Ғени батурниң нәвриси әхтәрбиби: пәхирлик бовам ғени батурни сеғинимән (3)
2017.12.05
“бовам ғени батурдин әвладларға азадлиқ армани мирас қалди”
Ғени батур һаятиниң ахирқи мәзгиллирини биллә өткүзгән нәвриси әхтәрбибиниң әслимилири арқилиқ биз уйғур хәлқниң миллий қәһриманиниң аилә һаяти униң характери билән техиму йеқинлишиш пурситигә еришкән идуқ.
Бовиси вапат болғандин кейин москваға көчүп берип яшап, йеқинда йәнә бовиси ғени батур билән биргә яшиған өзбекистанға көчүп кәлгән әхтәрбиби абдул ханим, уйғур хәлқиниң 20-әсирдә өткән мәшһур миллий қәһримани ғени батурниң ахирқи һаятидики өзи шаһит болған аччиқ әслимилириниму биз билән ортақлашти.
Ғени батурниң қиз нәвриси әхтәрбибиниң хатирилишичә, ғени батур 1950-йиллирида совет иттипақиға көчүп кетип, илгири кейин өзбекистан вә қазақистанларда совет иттипақи һөкүмитиниң тәминати билән өзини қамдап яшиған. Болупму, ғени батур 1981-йили 79 йешида вапат болғандин кейин болса, униңға совет һөкүмити тәрипидин берилидиған, пенсийә маашини өз ичигә алған барлиқ тәминатлар тохтитилған. Буниң билән ғени батур билән биллә яшиған аилә әзалири, йәни аяли рәйһанбуви вә униңдин болған икки оғли шундақла, ғени батурниң чоң аялидин болған қизи һәҗәрбиби, нәвриси әхтәрбибиләр турмуш қийинчилиқида қалған.
Ғени батурниң мәйдиси медал-орденлар билән толған мәрданә сүрити уйғурларға тонушлуқ болса керәк. Ғурбәтчилик күнлиридә, ғени батурниң аяли һәтта шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити ғени батурниң көрсәткән қәһриманлиқлири үчүн бәргән ашу қәһриманлиқ алий орденлириниң биридики брилянтни оюп елип сетиш арқилиқ, турмушини қамдашқа мәҗбур қалған күнлири болған икән.
Әхтәрбибиниң кичик чағлирида қулиқида қалған әслимилиригә қариғанда, ғени батурниң кичик аяли рәйһанбүви ханим, уйғур хәлқиниң йәнә бир сөйүмлүк қәһримани садир палванниң әвладлиридин икән.
Ғени батурниң нәвриси әхтәрбиби әҗдадлар изини издәш, ғени батурниң өсүп йетилгән, у қан кечип җәң қилған тупрақларни зиярәт қилиш үчүн, 1994-йили уйғур елигә барған, әмма үрүмчидин ғулҗиға барған һаман хитай сақчилири арқиға чүшкәнлики үчүн, уруқ-туғқанлириниму издәп сораш пурситигә игә болалмай, аз күн туруп қайтип кетишкә мәҗбур болған.
Ғени батур совет иттипақиға көчүп чиқип, өзбекистанға маканлашқан вә кейин йәнә қазақистандиму яшиған 30 йил ичидә өзиниң уйғур елида қалған һечбир уруқ-туғқини билән көрүшәлмигән икән.
Әхтәрбибиниң дәп беришичә, бовиси ғени батурдин әвладлириға униң “шәрқий түркистан азадлиқини көрүштәк арманидин башқа һечбир мирас яки ялдами” му қалмиған. Ғени батур кечә-күндүз өз ана вәтинини сеғиниш, униң һөрлүкигә тәшна болуш һессиятлири билән өткән икән.
1991-Йили совет иттипақи йимирилгәндин кейин, һәтта өзбекистанда ғени батур вә униң аилә әзалири яшиған өйму еғир ғурбәтчилик тартқан күнләрдә униң әвладлири тәрипидин сетиветилгән икән.
Уйғур хәлқиниң миллий азадлиқ күриши тарихидики бүйүк шәхс, 1944-йили, 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушида һалқилиқ рол ойниған җәсур қомандан, хәлқ қәһримани ғени батурни уйғур хәлқи һечқачан унтуп қалмиған. Уйғур зиялийлири, сабиқ миллий инқилаб қатнашқучилири, аддий уйғур пуқралирини һәр даим уни өз имканийәтлириниң йетишичә батурни йоқлап турған. Униң иш-излири һәққидә түрлүк әдәбий әсәрләр йезилған һәтта нахшилар оқулған иди.
Һәтта атақлиқ язғучи зия сәмәди мәхсус “ғени батур” романини йезип нәшр қилдурған, йәнә бир язғучи йүсүпбәк мухлисиму ғени батур һәққидә әсәр язған шуниңдәк қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанға җайлашқан бир қисим уйғур зиялийлири өзлириниң миллий инқилабқа аит әслимә мақалилиридә ғени батурниң төһпилиригә юқири баһа беришкән иди. Ғени батур образи атақлиқ язғучи зордун сабирниң “ана юрт” романида йәнә бир қетим тикләнгән иди.
Қазақистан уйғурлири қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийиси тәвәсидики алмата-ғулҗа йолиға ғени батурниң һәйкили вә мәқбәрисини тиклигән болуп, у өз арзуси бойичә у бүйүк тарих яратқан юрти или дияриға, ана вәтинигә қарап ятиду. Ғени батурниң мәқбәриси йиллардин буян миңлиған кишиләрниң тавап вә зиярәт қилидиған җайиға айланған.
Әхтәрбибиниң ейтишичә, униң бовиси ғени батурниң һаятиниң ахирқи басқучлири һәққидики хатирилири, униң арзу арманлири тоғрисида китаб йезип қалдуруш арзуси бар болуп, униң өзбекистанға қайтип кетишидики асаслиқ сәвәбму аилисидә вә башқа җайларда бовиси ғени батур һәққидә сақлиниватқан материяллар, сүрәтләр вә архипларни йиғип рәтләш икән.