Муһәммәд әмин буғра (53): “әй, вәтән қурбанлари!”

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2025.01.07
muhemmed-emin-bughra-xojaniyaz-haji Муһәммәд әмин буғра вә мәрһум инқилабчи хоҗанияз һаҗиниң 1947-йили 4-айниң 6-күни үрүмчидә өткүзүлгән дәпнә мурасими
RFA/Qutlan

Аһ сизгә, әй вәтән қурбанлари,

Әй улусниң қәһриман оғланлари.

Сизгә биз қан йиғласақ һәм аз турур,

Ким идиңиз-йүртимизниң җананлари.

Биз унтулдуқму дәп қайғурмаңиз,

Юрт үчүн милләт үчүн аһ урмаңиз.

Җаниңизни хош тутуң җәннәт ара,

Бизгә қалди бу аләмлик орниңиз.

Қаниңизни йәрдә қоймас бу улус,

Юрт милләтни унутмас бу улус.

Һәр йигит сизниң изиңиздин йүрүр,

Қуртулур қуллуқдә қалмас бу улус.

Улус сизни унутмас һеч қачан,

Йолиңиз үзрә йүрүрләр һәр қачан.

Улус ойғанди, әмди ухламас,

Җан берур сиздәк, я алғуси җан!

“аһ, вәтән қурбанлари” намлиқ юқириқи шеир муһәммәд әмин буғраниң 1947-йили 4-айниң 6-күни үрүмчидики мусулманлар қәбристанлиқиға қайтидин дәпнә қилинған 1930-йиллардики шәрқий түркистан инқилабиниң йетәкчиси мәрһум хоҗанияз һаҗиниң қәбриси үстидә оқуған мәрсийә шеиридур.

Мәрһум инқилабчи хоҗанияз һаҗи вә шәрипиҗан төрәләрниң 1947-йили үрүмчидә қатурулған мазарлиқиниң 1990-йилларниң ахири хитай һөкүмити тәрипидин чеқиветилиштин бурунқи көрүнүши.
Мәрһум инқилабчи хоҗанияз һаҗи вә шәрипиҗан төрәләрниң 1947-йили үрүмчидә қатурулған мазарлиқиниң 1990-йилларниң ахири хитай һөкүмити тәрипидин чеқиветилиштин бурунқи көрүнүши.
RFA/Qutlan

Шу күни әхмәтҗан қасими, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ миллий инқилаб рәһбәрлириниң йетәкчиликидә үрүмчиниң җәнубидики уйғурлар райониға топланған миңлиған җамаәт икки тавутни егиз көтүргиничә қошкөврүк (нәнляң)тики мусулманлар қәбристанлиқиға қарап илгириләйду. Белигә ақ бағлап, дуа-тәкбирләр ейтип, сүкүт ичидә кетиватқан уйғур җамаитиниң һәйвәтлик көрүнүши үрүмчини ләрзигә кәлтүриду. Шу күни үрүмчидики хитай аһалилири ишик-дәризилирини һим етип, кочиға чиқишқа җүрәт қилалмайду. 1937-Йили җаллат шең шисәй тәрипидин тутқун қилинғандин кейин түрмидә вәһший усулда қийнап өлтүрүлгән вә мәхпий түрдә көмүветилгән мәрһум хоҗанияз һаҗи билән шәрипхан төриниң җәсәтлири шу күни миңлиған җамаәтниң иштиракида йәрликкә қайтидин қоюлиду.

Муһәммәд әмин буғраниң 1947-йили 4-айниң 6-күни үрүмчидә хоҗанияз һаҗиниң йеңи қатурулған қәбриси үстидә оқуған “әй, вәтән қурбанлари” намлиқ шеири.
Муһәммәд әмин буғраниң 1947-йили 4-айниң 6-күни үрүмчидә хоҗанияз һаҗиниң йеңи қатурулған қәбриси үстидә оқуған “әй, вәтән қурбанлари” намлиқ шеири.
(Мәнбә: фатимә буғра нәширгә тәйярлиған “вәтән қайғуси” (муһәммәд әмин буғра шеирлири), 1983-йил әнқәрә)

