Аһ вәтән! аһ хәлқим!
2015.02.14
Нур тейип
Өткүздүм уйқусиз талай түнләрни,
Сеғинип бәхтияр, азад күнләрни.
Вә лекин реаллиқ, рәһимсиз икән,
Бу қара тәқдирим, әзди дилларни.
Бир мудһиш қара қол, сиқар галларни,
Мәқсити қул қилиш әгип бәлләрни.
Яқ десәң бешиңда ойнайду қилич,
Қан ичәр ялмавуз, пичип тәнләрни.
Һәқ сөзгә орун йоқ, кесәр тилларни,
Гачидәк өткүздуқ, узун йилларни.
Териқни тағ дәйду, гунаһлар артса,
Бәзидә чашқан дәр, йоған пилларни.
Ялғанни сөзлисә “бәрһәқ” демисәң,
Чошқини қой десә, һә дәп йемисәң.
Әқлиңдин өтмисә, қарап қойсаңму,
“алайдиң чәнту” дәп, ояр көзләрни.
Әрликниң символи, сақал - бурутму,
Сиғмиди мәлунниң мәйнәт көзигә.
Һөр-пәри қизларниң, һилал яғлиқи,
Юлунди бәшидин, бақмай өзигә.
Қош тиллиқ болсаңлар пайда тола дәп,
Ялғандин уйғурниң, ғәмлирини йәп.
Бөшүктин башлиди, рәзил пиланни,
Тарихни көммәкчи, бузуп тилларни.
Диванә аталдуқ, юрт бизниң туруп,
Турарға имкан йоқ қоғлиди уруп.
“кәлсилә ғоҗам” дәп, төргә башлиғач,
Йәм болдуқ, кәттиғу иликләр қуруп.
Аһ қандақ дуня бу, адаләт қаидә?!!!
Ярдәмгә қол йоқкән бәрмисәк пайда.
Озимиз уюшмай, чечилип йүрсәк,
Қалмамдуқ өмүрлүк, пушманға дағда.