“дозахқа кирмисун дедим”
2017.11.21
Мән лиюдаван қамақханисиға 2013-йили 10-сентәбир қамалғандин кейин камирлар үч қетим уйғур тутқунға тошуп кәтти. Бири шу йилиниң 11-айлирида, йәнә бири 2014-йили 3-айларда болди, әмма 2014-йили майдин кейин камирлар уйғур сиясий мәһбусқа лиқ толди. Бурундин бир камириға бирәрдин тоғра келидиған уйғурлар бирақла көпийип хитайлар азсанлиқ болуп қалди. Буларниң һәммисигә шу вақитларда йүз бәргән түрлүк “һуҗумлар” баһанә болған иди. Һалбуки, бу “сиясий” тутқунларниң мутләқ көпчилики шундақ вәқә болғанлиқидин бихәвәр иди. Хәвәрдар болған пәқәт иккийлән болуп, бири шундақ хәвәрни үндидарда тарқитип тутулған иди.
2014-Йили майдин башлап мәнму тәрҗиманлиқ билән алдираш болуп кәттим. Чүнки һәр бир мәһбусниң қандақ гуман билән тутулғанлиқи қамақхана архипида хатирилиниши лазим икән. Мениң хитайчә тәрҗимәм бир аңсиз хроинкәш яки оғриниң тәрҗимисигә қариғанда мәһбусларға пайдилиқ болсиму, бәрибир бир уйғурниң лиюдаван қамақханисида еғир күн көрүшигә сәвәбкар болидиған болғачқа бу иштин изчил өзүмни қачураттим. Шу сәвәб билән һәрқанчә халимисамму бир мунчә уйғурниң кәчмишигә шаһит болдум. Буларниң ичидә 2014-йили майдики әтигәнлик базарда болған партилашни рәсимлик тарқатқан нурмәмәтму бар иди.
Нурмәмәт гумидин болуп, һәр қарисам уни мәрһум муһәммәдимин буғраға охшитаттим. Муһәммәдимин буғраниң йеңисарда шеһит болған бир инисиниң исмиму нурмәмәт иди. Уйғур гундипай уни қамиған күни мени көрситип, “Бу ким тонумсән?” Дәп сорап “тонуймән” дегән җавабни алди-дә, маңа қарап, “Қара сән өзүңни сиясий әмәс дәйсән, лекин бу йәргә киргән сиясийлардин сени тонуйдиғанлар чиқип сириңни паш қилипла туриду,” Дәп қоюп чиқип кәткән иди.
Нурмәмәт камирида мән бурун язған мәзмунлар һәққидә сорайтти, немә қилсам шуни дорашқа тиришатти. Йеңи мәһбуслар камириға киргәндин башлап икки тәрәптики камерадин назарәт қилинатти. Мән җайимда туруп сәкрәп, тохтимай меңип, қорсақ қатлап һәрикәт қилсам гәп қилмиған билән нурмәмәт мени дориған һаман агаһландуруш алатти. Униңдин бир күни “түркчә, инглизчә вә хәнзучидин қайсини өгитип қояй?” дәп синап бақтим. У һеч иккиләнмәй хитайчини таллиди. Нурмәмәт әзәлдин мәктәптә оқумиған билән китаб оқушни адәт қилған бала иди. У тәтүр миҗәз, наданлардин әмәс иди.
- Нурмәмәт, немишқа әтигәнлик базардики партлашта өлтүрүлгән бигунаһ яшанғанларниң рәсимлирини тарқаттиң? - дәп соридим биркүни.
- Капирниң йүрики муҗулди, муҗаһитлар бир иш қилди, дәп хош болған, - деди у. Буни аңлап пәқәт ичимгә сиғдуралмай қалдим.
- Сәнғу бир қетим хош болуш үчүн шу ишни қилипсән, ундақ болса, маву путимиздики зәнҗирни, ичидин сүвәрәк чиқидиған көктат шорписини, һәр биримизгә кусирини юйдуридиған хитай мәһбусларни ким рәсимгә тартип тарқитиду? мениң дадисиз қизлиримниң йиғисидин, сениң һамилидар аялиңниң налисидин кимләр, нәччә қетим хош болиду, биләмсән? маву қамақханиға қара, туңган барму, қазақ барму, қирғиз барму? улар мусулманғу? һиҗрәт, җиһад бизгила пәрз, уларға пәрз әмәсму?
- Шуларни дәветип өпкәм өрүлүп гепимниң ахирини давам қилалмиған идим.
Камирда ваң фамилилик бир қатил бар иди. У адәттә һеч кимгә гәп қилмай хитайчә дамка ойнаш билән күн өткүзәтти. Нурмәмәткә хитайчә хәтни өзүм өгитип сөзләштә тәләппузини тоғра чиқарсун дәп хели мәлуматлиқ бир хитайға тонуштуруп қойсам, шу қатилни устаз тутувапту. Көңлүмдә нарази болсамму өзиниң ойлиғини бардур, дәп гәп қилмидим, лекин у вәһший қатилниң қилғанлири есимгә кәлсила нәпритим қозғилип қариғумму кәлмәйтти.
Бир күни камирида җедәл чиқти. Сәвәб нурмәмәт тазилиқ башлиқиниң буйруқиға пәрва қилмиғанмиш. Мән нурмәмәтниң хитайчә билмәйдиғанлиқини чүшәндүрүп болғучә қамақтики кунупка бесилип гундипайға әрз қилинди. Гундипай келип нурмәмәтни җазалашқа - путидики кишәнгә қолини ишкәлләп четип қоюшқа тәмшәлди. Шу һаман һелиқи қатил хитай нурмәмәтни ақлап сөзләп кәтти. Қириқ күн бопту, бу камирда пәқәт нурмәмәтла униңға һәр сәһәр салам қилидикән, күлүмсирәп яхши муамилә қилидикән, көңүл бөлидикән. Нурмәмәт һәр күни әтигәндә ваңға йотқан қатлишип беридикән, (чүнки йотқанлар үч минут ичидә сәрәңгә қепидәк қирлиқ, әплик вә чапсан қатлиниши керәк иди), униңдин дамка өгинидикән, хитайчә мәшиқ қилидикән, параңлишидикән. Гундипай буларни аңлап ваңға қарап туруп қалди. Ваңниң тәриплири гундипайға тоғра туюлдиму, я у бу қатилниң нурмәмәткә мәшғул болуп чатақ чиқармиғинидин хош болдиму, җаза бәрмәй чиқип кәтти.
Һазирғичә камирида маңа әң сәт көрүнидиған ваң пиңниң “бир адәмниң хитайчә билмәй, буйруқ чүшәнмәслики гунаһ болса, җазасини мән өтәй” дегини вә камирида мән әң амрақ нурмәмәтниң “ака уни икки айдин кейин атидикән, дозахқа кирмисун, яхшилиқимдин тәсирлинип мусулман болсун дедим,” дегәнлири қулақ түвимдә. Шу иш болуп һәптидин кейин нурмәмәтни башқа камириға йөткивәтти. У ваң пиңни мусулман қилдиму-йоқ, билмәймән, әмма у муһәббәт вә сәвр билән бир қатилни, адәм өлтүрүп парчиливәткән қанхорни адаләт үчүн дәст турушқа қайил қилған иди.