Елихан төрә сағуни һәққидә
2011.10.22
Дадиси шакирхан төрә чоң оғли алимхан билән елиханни мәдинигә оқушқа әвәткән. Мәдинидики оқушни түгәткәндин кейин, қайтип келип бухара мәдрисилиридә давамлиқ илим тәһсил қилиш билән биргә тевиплиқниму яхши өгәнгән. 1916 - Йили тоқмақ тәвәсидики чар падишаһқа қарши қозғилаң бастурулғандин кейин, униң қатнашқучилиридин бири болған елихан төрә 1920-йили қәшқәргә қечишқа мәҗбур болған. Қәшқәрдиму туралмай қайта вәтинигә қайтқан вә тоқмақ шәһиридики чоң мәсчиткә имам болған. 1922-Йили совет һөкүмити тәрипидин қолға елинип бир ай түрмидә ятқан. 1930- Йили 11-айда төт һәмраһи билән ғулҗиға қачмақчи болғанда тутулуп қалған. Һөкүмәт униңға кочиларда пайлақчилиқ қилиш вәзиписини таңғанда, рәт қилғанлиқи үчүн он йил қамақ җазаси берилгән. Пурсәт тепип түрмидин қечип, туңганларниң өйлиридә йошурунуп йүрүп ахири ғулҗиға өтүп кәткән.
Ғулҗиға кәлгәндин өзиниң билими вә тевиплиқи билән хәлқ арисида чоң инавәткә игә болған. 1937-Йили җаллат шең шисәй тәрәққийпәрвәр затларни қолға алғанда төрәмниму қолға алған. 1941-Йили түрмидин қоюп берилип ғулҗиға қайтип келиду. 1944-Йили елихан төрәм ғулҗа инқилабини қозғашқа қатнишип, шу йили 11-айниң 12-күни шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанда, җумһур рәиси болуп сайлиниду. 1945-Йилиниң бешида һөкүмәт төрәмгә маршал унванини бәргән.
1946-Йили 6-айниң 12-күни совет иттипақниң ғулҗида турушлуқ консулханиси тәрипидин чақирилип, һәрхил баһанә сәвәбләр билән ташкәнткә елип кетилгән вә оттуз йил нәзәрбәнд қилинған. Бу җәрянда әһмәд данишниң “нәвадирул вақиә”, дәрвиш ели чаңниң “музика рисалиси” вә “төмүр түзүклири” қатарлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилған. 1959-Йили “тарихи муһәммиди” дегән әсәрни йезип чиққан вә “дивани сағунй” дегән шеирлар топлими, “шифаул иләл” ( кесәлликләр даваси) намлиқ әсәрләрни язған.
Шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи, түрк хәлқиниң һөрлүки үчүн тәврәнмәй күрәш қилған елихан төрәм 1976-йили 2- айниң 28-күни 91 йешида ташкәнттә аләмдин өткән.
“ана юрт”
Бүгүнки “йоруқ саһиллар” программимизни атақлиқ язғучимиз зордун сабирниң: “ана юрт” намлиқ әсиридин қисқичә нәқил кәлтүрүш билән башлаймиз:
Узундин бери уйәр-буйәрдә ғудуңшип йүргән ғулҗа юқири тәбиқә затлири мана әмди бир гәвдә болуп уюшуп, чирик һакимийәтни ағдурмиса күн көрәлмәйдиғанлиқини чүшәнди. Шуңа ғулҗа каттилири “иптар” нами билән мушу чоң иш үстидә пикирләшти. Лекин бу йәргә кәлгән каттилар көпрәк көз алдидики қораллиқ инқилабни сөзлимәй, кәлгүсидә қурулидиған һакимийәтни сөзләшти:
- Әнҗанлиқлар бизгә баш боламдикина? яқ, бу хәқтә вапа йоқ!
- Шең шисәйдинғу яхшиду, немила дегәнбилән биз хәқтин елихан төридәк дана чиқмайватса!
- Ғоҗамчу?
- Әнвәр мусабайофчу?
- Абдуруп мәхсумчу?
- Улар қандақ болалайду?
Көпчилик!-деди кәкә сақал, оруқ, тили өткүр адәм өзбекчә сөзләп:
-юртни юрт өзи сорайду. Инқилаб ғәлибә қилса, инқилаб өзи даһий, сәрдар, әмир-султанларни көрситип бериду. Байрақниң рәңги, болидиған әмирниң нами-әмәллирини истиқлал ғәлибисидин кейин талишимиз техи. Унтумайли, биздә мәқсәт бирлики немә? һазирқи чирик, залим һөкүмәтни ағдуруш. Буниңға һечким қарши әмәсқу дәймән? әлвәттә қарши әмәс. Һазирқи гәп, биз немә қилалаймиз, шуни дейишәйли. Җәң мәйданиға һәрбиримиз бармаймиз, қолимиздин кәлмәйду. Қолимиздин келидиғини бизниң мәқсәтлиримиз үчүн җенини ата қилидиған яш әзимәтләрни қозғаш, қолиға қорал тутқузуш, уларға мәдәт берип җәңгә атландуруш. Мән қилалайдиған ишимни дәп бақай! мән яш әмәсмән, әмма милтиқ аталаймән, палта чапалаймән. Алла таала табарәк ғазат қилалмиған мусулман мениң садиқ бәндәм әмәс дегән. Мән садиқ бәндә икәнликимни испатлаймән. Җеним ғазатқа тикилди, қолумға қандақ қорал чиқса, шуниң билән дүшмәнгә етилимән, өлсәм шеһит, қалсам ғази!
-Мән аллаһ таала табарәкниң садиқ қули. Мән униң қуллири харлиниватқан бу земинда истиқлал қилип, залаләтни гум қилиш истикини игәм өзи дилимға салди. Мениң җеним истиқлалға мәнсуп, нам-мәнпәәт, юқири-төвәнлик талашмаймән, җенимни, қолумдики йигирмә сәр алтунумни, йәнә икки оғлумни истиқлалға атидим. Бир һәптигичә өзүмгә охшаш ғазат әһлидин йүзни тәйярлашқа қәсәм беримән, йиқилсам оңда ятимән, һәргиз дүмбәмгә оқ тегидиған ишни қилмаймән.
Өйдә лиқ олтурушқанлар дүрридә орнидин турди. Улар һаяҗанланған, җиддийләшкәниди...
Мана бу дана киши дәл елихан төрә иди. Бу кишиниң бир еғиз лилла гпи билән ғулҗиниң каттилири пикирдә бирлик һасил қилип, һәммиси өз лайиқида вәзиписини тапшурувалди вә истиқлал күриши үчүн өзигә тапшурулған вәзипини биҗанидил орундашқа вәдә берип, сорундин тарқилишти.
Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! бүгүн силәргә өзиниң мана мушундақ мол билими, тирән пикирлири, пасаһәтлик сөзлири, үстүн нутуқ қабилийити, һаяҗанлиқ сөз -ибарилири арқилиқ барғанлики йәрдә сорун әһлини қайил қилип, аридики пикрий низаларни мувапиқ һәл қилиш арқилиқ, шәрқий түркистан хәлқиниң қәддини йәнә бир қетим руслап, өз-өзигә хоҗа болуш күришиниң маддий вә мәниви улини салғучи елихан төрәм сағунини тонуштурмақчи вә әсләп өтмәкчимиз.