Гвәнтанамодин қайтқанда: абабәкри қасимниң бешидин кәчүргәнлири - 3

Мухбиримиз қутлан
2013.11.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
resim-ababekri-qasim-305.png Албанийәгә йәрләштүрүлгән абабәкри қасим тиранадики бир ресторанда пизза пишурмақта (мәнбә: ббч нәвс магазини)
Photo: RFA


Шиддәтлик бомбардиманда һаят қалған 18 нәпәр уйғур мусапир афған тағлири ичидә кечиси йол йүрүп, күндүзи тағ ғарларда йошурунуп пакистан тәрәпкә сүрүлиду. Бирқанчә күнлүк һаят - маматлиқ сәпәрдин кейин улар ахири пакистан чеграси ичидики куйта шәһиригә йеқин шиәләр райониға йетип бариду. Бу җайдики кишиләр уларни афғанистандин кәлгән “муҗаһидлар” дәп ойлап қизғин қарши алиду.

Йеза ақсақили мәхсус өзи күтүвелип меһман қилиду һәмдә уларни шу йәрдә турушлуқ йәрликләрниң өйлиригә тәқсим қилиду. Улар шу чағдила америка армийисиниң афғанистанға киргәнликини, һава һуҗуминиң америка армийиси тәрипидин елип бериливатқанлиқини уқиду. Бирқанчә һәптилик һерип - чарчаш вә шиддәтлик һава һуҗумида һалидин кәткән абабәкри башлиқ уйғур мусапирлар өзлири тәқсим қилинған йәрлик кишиләрниң өйлиридә дәм алиду.

Бу йәрдики хатирҗәмлик узаққа бармайду. Абабәкри башлиқ уйғур мусапирлар шиәләр топлишип олтурақлашқан бу районда қандақтур бир ғәлитә кәйпиятниң мәвҗутлуқини һес қилишқа башлайду. Бу йәрдики қәбилә ақсақаллири гәрчә уларға көрүнүштә қизғинлиқ көрситиватқандәк қилсиму, лекин көп қисим йәрлик кишиләрниң уларға гуманлиқ қараватқанлиқини йүрики сезишкә башлайду. Бу йәргә панаһлинип кәлгән уйғур мусапир яшлириниң көп қисми һәтта бу йәрдики йәрликләрниң шиә мәзһипидики мусулманлар икәнликини, уларниң сүний мәзһипидики мусулманлар билән келиштүргили болмайдиған зиддийити барлиқини әсла аңлап бақмиғанлар иди.

Бирқанчә күндин кейин бу йәргә келип кетидиған “көз - қулақ” лар көпийишкә башлайду. Абабәкри башлиқ уйғур мусапирларму әһвалниң барғансери мурәккәплишип кетиватқанлиқини, қандақтур билип болмайдиған бир хил биарамлиқниң вуҗудини қисиватқанлиқини һес қилишиду. Дәл шу мәзгилдә қәбилә ақсақали уларни йиғип, пат йеқинда пакистан чегра сақчилириниң бу йәрни ахтурушқа келидиғанлиқини, келишмәсликниң алдини елиш үчүн уларни башқа бир бихәтәр җайға йөткәп турмақчи болғанлиқини ейтиду. Ички әһвални уқмиғанлиқтин абабәкри башлиқ уйғур мусапирлар буниңға мақул демәктин башқа таллиши болмайду. Қәбилә ақсақали уларни бир кона машиниға қачилап район мәркизидики бир түрмигә елип бариду. Буниңдин гуман қилған абабәкри башлиқ уйғур мусапирлар немә үчүн өзлирини түрмигә елип кәлгәнликини сүрүштә қилиду. Қәбилә ақсақали уларға бу йәрниң вақитлиқ панаһ җай икәнликини, ахтуруш ахирлашқан һаман уларни аман - есән йолға селип қойидиғанлиқини ейтиду.

Шундақ қилип, абабәкри башлиқ 18 нәпәр уйғур яш һечнемини аңқиралмай турупла түрмигә қамилиду. Уларға күндә үч вақ тамақ берип түрмә мәсчитидә намаз оқушқа йол қойиду, лекин сиртқа чиқалмайду. Бу түрмигә қамиливатқанларниң сани күндин - күнгә көпийишкә башлайду. Уларниң көпинчиси һәр хил сәвәбләр билән афғанистанға келип қалған чәтәллик мусулманлар болуп, һава һуҗумидин қечип пакистан чеграсиға киргәндә йәрлик аһалиләр вә қәбилә ақсақаллири тәрипидин удуллуқ бу түрмигә йолланғанлар икән. Абабәкри башлиқ уйғур яшлири қәбилә ақсақилидин тартип адәттики түрмә мулазимәтчилиригичә һәр күни дегүдәк камирму - камир кирип тутқунларни санаватқанлиқини, худди қой - калиларниң санини еливатқандәк бу санақниң тохтимай давамлишиватқанлиқиға диққәт қилиду.

Уларниң гумани ахири растқа айлиниду. Бир күни туюқсизла түрмидики түрлүк тилларда сөзләйдиған мусапирларни машиниға қачилап сиртқа елип маңиду. Улар түрминиң сиртиға чиқиши биләнла әтрапни танка вә биронивикларниң һимайисидә қоршап турған миңлиған пакистан әскәрлирини көриду. Көзни юмуп ачқичә тутқунларниң һәммиси пакистан әскәрлири тәрипидин йәргә ятқузулуп пут - қоллири бағлиниду. Бешиға халта кийдүрүлүп, үсти брезент билән йепилған һәрбий машиниларға қачилинип намәлум тәрәпкә елип меңилиду.

