Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (25)

Мухбиримиз қутлан
2020.07.07
Merhum-Muhemmedimin-Bughra.jpg Мәрһум муһәммәтимин буғра 1954-йилидики һәҗ тавабити җәрянида мәккидә олтурақлашқан шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар билән биллә.
RFA/Qutlan

Йигирмә бәшинчи қисим: абдурәһим әйсаниң делосиға тиркәлгән “дөвләтбәг вәқәси”

Уйғур аптоном районлуқ партком 1957-йили 12-айниң 16-күни үрүмчидә “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” қозғаш тоғрилиқ кеңәйтилгән йиғин чақириду. Йиғин башлиниши билән биринчи пай оқ зия сәмәди, ибраһим турди вә абдурәһим әйса қатарлиқ 3 нәпәр юқири дәриҗилик уйғур кадирға қаритип етилиду. Или қазақ аптоном областиниң муавин башлиқи, қошумчә или вилайитиниң валийси абдурәһим әйса “әшәддий йәрлик милләтчи” дегән қалпақ билән тартип чиқирилғанда, униңға “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийилик аптономийә сияситигә қарши чиққан”, “уйғуристан җумһурийити қуруш хам хиялида болған” дегәндәк бир қатар “җинайәт” ләрдин башқа йәнә бир учи хәлқараға туташқан вә чегра һалқиған “сиясий җинайәт” ләрму артилған иди. Күрәш йиғинида “абдурәһим әйса һәҗ сәпиридә муһәммәдимин буғра, әйса йүсүп алиптекин қатарлиқ чәтәлләрдә сәргәрдан болуп йүргән пантүркистләр билән мәхпий көрүшкән”, һәҗдин қайтишида “истанбул меһманханисида дөвләтбәг исимлик америка җасуси билән йошурун көрүшүп, тил бириктүргән” дегән бир қатар “җинайәт” ләрму оттуриға чиқиду.

Шаһитларниң илгири сүрүшичә, айларчә созулған шу қетимлиқ күрәш йиғинида абдурәһим әйса өзиниң һәҗ сәпири җәрянида һечқачан дөвләтбәг исимлик бири билән көрүшүп бақмиғанлиқини илгири сүриду. 1958-Йили 1-айниң 17-күни кәчқурун, йәни абдурәһим әйса суйиқәст билән өлтүрүлүп аридин бир соткиму вақит өтмигән бир мәзгилдә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң биринчи секретари ваң енмав билән уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизи һапила-шапила совет иттипақиниң үрүмчидики консулханисиға кирип, баш консул добашинға абдурәһим әйсаниң өлүм вәқәсини доклат қилиду. Ваң енмав доклатида: “абдурәһим әйса һәҗ сәпири җәрянида дөвләтбәг исимлик америка җасуси билән мәхпий көрүшкән” дегән гәпни алаһидә әскәртип өтиду.

Һалбуки, абдурәһим әйсаниң әң кичик иниси мәруп әйса өзиниң 1990-йилларда ташкәнттә язған “абдурәһим әйса өлүминиң сири” намлиқ әслимисидә мундақ дәп язиду: “акам һәҗ сәпиридин қайтип келип алди билән үрүмчидә, андин ғулҗадики ‛уйғур, қазақ, қирғиз кулуби‚ да доклат бәрди. Бу доклатқа или областлиқ партком вә һөкүмәт системисидики кадирларниң мутләқ көп қисми қатнашти. Бу вақитларда мән или областлиқ сот мәһкимисидә ишләватқан болғачқа мәнму доклат бериш йиғиниға қатнаштим. Акам һәрәмдә көргән-билгәнлирини вә хитай һәҗ өмикиниң шу йиллиқ һәҗ тавабити җәрянидики паалийәтлирини тонуштуруп өтти. Ахирида дөләт рәһбәрлиридин лю шавчиниң алаһидә тапшуруқи билән ислам әллиридә паалийәт елип бериватқан муһәммәдимин буғра вә әйса әпәндиләрни вәтәнгә қайтип келишкә үндигәнликини, әмма уларниң бу тәклипни қобул қилмиғанлиқини баян қилип өтти. Әмма акам шу қетимлиқ доклатида болсун яки аилимиздики қериндашлар ара болунған ички параңлиримизда болсун, һәҗ сәпири җәрянида өзиниң дөвләтбәг исимлик бири билән көрүшкәнлики вә униңдин совғат қобул қилғанлиқи тоғрилиқ һеч вақит еғиз ечип бақмиған иди. 1958-Йили 1-айда акам үрүмчидә ‛әшәддий йәрлик милләтчи‚ дегән қалпақ билән күрәшкә тартилип, суйиқәст билән өлтүрүлгәндә униңға ‛абдурәһим әйса һәҗ сәпири җәрянида дөвләтбәг исимлик америка җасуси билән мәхпий көрүшүп, тил бириктүргән‚ дегән җинайәтниң артилғанлиқини аңлап, һәммимиз һәйран болдуқ.”

