Муһәммәд әмин буғра (40): “вәтән тупрақлири көзимизгә сүрмә болсун!”

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.01.16
muhemmed-emin-bughra-1945 1945-Йилиниң өктәбир айлирида 11 йиллиқ һиҗрәт һаятини ахирлаштуруп вәтән тупрақлириға қайтқан муһәммәд әмин буғра.
RFA/Qutlan

Шәрқий түркистанниң 20-әсирдики миллий муҗадилә тарихида бир инқилабчи, бир қомандан, бир мудәррис, бир тарихчи вә бир сиясий күрәшчи сүпитидә тонулған муһәммәд әмин буғраниң башқилар анчә диққәт қилип кәтмигән йәнә бир алаһидә әдәбий кишилики мәвҗутки, у болсиму дәл униң барлиқини вәтинигә тәсәддуқ әйлигән шаирлиқ дунясидур!

Дәрвәқә, буғра шеирийитиниң вәтән вә юрт сөйгүси билән толған биринчи пәслини униң афғанистандики биринчи һиҗрәт йиллири шәкилләндүргән болса; вәтәнгә қайтишқа болған оттәк һес-туйғулири вә ялқунлуқ истәклири билән юғурулған иккинчи пәслини униң хитай мәркизидики сиясий мусапирлиқ йиллири һасил қилған иди.

Буғра мәдрисә маарипи көргән, шундақла классик түркий шеирийитиниң бәдиий җәвһәрлиригә тоюнған бир шаир болушиға қаримай, дәсләп афғанистанда кейинчә хитайниң уруш мәзгилидики вақитлиқ пайтәхти чоңчиңда язған шеирлирини хели зор дәриҗидә һазирқи заман уйғур шеирийитиниң аммибаб услубиға маслаштурушқа тиришқан иди. Шаир абдушүкүр муһәммәт, буғра шеирийитиниң классик түркий шеирийитидин һазирқи заман уйғур шеирийитигә өтүш мәзгилидики өткүнчи дәвргә вәкиллик қилидиғанлиқини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра тәрипидин топлинип 1980-йилларниң башлирида түркийәдә нәшр қилинған буғраниң “вәтән қайғуси” намлиқ шеирлар топлиминиң муқависи.
Муһәммәд әмин буғраниң қизи фатимә буғра тәрипидин топлинип 1980-йилларниң башлирида түркийәдә нәшр қилинған буғраниң “вәтән қайғуси” намлиқ шеирлар топлиминиң муқависи.
RFA/Qutlan

1930-Йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби мәғлуп болғандин кейин, биринчи һиҗрәтниң узун мәзгиллик азаблиқ йиллирини яшиған буғра мусапирәттики сиясий күрәш қайнамлиридиму, ана юртиниң йирақ өтмүшигә туташқан тарихчилиқ издинишлиридиму, шундақла ғурбәттики шеирий иҗадийәтлириниң ана темисиниму вәтән темисиға мәһкәм бағлиған иди. Шуңиму профессор алимҗан инайәт әпәнди, вәтән темисиниң буғра шеирийитиниң әзәлий вә әбәдий ана темиси болғанлиқини алаһидә әскәртиду.

Буғра афғанистанда туруватқан йиллирида язған вәтән һәққидики шеирлирида өзини ана вәтинидин айрип турған памир вә һималая тағлириға “чекил” дәп хитаб қилған болса; милләтчи хитайниң вақитлиқ пайтәхти чоңчиңда туруватқан мәзгилдә язған шеирлирида “араюлтуз” (шиңшиңшя) қорулиға қарап: “қачан бизгә ачилур ушбу қара чегра?” дәп нида қилиду. Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң илгири сүрүшичә, буғра вәтәнни тәрк етип ят әлләрдә яшашқа мәҗбур болған ашу йилларда вәтәнсизлик, ғериблиқ, мусапирчилиқ һәм юрт сеғинчиниң изчил түрдә униң шеирийитиниң ана темиси болғанлиқини илгири сүриду.

Алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, буғраниң чоңчиңдики мәзгиллиридә язған вәтән темисидики шеирлири ичидә “юртум” намлиқ шеири алаһидә орун тутудикән, шундақла буғраниң вәтән тупрақлириға болған әң чоңқур муһәббити вә отлуқ һессиятини намаян қилған икән.

Муһәммәд әмин буғраниң өз қәлими билән язған шеирлириниң қолязмиси.
Муһәммәд әмин буғраниң өз қәлими билән язған шеирлириниң қолязмиси.
RFA/Qutlan

Юртум, юртум тупрақлариң,

Көзимизгә сүрмә болсун.

Қара ташиң алмас кәби,

Бойнимизға салма болсун.

Чөлүңдәки таш вә кесәк,

Бизгә қизил алма болсун.

Будушқақиң, тикәнләриң,

Бизгә татлиқ үҗмә болсун!

Шаир абдушүкүр муһәммәт әпәнди, буғраниң 1944-йилиниң ахиридин 1945-йилиниң ахириғичә болған арилиқта чоңчиңда язған шеирлириниң асаслиқи юрт вә вәтән сөйгүсидин ибарәт бирла темиға мәркәзләшкәнликини тилға алиду.

1944-Йили сентәбирниң ахирлири нилқа тағлирида миллий азадлиқ инқилабиниң оқ авази яңрап, 12-ноябирда ғулҗада шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши, зулмәттә қалған вәтәнниң йирақ бурҗәклиридә һөрлүк теңиниң упуқ нурлирини парлитиду. Бу шундақла ят тупрақларда вәтәнниң һәсритини чекиватқан буғра үчүнму үмид қуяшиниң упуқ нури болуп қалиду. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң көрситишичә, буғраниң мушу мәзгилләрдики шеирлирида һәқиқәтәнму вәтән асмини йорутушқа башлиған азадлиқ теңиниң упуқ нурлири җилвә қилишқа башлиған.

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғра өзиниң “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисида гәрчә или инқилабиниң арқисида советлар иттипақиниң көләңгиси барлиқидин әндишиләнгән болсиму, әмма бу инқилабниң “миллий азадлиқ” шоари билән башланғанлиқидин чоңқур үмидләнгәнликини язиду. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, бу мәзгилләрдә буғра шеирийитидә көрүлгән үмид учқунлириниң дәл или инқилабидин қайнақланғанлиқини тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.