Чиңгиз дамоллам

20-Әсирниң алдинқи йиримида яшиған вәтән сөйәр мәрипәтпәрвәр затлиримиздин бири болған чиңгиз дамоллам 1906–йили бүгүрниң йеңисар йезисида молла һошур дамоллам һаҗ исимлик диний затниң аилисидә дуняға кәлгән болуп, әсли исми абдуләзиз болсиму, хәлқ арисида “чиңгиз дамолла” дегән нам билән тонулған.

2011.09.10

20-Әсирниң алдинқи йиримида яшиған вәтән сөйәр мәрипәтпәрвәр затлиримиздин бири болған чиңгиз дамоллам 1906–йили бүгүрниң йеңисар йезисида молла һошур дамоллам һаҗ исимлик диний затниң аилисидә дуняға кәлгән болуп, әсли исми абдуләзиз болсиму, хәлқ арисида “чиңгиз дамолла” дегән нам билән тонулған.

Чиңгиз дамоллам дәсләпки диний мәлуматини бүгүр вә кучаларда алғандин кейин, қәшқәр ханлиқ мәдрисидә бир мәзгил оқуған. Андин 1925 йили һиндистанға берип, асия бойичә әң даңлиқ мәдрисә-диюбәнд мәдрисидә бир йерим йил оқуған.

1926 Йили һиндистандин айрилип, парахот билән қаһирәгә қарап йолға чиққан. Қаһиригә йетип барғандин кейин, 1927 йили дуня бойичә әң чоң, әң даңлиқ илим юрти-әзһәр алий билим юртида оқушқа башлиған вә 1934–йили ислам қануншунаслиқи вә ислам тарихи саһәси бойичә оқушини ғәлибилик тамамлиған. Әзһәр университетини пүттүргәндин кейин, биринчи фуад университетида (бүгүнки қаһирә университети) уқуш пүттүрүп, мәзкур университетта оқутқучи болған. 1939 Йили мәккигә берип һәҗ пәрзини ада қилған.

Чиңгизхан дамоллам сәуди әрәбистанда мәһмут сиҗаң билән көрүшкән вә униң билән биллә япунийигә барған.
Японийә һөкөмити алаһидә мәқсәт билән , мәһмут сиҗаң вә чиңгизхан дамолламни бийҗиңға орунлаштурған. Мамут шиҗаң 1944-йили бийҗңда вапат болған. Кейин чиңгизхан дамоллам нәнҗиң университетиға оқушқа киргән.

У, 1945–йили туғқан йоқлаш үчүн бүгүргә қайтип барған болуп, шу йиллири қурулған “бирләшмә һөкүмәт”ниң каттивашлири уни үрүмчигә чақиртип, өлкилик һөкүмәтниң ички ишлар назири, қошумчә үч мәсләк яшлар иттипақиниң муавин рәиси қилип тәйинлигән.

Чиңгиз дамоллам үрүмчидики йиллирида йәнә өлкилик мәдәний ақартиш уюшмисиниң рәиси болған вә вәтинимизниң мәниви тәрәққияти вә кәлгүси үчүн күрәш қилған. Әйни замандики милләтчиләрниң нәшри әпкари болған “әрк” гезити қатарлиқ гезитләрдә мақалә язған. Униңдин сирт, үрүмчи дарилмуәллиминдә ислам тарихи вә диний дәрс бәргән.

1949-Йили 9-айда чәтәлгә чиқип кәтмәкчи болған чоң карванға қетилған, булардин бир қисми чеградин өтүп кәткән болсиму, чиңгизхан дамоллам қатарлиқ бир қисим кишиләр өтәлмәй кокарттин қайтип кәлгән. Чиңгизхан дамоллам вәтәндә туруп күрәш қилишни әвзәл көрүп қайтип кәткән дегән қарашму бар.

Чиңгиз дамоллам 1950–йили хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған. 1952-Йили 2–айниң 25 –күни: “хәлқ дүшмини” дегән төһмәт билән өлүм җазасиға һөкүм қилинған вә мәсуд әпәнди, қурбан қодай қатарлиқ инқилабчи, әдибләр билән биллә шеһид қилинған.

Чиңгизхан дамоллам қисқиғинә һаятида қан тәр сәрп қилип, “шәрқий түркистан асияниң қәлби”, “тиғ туркани” (парсчә), “гүзәл шәрқий түркистан”, “әркин шәрқий түркистан”, “улуғ шәрқий түркистан”, “гүзәл шәрқий түркистан”, “түркчә тәҗвид”, “уйғур тилиниң морфологийиси”, “уйғур тилиниң синтаксис қаидиси”, “шәрқий түркистанда исламийәт”, “түрк әдәбият тарихи”, “шәрқий түркистан әл халидә” қатарлиқ 13 парчә китаб язған болуп, булардин: “шәрқий түркистан асияниң қәлби”,“сәвтул виҗдан (виҗдан авази)”, “уйғур сентакисисиси” вә “тиғ түркани” қатарлиқ төт парчә китабила нәшр қилинған, қалған китаблири нәшр қилиниш пурситигә еришәлмәстин йоқап кәткән.


