“әхмәтҗан осман талланма шеирлири” түркийәдә нәшир қилинди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.04.19
exmetjan-osman-yaponiye-305.jpg Шаир әхмәтҗан осман японийәдә зиярәттә. 2015-Йили март, кйото.
RFA/Qutluq


Тонулған уйғур шаири әхмәтҗан осман әпәндиниң “әхмәтҗан осман талланма шеирлири” намлиқ шеирлар топлими түркийәдә нәширдин чиқти.

Японийә һосо университетиниң оқутқучиси муқәддәс ханим тәрипидин нәширгә тәйярланған 239 бәтлик китабқа, тонулған шаир әхмәтҗан османниң шеирлиридин талланған 87 шеир киргүзүлгән. Мәзкур китабни нәширгә тәйярлиғучи муқәддәс ханимниң ейтишичә, китабниң муқависидики рәсимләрни японийәдики даңлиқ анимә рәссами ода татсуо әпәндим билән атақлиқ лаһийәлиғүчи ямашита юкио әпәнди сизип бәргән.

Муқәддәс ханим нәширгә тәйярлиған китабқа австралийидики уйғур зиялийси мәмәтимин әла кириш сөз йезип бәргән.

Мәмәтимин әла мәзкур китабниң кириш сөзидә, қолиңиздики бу шеирлар топлиминиң аптори болған әхмәтҗан осман зади ким? ким бу шеирларда сөзләватиду? шуниңдәк, бу шеирлар әхмәтҗан османдин ибарәт бу шаир арқилиқ немиләрни сөзләватиду? дегән суалиға җавап берип шундақ дәп язиду:

“әхмәтҗан осман алди билән өткән әсирниң 80 - йиллирида уйғур шеийәт тарихида кәм көрүлидиған, көлүми зор вә тәсири чоңқур болған бир һәрикәтниң башламчисидур. Уни бир естетик ойғиниш - ақартис - һәрикитиниң йетәкчиси дейиш мумкин у шеирлирида әнәнә билән заманивийлиқтин һалқиған бир бошлуқни бәрпа қилғучидур. Униң шеирлирида шаһ мәшрәптики исянкарлиқ, нәвайидики нәпис тил, абдулхалиқ уйғурдики пиған вә садир палвандики дәллик бар”дәп язған.

Муқәддәс ханимниң ейтишичә, муқавидики ай вә юлтуз айрим - айрим һалда шәрқий түркистан вә японийәниң дөләт байриқини ипадиләйдикән. японийәдики уйғур тилини яхши билгән уйғуршунаслар, тонулған шаир әхмәтҗан османниң шеирлириниң тилиға вә мәзмуниға юқири баһа бәргән. Улар әхмәтҗан осман шеирлири топлиниң өз вәтинидә нәшир қилинмиғанлиқиға болған әндишисини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.