Устаз маңған уйғурлуқ йоли
2017.12.05
Бүгүн уйғурға дәрд үстигә дәрд кәлди. Бүгүн ана тилға үшшүк тәгди. Бүгүн биринчи декабирниң музлуқ күнидә, уйғурлуқ сиңгән қәлбләргә қар яғди. Бүгүн уйғур тилиниң пәрвишкари, устаз мирсултан османофтин айрип қалдуқ. Уйғурниң нидаси боғулған, дили муҗулған, қанатлири боғушланған бу күнләрдә устаз һаят йүрүп бәрсә, төрләрдә туруп бәрсә, кочиларда меңип бәрсә болатти.
Устаз аримизда болса сунуқ көңүлләр пүтүн болатти, чүшкүн көзләр үстүн болатти, мискин роһлар җушқун болатти. Устаз иззәтләр езилип, ғурурлар пайхан болуватқан бу дәмләрдә ғәшликләргә ғәмхан иди. Устаз арманлар қерип, ғайиләр ғериб болған зимистанда гүлхан иди. Зулмәтлик бу заман чөлидә езиқмай тик яшаш, тирик яшаш үчүн җенимизға җан, роһимизға йөләк иди. Бу милләт устаздәк алимлири билән вәзмин, бу вәтән устаздәк пидакарлири билән улуғ, сөйүмлүк вә ғәмгузар иди.
Устаз ана тилға бағвән, пәрвишкар иди. Мәрһум ана тилимизни мукәммәлләштүргүчи вә бу мукәммәлликни испат қилғучи иди. Биз тилимизниң қаидилик тәләппузини, йезиқимиздики өлчәм-қелипларни мәрһумниң елимидин өгәндуқ. У “уйғур тилиниң имла вә тәләппуз луғити” вә “уйғур тилидики тиниш бәлгилири” дегән китаблири билән ана тилға мизан бекитти. У уйғур тилиниң һеч бир тилдин қелишмайдиған күчини “уйғурчә-хитайчә чоң луғәт” арқилиқ испат қилип уйғурчә һәммигә қабил сөзләр арқилиқ уйғурға нақайил көзләрни тәслим қилди.
Устаз уйғурлуқ тарихиға меһрибан иди. У урхон мәңгү ташлириға оюлған, “диван” ларға пүтүлгән муқамларға көмүлгән, йеза-сәһраларға чечилип кәткән момилар вә бовиларниң ядикарини бизләргә өгитип тарихимизни тирилдүрди. У лопнурлуқларниң әҗдадини “чөмүл” дәп аталған қәдимки уйғур қәбилисигә бағлиди. Хотән уйғурлириниң сөзидин ақ һон излирини байқиди.
У мәһмут қәшқири қалдурған һекмәтлик китабни әвладларға қорал, навайидин мирас ана тил сөйгүсини һәқдарларға әңгүштәр қилди. У қәдимки тилимизни қурутмай бүгүнгә улиған, сиңқусәлиниң сөзини навайиға чатқан, йүсүп хас һаҗип ачқан йолни гумнамдин тапқан иди. Устаз уйғурлуқ тарихини мәңгү ташлардики сөзләр, “диван” дики һекмәтләр, “қутадғубилик” тики маяклар вә навайи яққан чирағлар билән йорутқан иди.
Устаз уйғурлуқ хәзинисигә пасибан иди. Рәһмәтлик алим һаятида уйғурниң тәвәррүк маканлиридин шәһиданә хотән, әзизанә қәшқәр, ғалибанә қумул вә ғазиянә ақсуларни кәзгән, лопнурдики қалпақлиқ чаллар, кучадики ақ ромал момайлар вә турпандики қизил бөклүк ақсақаллар билән муңдишип уларниң тилидики хәзиниләрни ачқан, үнчиләрни топлиған иди. Униң “уйғур диалектлири”, “қумул шевиси”, “хотән диалекти” вә “лопнур диалекти” һәққидә язған хас әсәрлири авам тилида чечилип ятқан шу қиммәтлик вәсийәт вә мирас һекмәтләрниң бизгә қалдурулған хатириси иди.
