Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (1)

Мухбиримиз қутлан
2019.09.17
abdurehim-eysa-1950s Абдуреһим әйсаниң һаят вақтидики рәсимлиридин бири. Вақти вә орни ениқ әмәс
RFA

Биринчи қисим: или султанлиқиға бағланған бир җәмәт

Абдурәһим әйсаниң сирлиқ өлүми 20-әсир уйғур тарихида, болупму хитай коммунистлири уйғур диярини идарә қилишқа башлиған дәсләпки 10 йилда йүз бәргән әң паҗиәлик сиясий делоларниң бири һесаблиниду.

Абдурәһим әйсаниң өлүми 1949-йилидин 1958-йилиғичә болған җәрянда уйғур сиясий сәрхиллириниң хитай коммунист партийәсиниң юқири қатлимидикиләр билән елип барған көп қетим сиясий күрәшлири билән чәмбәрчас бағланған зор сиясий делодур. Техиму ениқрақ қилип ейтқанда, абдурәһим әйса иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити мәзгилидә йетишип чиққан уйғур сиясий сәрхиллириниң бири болуп, у өз сәпдашлири билән бирликтә хитай коммунист һакимийити тәркибидә уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қуруш үчүн күрәшкән вә бу йолда қурбанлиқ қилинған шәхсләрниң бири иди.

Абдурәһим әйса 1958-йили январда сирлиқ бир рәвиштә һаятидин айрилип аридин топ-тоғра 61 йил өткән бүгүнки күндә униң өзбекистан пайтәхти ташкәнттә яшаватқан әң кичик иниси бу сирлиқ дело һәққидә еғиз ачти. Бу йил 86 яшқа киргән мәруп әйса өзиниң йиллардин буян қәләмгә алған вә қешида сақлап келиватқан язма әслимисини тәқдим қилди. Шуниң билән биргә у радийомиз зияритини қобул қилип, акиси абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми һәққидә авазлиқ мәлумат бәрди.

Ундақта, абдурәһим әйса зади ким? у 20-әсир уйғур сиясий тарихида қандақ орун тутидиған бир шәхс иди? униң аилә нәсәби уйғур тарихидики қайси җәмәт вә қатламға тутушиду?

Мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң һаятини баян қилишта гәпни алди билән өз аилиси вә җәмәтиниң келип чиқиш тарихидин башлиди.

Мәруп акиниң баян қилишичә, уларниң ата-бовилири ақсуниң игәрчи йезисидин болуп, тәхминән 19-әсирниң иккинчи йеримида ақсудин муздаван арқилиқ или дияриға берип олтурақлашқан кишиләр икән. Улуғ бовиси йүсүп пахта өз заманисида қол илкидә бар байлардин болуп, или султанлиқи қурулған йилларда у 70-80 ешәккә ашлиқ вә түрлүк мал-мүлүкләрни артип, султанлиққа иқтисадий җәһәттин ярдәм бәргән киши икән. Әлахан султан заманисиға кәлгәндә йүсүп пахтаниң бу ярдәмлири үчүн или султанлиқи униңға илиниң җағистай вә ғалҗат қатарлиқ җайлирини тартуқ қилип бәргән икән. Шундақ қилип, йүсүп пахта бу җайларни ечип, җағистай вә ғалҗат қатарлиқ юртларниң пәрпа болуши вә аватлишиши үчүн муһим рол ойниған икән.

Мәруп әйсаниң баянлириға қариғанда, йүсүп пахтаниң оғли әйсаахун чар русийә илини бесивалғандин кейин йәттәсуға көчүп, ғалҗатни бәрпа қилған икән вә шу вақиттики или дияриниң әң мәшһур байлиридин болған вәлибай йолдашоп билән бирликтә нурғун қурулушларни елип барған икән.

Әйсаахунниң юнус, иляс вә ибраһимдин ибарәт 3 оғли болған болуп, абдурәһим әйса вә мәруп әйсалар ибраһим аилисидә туғулған балилар икән. Уларниң аилиси 1917-йилидики болшевиклар инқилабидин кейин рус коммунистлириниң бастуруш нишаниға айлинип, 1920-йилларниң ахирида илиға қечип кәлгән икән.

Мәруп әйсаниң әслимисигә қариғанда, әйсаахун аилисиниң 3 пәрзәнтидин нәччә онлиған балилар туғулған болуп, уларниң ичидин йетишип чиққан кишиләр кейинчә уйғур һазирқи заман маарип тарихи вә мәдәнийәт тарихида муһим ролларни ойниған икән.

Мәруп әйсаниң дейишичә, дадиси ибраһим аилисидә җәмий 10 пәрзәнт туғулған болуп, абдурәһим әйса мәзкур аилиниң иккинчи пәрзәнти, өзи болса әң ахирқи, йәни 10-пәрзәнти икән.

Мәруп әйса өзиниң 1934-йили ғулҗиниң юқириқи җағистай йезисида туғулғанлиқини, һазир әйса аилисидин пәқәтла өзиниң һаят икәнликини тәкитләп өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.