2019-Йили 3-май күни 86 яшқа киргән мәруп әйса радийомиз зияритини қобул қилғанда, буниңдин 61 йил илгири, йәни “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” башланғанда акиси абдурһим әйсаға “түркийәдә дөвләтбәг исимлик бир қазақ җасус, йәни америка җасуси билән мәхпий көрүшкән” дегән иптираниң артилғанлиқини тилға алди.

Мәруп әйса йәнә шу қетимлиқ күрәш йиғинида акиси абдурәһим әйсаға артилған аталмиш “җинайәт” ләр һәққидә мундақ дәйду: “акам абдурәһим әйсаға йәнә һәҗ сәпиридә чәтәлдики бөлгүнчиләрдин муһәммәдимин буғра, әйса әпәндиләр билән мәхпий көрүшкән. Уларни вәтәнгә қайтмаслиқ һәққидә агаһландурған. Чәтәлләрниң аталмиш демократийәсигә мәптун болған. ‛җуңгониң бир аптоном райони болғандин америка яки әнглийәниң мустәмликиси болған әвзәлрәк‚ дегәндәк зәһәрлик гәп-сөзләрни тарқатқан, дегәндәк бир қатар гунаһлар артилған иди.”

Мәруп әйса йәнә акиси һәҗ сәпиридин қайтип келип ғулҗада доклат бәргәндә өзиниңму бу доклат йиғиниға қатнашқанлиқини, акиси абдурәһим әйсаниң доклат йиғинида наһайити ениқ қилип, өзиниң лю шавчиниң тапшуруқи билән һәрәмда муһәммәдимин буғра вә әйса әпәндиләр билән көрүшкәнликини, уларни вәтәнгә қайтишқа дәвәт қилғанлиқини, әмма уларниң бу тәклипни рәт қилғанлиқини баян қилғанлиқини әсләп өтти.

Шу йилларда шинҗаң институтидин “йәрлик милләтчи” дәп тартип чиқирилған ярмуһәммәт абдусаттароф аридин 60 йилдин артуқ вақит өткәндә мунуларни әслимә қилиду: “мән 1957-йили шинҗаң институтиниң әдәбият факултетиға оқушқа кирдим. Шу йили истил түзитиш башлиниши билән ‛йәрлик милләтчи‚ дегән қалпақ билән тартип чиқирилдим вә реҗимға елиндим. Арқидин әмгәк лагериға әвәтилип, бир йерим йил мәпкурә өзгәртишкә мәҗбурландим. ‛йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт‚ башланғанда биз шинҗаң институтиниң оқутқучи-оқуғучилириға абдурәһим әйсаниң ‛әшәддий йәрлик милләтчи унсур‚ икәнлики, униң һәҗ сәпири җәрянида ‛түркийәдә паланчи билән көрүшкән, пустанчи билән көрүшкән, вәтәнгә сатқунлуқ қилған‚ дегәндәк аталмиш җинайәтлири уқтурулди. Кейин туюқсизла абдурәһим әйсаниң ‛өзини өлтүрүвалғанлиқи‚ һәққидә хәвәр тарқалди. . .”

Ундақта, абдурәһим әйсаға артилған “дөвләтбәг вәқәси” қандақ оттуриға чиққан? аталмиш “америка җасуси дөвләтбәг” зади ким, у реал шәхсму яки хитай-совет иттипақи истиғбарати тәрипидин ясап чиқирилған кишиму?

Әҗәблинәрлики шуки, һазирғичә ашкара болған архип материяллири яки мәхпийәтлики бикар қилинған хитай вә сабиқ совет иттипақи һөҗҗәтлириниң һеч биридә “дөвләтбәг” исимлик америка җасуси һәққидә мәлумат учримайду. Мәруп әйса өзиниң 1960-йиллардин таки 1990-йилларғичә болған җәрянда алмута, ташкәнт, бешкәк арилиқида талай қетим қатнап йүрүп, акисиниң делоси тоғрилиқ издиниш елип барғанлиқини, бу җәрянда сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити вә миллий армийиниң юқири дәриҗилик хадимлирини зиярәт қилиш, шаһитларниң гуваһлиқини елиш, тарихий һөҗҗәт вә материялларни тәтқиқ қилиш арқилиқ акисиниң сирлиқ өлүмидә сабиқ совет иттипақи билән хитай истиғбаратиниң бирләшмә қоли барлиқини, аталмиш “дөвләтбәг” исимлик “америка җасуси” ниң пүтүнләй ойдурма һекайә икәнликини илгири сүриду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.