә уни принсипқа көтүрүп тәһлил қилип, абдурәһим әйсаға задила арам бәрмиди.”

Шундақ қилип, кеңәйтилгән йиғинниң дәсләпки күнлири зия сәмәди, ибраһим турди, абдурәһим әйса, абдурәһим сәиди, аблиз қари қатарлиқ назарәт дәриҗиликтин йоқири 5 нәпәр уйғур кадир нуқта қилинип, күрәшкә тартилиду. Әслидә бир һәптә ечиш пиланланған “йәрлик милләтчиликкә қарши күрәш” бойичә кеңәйтилгән йиғин кәйнигә созулуп, барғансери сиясий кәйпият йоқири көтүрүлүп, абдурәһим әйса үстидики күрәш уда 16 күн давам қилиду. Бу җәрянда абдурәһим әйса роһий вә җисманий җәһәттин қаттиқ чарчиған болсиму, әмма қәтий бой бәрмәйду. У баштин-ахири өзиниң әмәлийәтни чиқиш қилип һәқ гәп қилғанлиқини, хитай компартийәсиниң милләтләр сиясити вә аптономийә мәсилиси тоғрилиқ илгири өзи бәргән пикирләрниң хата әмәсликини тәкитләп турувалиду.

Мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң шу күнләрдики қийин әһвалини әсләп, мундақ дәп язиду: “1958-йилиниң январ ейи кириш билән күрәш йиғини қизип кәтти. Бир абдурәһим әйсаниң үстидики күрәш йиғини 16 күн давам қилди. Униң өзини тәкшүрүши хитай рәһбәрлиригә задила яқмиди. Униң ‛мәсилә тапшурушиға ярдәм қилиш‚ үчүн идийәси қизиллашқан һеволла сот, йәни или қазақ аптоном областлиқ сот мәһкимисиниң муавин башлиқи һәбибулла мутәллип мәсул қилинди. Шундиму абдурәһим әйсани баш әгдүрүш мумкин болмиди. У шиддәтлик сиясий боран-чапқунда егилмәй тик турған қариғайдәк хитайниң қатму-қат бесимлириға писәнт қилмай бешини тик тутуп, мәғрур һалда турди. Абдурәһим әйсаниң мәғрурлиқидин оғиси қайниған хитайлар ‛күрәш қилиш‚ ниң 16-күни күрәшни йоқири пәллигә көтүрүп уни үзүл-кесил мат қилмақчи болди. Уни паш қилиш үчүн өзлири тәрбийәләп тәйяр қилған партийә актипи исмаил һәвизуллайофни мунбәргә чиқарди.”

Ундақта, абдурәһим әйсаға тунҗи болуп һуҗум қилған исмаил һевзуллайоф зади ким? исмаил һевәзуллайоф (1913-1993) 1930-йиллардики миллий инқилабқа қатнашқан, 1935-йили генерал мәһмут муһити тәрипидин сәйпидин әзизи, сәйдулла сәйпуллайофлар билән бир қатарда совет иттипақиға оқушқа әвәтилгән “ташкәнтчи” ләрдин иди. У 1937-йили ташкәнттики оттура асия дөләт университети (SAGU) ниң мәмурий һоқуқ факултетини пүтүрүп вәтәнгә қайтип кәлгәндин кейин ғулҗада узун мәзгил маарип саһәсидә хизмәт қилиду. 1954-Йили шинҗаң иниститутиниң муавин мудири болуп вәзипигә тәйинлиниду. 

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған мәруп әйса акиси абдурәһим әйса билән исмаил һевизуллайоф оттурисидики достлуқ мунасивитиниң 1930-йилларниң ахирлиридила башланғанлиқини, шуниңдин буян таки 1957-йилиғичә улар икки аилиниң йеқин достлардин болуп өткәнликини баян қилди.

1957-Йилиниң ахирида ваң енмав “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” қозғашқа тәйярлиқ қиливатқан күнләрдә исмаил һевизуллайофниң абдурәһим әйса билән болған йеқин достлуқ мунасивити униң диққитини қозғайду. Буниң билән ваң енмав исмаил һевизуллайофни өз йениға тартип, униңдин абдурәһим әйсаниң тарихий мәсилиси, болупму униң һәҗ сәпиридә кимләр билән көрүшүп, немә дейишкәнлики һәққидә учур игиләшни тәләп қилиду.