Миллий инқилаб рәһбири әхмәтҗан қасими мәрһум хоҗанияз һаҗиниң йеңидин дәпнә қилинған қәбриси үстидә интайин тәсирлик нутуқ сөзләйду. Әйни вақитта шаңхәйдә чиқидиған “көзитиш” (观察) гезити үрүмчидики бу һәйвәтлик дәпнә мурасими тоғрилиқ мәхсус хәвәр берип: “хоҗанияз һаҗи 1933-йили 11-айниң 12-күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң җумһур рәиси. Бу җумһурийәт ма җуңйиң қисимлири тәрипидин йоқитилғандин кейин, шең шисәй хоҗанияз һаҗиға өлкиниң муавин рәисликини тәклип қилиш арқилиқ, уни үндәккә кәлтүргән вә ахирида өлтүрүвәткән. 4-Айниң 6-күнидики дәпнә мурасимида үрүмчиниң җәнуби адәм деңизиға толди. Мурасимға мәсул рәһбәрләрдин бири, хитай һөкүмранлириниң өтмүштә уйғурларға йүргүзгән зулмәтлик һөкүмранлиқи вә уйғурларниң миллий қәһриманлирини вәһшийләрчә өлтүрүп йоқатқанлиқи тоғрилиқ тәсирлик нутуқ сөзлиди. Андин өлкилик һөкүмәтниң йәнә бир рәһбири, йәни хоҗанияз һаҗиниң өз дәвридики сәпдашлиридин бири нутуқ сөзләп, гәрчә бу вәқәгә 14 йилдәк болған болсиму, әмма өткән тарихниң һәрвақит уларға илһам вә аччиқ савақ беридиғанлиқини тәкитләп өтти”.

Шаңхәйдә нәшир қилинған “көзитиш” гезитиниң 1947-йиллиқ апрел саниға бесилған “хоҗанияз һаҗиниң һәйвәтлик дәпнә мурасими” намлиқ мәхсус хәвәр.
Шаңхәйдә нәшир қилинған “көзитиш” гезитиниң 1947-йиллиқ апрел саниға бесилған “хоҗанияз һаҗиниң һәйвәтлик дәпнә мурасими” намлиқ мәхсус хәвәр.
RFA/Qutlan

Мана бу муһәммәд әмин буғраниң “әй, вәтән қурбанлари” намлиқ шеириниң йезилиш вә җамаәткә тәқдим қилиништики арқа көрүнүши иди. Шаңхәйдә чиқидиған “көзитиш” гезитигә бесилған бу хәвәрдә, гәрчә қәбрә бешида тәсирлик нутуқ сөзлигән “икки миллий рәһбәр” ниң исми тилға елинмиған болсиму, әмма башқа мәнбәләр бу икки кишиниң мәрһум инқилабчи әхмәтҗан қасими билән муһәммәд әмин буғра икәнликини тәстиқлайду.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң 1940-йилларниң иккинчи йеримида үрүмчидә язған бир йүрүш шеирлириниң униң әдәбий иҗадийәт һаятида интайин муһим орун тутидиғанлиқини тәкитләп өтти. У, буғра шеирийитиниң икки муһим ана темисиниң вәтәнпәрвәрлик билән милләтпәрвәрлик икәнликини алаһидә әскәртип өтти.

Америкадики мустәқил яш тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиму, муһәммәд әмин буғраниң 1945-йилидин 1949-йилиғичә болған үрүмчидики қисқиғинә 5 йиллиқ һаятида вәтән вә милләт темисида бир йүрүш ялқунлуқ шеирларни, һекайә вә сәһнә әсәрлирини, шундақла яш оқурмәнләрни ойғинишқа чақиридиған тәсирлик мақалиләрни язғанлиқини баян қилип өтти.

Таран уйғур әпәнди йәнә муһәммәд әмин буғраниң 1947-йили 6-апрел күни үрүмчидә өткүзүлгән хоҗанияз һаҗиниң мейитини қайта дәпнә қилиш мурасимида оқуған “әй, вәтән қурбанлари” намлиқ мәрсийәсиниң буғра шеирийитидә тутқан алаһидә орни вә тарихий қиммитини алаһидә тәкитләп өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.