Улар қатму - қат әскәрләрниң қоршави ичидики вақитлиқ тутуп туруш орниға елип келиниду һәмдә бу йәрдә дәсләпки қетим сорақ қилинип кимлики тәкшүрүлиду. Уларни афғанистандики талибанлар һакимийити билән әл - қаидә тәрәптә туруп америкиға қарши урушқа қатнашқан “террористлар” дәп әйибләйду. Буниңдин һаң - таң қалған абабәкри башлиқ уйғур мусапирлар шу чағдила өзлириниң пакистан чеграсидики йәрликләр вә шиә қәбилә ақсақаллири тәрипидин қурбанлиқ сүпитидә сетиветилгәнликини һес қилишиду. Көз алдида болуватқан гоя қорқунчлуқ чүш көрүватқандәк вәһимилик һаят уларни гаңгиритип қойиду. Улар өзлириниң “террорист” қалпиқи кийдүрүлүп, пакистан һөкүмити тәрипидин хитай тәрәпкә қайтурулушидин әнсирәшкә башлайду. Шу сәвәбтин 18 нәпәр уйғур яш мәслиһәтлишип өзлириниң кимликини ашкара қилмаслиққа, һәммиси бир еғиздин өзлирини “афғанистанлиқ өзбәкләр” дәп турувелишни келишиду. Узун өтмәйла пакистан даирилири уларни америка армийисигә өткүзүп беридиғанлиқини уқтуриду. Шу арида улар пакистанлиқ бирқанчә тәқвадар кишиләрдин өзлириниң дәсләп пакистан чеграсидики шиә қәбилә ақсақаллири тәрипидин пакистан һөкүмитигә сетип берилгәнликини, андин пакистан тәрәпниң “америка армийиси чиқарған бир террорчини тутуп бәрсә 5000 доллар мукапат берилиду” дегән еланға асасән уларни америка армийисигә сетивәткәнликини уқиду.

Улар өзлириниң пакистанлиқ диний қериндашлири тәрипидин сетиветилгәнликини, йәнә келип наһәқ һалда “террорист” қалпиқи кийдүрүлгәнликини уқуп чоңқур азаблиниду. Алаһидә мәғпирәт вә асанлиқ тиләйду.

Абабәкри башлиқ уйғур мусапирлар немила болмисун өзлириниң америка армийисигә тапшурулидиғанлиқини аңлап йеник уһ тартиду. Чүнки хитайға қайтурулуш хәвпи уларни ғәм - әндишигә чүшүрүп қойиду. Улар “америка демократийә вә инсан һоқуқлирини һимайә қилғучи чоң дөләт болғандикин, һаман бизниң гунаһсиз икәнликимизни ениқлап чиқиду вә әркин яшаш һоқуқи бериду. Хитайға қайтурулуп һаяти хәвпкә дуч келиштәк қийин тәқдиргә қариғанда, америкиниң тутқуни болуш көп әвзәл” дәп ойлайду.

Дегәндәк, декабирниң бир соғуқ күни америкиниң һәрбий айропиланлири бу йәрдә пәйда болиду. Абабәкри башлиқ 18 нәпәр уйғур мусапир вә башқа нәччә йүзлигән чәтәллик мусулман яшлар пакистан әскәрлири тәрипидин пут - қоллири чәмбәрчас бағлинип, бешиға қара хата кийдүрүлүп америкиниң һәрбий айропиланиға елип чиқилиду. Айропилан бирқанчә саәт учқандин кейин соғуқ шамал һушқийтип турған бир һәрбири базиға қониду. Толуқ қоралланған америка әскәрлири уларни қопаллиқ билән айропиландин чүшүрүп соғуқ йәргә дүм ятқузуп қойиду. Бешида қара халта болғачқа, улар нәгә келип қалғанлиқини, әмди өзлирини қандақ қисмәтләр күтүп турғанлиқини тәсәввур қилалмайду.

Нәччә саәттин буян пут - қоллири бағлақлиқ турғачқа қан өтүшмәй қоллири көйүшүп ағрийду. Униң үстигә соғуқ вә ачлиқ уларни тинимсиз қийнайду. Америка әскәрлириниң қопал муамилиси уларни техиму вәһимигә салиду. Ахири улар бирму - бир орнидин турғузулуп, рәсимгә тартилғандин кейин, мәһбус кийими кийдүрүлиду. Андин декабирниң җандин өткүдәк соғуқида үсти очуқ далаға симтанап тартилип ясалған вақитлиқ түрмиләргә солиниду. Бир айғичә уларни һечким сорақ қилмайду. Тамақни америка вақтини өлчәм қилип тарқатқачқа, бәзидә кечидә йейишкә тоғра келиду. Болупму зимистан қишниң соғуқи ай далаға қамалған бу мусапирларниң җан - җенидин өтүп, өлүм вәһимиси көз алдидин һәр вақит әгип туриду. Уларға йетәрлик кийим - кечәк вә иссиниш пурсити берилмигәчкә соғуқта күндин - күнгә аҗизлап кетиду. Икки айғичә ююндурулмайду, чач - сақаллири өсүп адәм рәңги қалмайду. Улар көз алдида өзлирини контрол қилип турған соғуқ тәләт әскәрләрниң растинила америка армийиси икәнликигә ишинәлмәй қалиду.

Күнләр айларни қоғлап, узун түнләр күндүзни истәп тинимсиз өтүп туриду. Афғанистанниң шималий чеграсидики қәһритан қишқа әсир болған қундуз райони барғансери совуп кетиду. Улар өзлириниң тәқдириниң қандақ болидиғанлиқини, уларни йәнә қандақ қисмәтләр күтүп турғанлиқини тәсәввур қилалмайду. Бир аллаһтин башқа һечқандақ йөләнчүки йоқлуқини һес қилиду…

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.