Айрилмисун

 
Абдуләзиз мәхсум
 
1894-1982.8 

Миллитим миллий һәмийәт шанидин айрилмисун,
Миллитим һәқ тоғра нийәт җамидин айрилмисун,
Миллитим сап адимийәт санидин айрилмисун,
Миллитим бирлик мәийәт янидин айрилмисун,
Миллитим мәндин вәсийәт қанидин айрилмисун.

Миллитим инсанийәт мәйданидин айрилмисун,
Миллитим исламийәт иманидин айрилмисун,
Миллитим һәққанийәт виҗданидин айрилмисун,
Миллитим туранийәт унванидин айрилмисун,
Миллитим һөр апийәт дәвранидин айрилмисун.

Миллитим әғяр үчүн һеч йол билән алданмисун,
Миллитимни өзгиләр маймун қилип қолланмисун,
Миллитим тарихни пак сақлисун, булғанмисун,
Миллитим һәргиз беқиндилиқ үчүн голланмисун,
Миллитим әркин яшаш имканидин айрилмисун.

Миллитм билсун вәтәнни, қәдрини хар әтмисун,
Бу муқәддәс җан вәтән, җананини зар әтмисун,
Башқилар ”бизниң“ дегән шум сөзигә иқрар әтмисун,
”Муштәрик дөләт“ дегән ялғанни дәркар әтмисун,
Ана вәтән шәрқий түркистанидин айрилмисун.

Кимгә мәнсуп, кимгә һәқлиқ, кимгә мирас бу вәтән,
Әсли-нәсли қани бир, туғқан уюшқан изчимән,
Шүбһисиз уйғур, қазақ, қирғиз, моңғул, таҗик билән,
Бу вәтән түри уруққа ата мирас чимән,
Ата мирас чимән туранидин айрилмисун.

Нәқәдәр шанли бүйүк әрләр йетиштүргән вәтән,
Әрләр ичрә турли җәвһәрләр йетиштүргән вәтән,
Шану-шәвкәт әһли гөһәрләр йетиштүргән вәтән,
Даһий вә данайи рәһбәрләр йетиштүргән вәтән,
Арслан вә қәһриман оғланидин айрилмисун.

Бу вәтән бағ вә гүлистанлар билән толған чимән,
Тағу-түз мәйданлири көркәм гүзәл болған чимән,
Катта хисләт, зор пәзиләтләргә орнашқан чимән,
Йәр йүзиниң җәннити шанли улуғ туран чимән,
Даима җәннәт нишан болғанидин айрилмисун.

Вәхпә мутләқ болмисун әғяр үчүн алий вәтән,
Шум аяқләр астида дәссәлмисун ғали вәтән,
Мүстәқил, мухтәр өтсун һәр заман һали вәтән,
Миллитимгә хас мирас болсун иқбали вәтән,
Әркин, азад, бәхтияр турғанидин айрилмисун.

Миллитим башини айландурғуси әғяриләр,
Қан сүртмәк бирлә йүртмәк болғуси мәккариләр,
Шуниңчин түрли тузақ, дам қурғуси һәйяриләр,
Бәднийәт шум пикирдә қолланғучи һәр чариләр,
Миллитим байқап қәдәм басқанидин айрилмисун.

Әслитәр җәннәтни даим вәтиним гүлзарлири,
Һөри-ғилманләрни әсләткәй чимән дилдарлири,
Бағу-бостан, гүл-гүлистанлар ара гүлнарлири,
Пәйзи рәһмәт, назу-немәт, киниздур әсрарлири,
Җәннәтул фирдәвис мәйданидин айрилмисун.

Вәтиним тарихи үстүн, қәдирлик оң-соллири,
Арсланлар излири билән чениққан йоллири,
Қәһриманлар үстиханидин қурулған һүллири,
Кимки хаин бу вәтәнгә қурусун пут-қоллири,
Әркин-азад гүллиниш җәрянидин айрилмисун.

Әсирләр ғәпләт-җаһаләтләрдә қалған болсиму,
Көз ачалмай җаһили наданлиқта ятқан болсиму,
Дәврләрдин хару-зарлиқләргә патқан болсиму,
Көп заманлар зулми-күлпәтләрни тартқан болсиму,
Һәмдә парлақ бәхтлик дәвранидин айрилмисун.

Қолға кәлмәс әрк мүшүктәк тәлмүрүп турған билән,
Қайтуруп бәрмәс булаңчи ялвуруп сориған билән,
Бәхт издәп кәлмигәй һаңвеқип олтурған билән,
Алдинип қалмаслиқ керәк алдап умундурған билән,
Һәқни өз күчи билән қолға алғанидин айрилмисун.

Вәтән-милләтни сөймәк әһли ислам шанидур,
Бу һәқиқәт,бу адаләт тәңриниң пәрманидур,
Бу ениқ сир шүбһисиз һәққанийәт мизанидур,
Әсли-нәсли пак, виҗдан әһлиниң җананидур,
Җанидин айрилсун, лекин җананидин айрилмисун.
 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.