Бу һәқтә мәруп әйса мундақ дәп язиду: “1957-йили язниң ахири акам абдурәһим әйса дәм елиниш вә давалиниш үчүн бортала аршаңға бармақчи болди. Буни уққан һевизуллайоф дәрһал аршаңға биллә бериш тәклипини бериду. Нәтиҗидә һәр иккиси аилисини елип биллә беришқа келишиду. Һевизуллайоф аршаңда биллә дәм елиш пурситидин пайдиллинип, абдурәһим әйсадин гәп елишқа тиришиду. У аршаңда шипалиқ суға чүшкәндиму, сиртта сәйлә қилип йүргәндиму түрлүк соалларни сорап акамдин сир елишқа башлайду. Бир күни аршаңда чөмүливетип акам абдурәһим әйса мундақ дәпту: ‛мән бу қетимқи һәҗ сәпири җәрянида илгири әнгилийәниң мустәмликиси болған сәуди әрәбистани билән мисир әллирини көрүп кәлдим. Улар әнгилийәниң мустәмликиси болғини билән һөкүмәт хизмитидә бирму ингилиз йоқ икән. Һәммә ишни әрәбләр өзлири қилидикән. Пәқәт баш валий ингилизлардин қоюлидикән. Биз шинҗаң уйғур аптоном райони дегән атақни алғучә, әнгилийәниң мустәмликиси болсақ яхширақ болаттикән! ‚ йәнә бир күни улар иккиси сәйлә қилип, йиқилип ятқан бир қери дәрәхниң үстидә олтуруп параңлишиду. Бу вақитта абдурәһим әйса йәнә исмаил һевизуллайофниң кочилап сориған соаллириға җаваб берип, өзиниң һәҗдин қайтиш сәпиридә түркийәниң истанбул шәһиридә бир кечә қонуп өткәнликини, өзлири чүшкән меһманханиниң хоҗайини уни чақирип меһман қилғанлиқини сөзләп бериду. Бу меһманханиниң хоҗайини әслидә иккинчи дуня урушида герман армийәсигә әсиргә чүшкән совет әскири болуп, теги-тәкти қазақистанлиқ қазақлардин икән. Абдурәһим әйса шу қетимлиқ параң арилиқида дәвләтбәг исимлик бу қазақ кишиниң өзигә бир данә нахша қачиланған патифон пиластинкисини совға қилғанлиқини сөзләп бериду. Бу гәпләрни дәватқанда абдурәһим әйсаниң қизи гүзәл уларниң әтрапид акепинәк қоғлап ойнап йүргән икән.”

Мәруп әйса әслимисидә йәнә мундақ дәп язиду: “бортала аршаңдин қайтип кәлгәндин кейин дослуқтин көрә мәнсәпни әла билгән исмаил һевизуллайоф абдурәһим әйсадин аңлиған мәлуматларни еқитмай-темитмай сәйпидин әзизигә йәткүзиду. Сәйпидин әзизи дәрһал буни хоҗиси ваң енмавға йәткүзиду. Ваң енмав бу мәлуматларни аңлиғандин кейин худди чоғ дәссивалғандәк типирлап, өзини қойидиған җай тапалмай қалиду. У башлиниши алдида турған ‛йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт‚ тә абдурәһим әйсани тартип чиқирип, уҗуқтуруш пиланини түзүп қойиду.”

Аридин бирқанчә ай өтмәйла абдурәһим әйса “әшәддий йәрлик милләтчи” қалпиқи билән тартип чиқирилғинида униң йеқин дости исмаил һевзуллайоф йүзидики ниқабини йиртип ташлап, абдурәһим әйсаға шиддәт билән һуҗумға өтиду. У абдурәһим әйсаниң һәҗ мәзгилидә чәтәлләрдики “бөлгүнчи” ләр билән мәхпий көрүшкәнликини, қайташида дәвләтбәг дегән америка истиғабарати үчүн ишләйдиған бир қазақ киши билән көрүшүп, у совғат қилған патифон пиластинкисини оғрилиқчә вәтәнгә елип кәлгәнлики қатарлиқ бир қатар “җинайәт” ләрни паш қилиду. 

Исмаил һевзуллайофтин кейин сөзгә чиққан заһир сәвданоф абдурәһим әйсани қопаллиқ билән сәнләп туруп: “сән тордин чүшүп қалған синипий ят унсур, партийәгә көз бояп киривалған синипий дүшмәнсән! ейтқина, һазир һевзуллайоф паш қилған мәсиләңни немишқа өзликиңдин паш қилмайсән? бу сениң партийәгә ишәнмигәнликиң әмәсму? каллаңни силкиветип бар мәсиләңни толуқ тапшур!” дәп бирмунчә һақарәтлик сөзләрни қилиду. 

Мәруп әйса зияритимиз җәрянида сәвданоп заһирниң шу мәйданда абдурәһим әйсаға интайин қопаллиқ билән һуҗум қилғанлиқи, униң кейинки йиллардики сиясий долқунлардиму актиплиқ билән өзини көрситип, ахирида генераллиқ мәртивисигә еришкәнликини әскәртип өтти.

Абдурәһим әйса үчүн хитай коммунистлириниң сүйиқәстлик һуҗумлири әмәс, бәлки әң йеқин достлири вә сәпдашлириниң өзигә қилған сатқинлиқи, болупму милләтниң тәқдири әң қийин күнләрдә туруватқан бир пәйттә уларниң өз миллитиниң мәнпәәти үчүн әмәс, хитай компартийәси үчүн кәтмән чепиши, техиму ениқрақ ейтқанда, уларниң тарихниң қарши тәрипидә туруши уни һәммидин бәкрәк азаблайду. Қәлби ләхтә-ләхтә болған абдурәһим әйса көз алдида йүз бериватқан ишларниң һәммисигә писәнт қилмаслиқ позитсийәсини тутиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.