Устазниң тәтқиқати уйғурлуқ роһини намаян қилған иди. Мәрһум устазимиз уйғур сөзиниң “мәдәнийәт” дегән мәнисини әҗдадлар яратқан мәдәнийәтләрни қезиш арқилиқ тәһқиқлигән. У бу йолдики иштияқи билән өзләрни, иҗтиһати билән өзгиләрни ишәндүргән иди. У әл үчүн қилинидиған хизмәттә “уйғур” сөзиниң йәнә бир мәнисигә мунасип достлар билән таштәк уюшуп вә хизмәтдашларни сүттәк уюштурған иди.
Устаз йетәкчилик қилған “түрки тиллар дивани”, “уйғур тилиниң акустикилиқ тәтқиқати”, “уйғур диалект вә шевиләр луғити” қатарлиқ нәтиҗиләр өмлүкниң, уюшқан уйғурлуқ роһиниң намайәндисигә айланған. У ана тил грамматикисиға аталған тунҗи китабини нәсирулла йолболди билән, тилшунаслиқ луғитини мәтрейим сайит билән, навайи тәтқиқатини хәмит төмүр билән, “қутадғубилик” тәтқиқатини аминә ғаппар билән ишләп мәһмут қәшқири мәқбәрисини ибраһим мутий билән биллә испатлап чиққан.
Мәрһум устаз илим тәләпкарлириға тәләпчан, пасибан хушчирай иди. Әйни йилларда рәһмәтликкә әгәшкән уйғур вә башқа әл-милләттин болған һәвәскарлар бүгүн мутәхәссисләргә айланди, шагиртлар мана һазир устаз болуп тонулди.
Мән рәһмәтлик билән 90-йилларниң ахирида үрүмчидә мулақәттә болған идим. У мәндин опалдики һәр бир аймақ, едир, қир вә қишлақларғичә сорап, билмигәнлиримниң мәнисини дәп бәргән иди. Шу чағда мәһәлләмгә йеқин йәрдики қараханийлар хани қилич буғраханниң қәбриси, шу қәбрә җайлашқан кәнттики турди чоң салған пәнни мәктәп, 30-йилларда опалға селинған тиятирхана вә мәһмуд қәшқири мазириниң испатлиниш җәряни қатарлиқлар һәққидә һәйран қаларлиқ мәлуматларни ейтип бәргән иди. Әгәр шу сөзләр сезивелинса һәр бир мәзмун бир узун мақалигә меғиз болған болатти.
Мәрһум устазимиз дости турғун алмасни пәрзәнтлири арқилиқ у вапат болғучә йоқлап турған иди. Достиниң вәсийити бойичә “тарихи рәшиди” ниң нәшр қилинишиға түрткә болған иди. Устаз әйни йилларда худди турғун алмасниң китабиға рәддийә язмиғанға охшаш бүгүнки уйғур зиялийлириға теңилған етирап, това вә иқрар қилғузушларға аваз қошмиған иди.
Устаз из салған уйғурлуқ йоли йүрәктин башланған мәңгүлүк йол, илимгә, әлгә вә аләмләргә җаваб издигән иштияқ йолидур. У бу йолда меңип көлләрдә сусиз, бағларда ач қалған, түрмиләрдә ятқан. У бу йолда һакимийәт вә һакимларға ярап әплик вә нәплик яшашни әмәс, һәқни яқилап нәтиҗилик яшашни таллиған. Шуңа алим бу йолда әмәлдин таҗ, пайдидин кәмәр бағлиған әмәс. Шуңа устаз катәктәк бир йүрүш өйдә миңлиған сарайлардин катта арманлар ичидә, йоқиливатқан мирасларниң ғемидә яшиған иди. Устаз шуниңға шаһит идики, бу йолда шәрәпкә лайиқ әмәлләр аз, әмма шәрәп тәмәсидики теҗимәлләр көп иди, бу йолда қан шорар ялмавуз, җан сорар қатиллар бар иди, йәнә һеч немә соримас, һеч нәрсә билмәс, әмма һеч иш қилдурмас родупайлар тәйяр иди.
Устаз башлиған бу йол уйғурлуқ йоли, мәдәнийәт-уйғарлиқ йолидур. Бу сәвәбләргә көрә айиғи чиқидиған, илим билән түзилип, сәнәт билән безәлгән, иҗат вә йеңилиқ билән давамлиқ йоруйдиған айдиңлиқ йолдур. Устаздәк һәқкә, һәқиқәткә вә һәққанийәткә ашиқ болмиған һеч бир җаһаләтлик қәлб бу йолға зар әмәс, устаз бәлгә салған бу йолдики йолучи уйғурму җаһил пирларға интизар әмәс.