Муһәммәд әмин буғра (55): тәмират назири вә муавин рәис болған йилларда

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2025.02.18
muhemmed-emin-bughra-temirat-naziri-1 Тәмират назири муһәммәд әмин буғраниң хизмәт үстидики көрүнүшлири кириштүрүлгән сүрәт.
RFA/Qutlan

Или инқилаби партлап ғулҗада шәрқий түркистан җумһурийити җакарланған мәзгилләрдә, һәтта муһәммәд әмин буғра үрүмчигә йетип барған 1945-йилиниң өктәбир айлирида, у бу қетимлиқ инқилабниң иҗабий нәтиҗә беришини һәмдә вәтәнниң һүррийәткә бағланған тәқдирини һәл қилишини толиму үмид қилған иди. Һалбуки, шәрқий түркистан җумһурийитиниң ай-юлтузлуқ гуваһнамисини көтүрүп кәлгән или вәкиллириниң узун өтмәйла совет иттипақиниң бесими билән “өзгириш” қилған тәрәп дегән салаһийәткә чүшүп қелиши; дәсләп “мустәқиллиқ” тин башланған сөһбәт шәртиниң кейинчә “йүксәк мухтарийәт” кә, әң ахирида “йәрлик аптономийә” гә өзгириши, буғрани қаттиқ үмидсизләндүргән иди.

Дәрвәқә, 8 айға созулған талаш-тартишлардин кейин, ахири “тинчлиқ битими” ниң қошумчә һөҗҗити, йәни һәрбий ишларға аит келишимгә имза қоюлиду. Буниң билән илидики шәрқий түркистан җумһурийити тарқитилип, үч вилайәттә валий мәһкимилири тәсис қилиниду. “битим” ниң роһи бойичә өлкилик бирләшмә һөкүмәтни тездин тәшкил қилиш, униң тәшкилий тәркибигә киридиған һәйәт әзалар билән һөкүмәтниң һәрқайси органлириға мәсул болидиған кишиләрниң намзатини бекитиш иши күнтәртипкә қоюлиду.

Муһәммәд әмин буғраниң имзаси билән елан қилинған “шинҗаң өлкилик тәмират назаритиниң елани”
Муһәммәд әмин буғраниң имзаси билән елан қилинған “шинҗаң өлкилик тәмират назаритиниң елани”
“шинҗаң гезити”, 1949-йил 8-айниң 30-күнидики 196-сани

1946-Йили 6-айда өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң 25 нәпәр әзаси елан қилинғанда, муһәммәд әмин буғра, һөкүмәт һәйити, қошумчә тәмират (қурулуш) назаритиниң назирлиқиға тәйинлиниду. Һалбуки, муһәммәд әмин буғраниң бирләшмә һөкүмәттә қайси вәзипигә қоюлуш мәсилисидә, гоминдаң мәркизий һөкүмити, совет иттипақи вә или тәрәп оттурисида үч тәрәплик талаш-тартиш вә пикир ихтилапи туғулиду. Гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң вәкили җаң җиҗуң кейинки мәзгилләрдә язған әслимисидә, әслидә муһәммәд әмин буғраниң маарип назаритиниң назирлиқиға көрситилгәнлики, әмма или тәрәп бу орунға сәйпидин әзизини көрсәткәнлики үчүн, буғраниң тәмират назаритиниң назирлиқиға тәйинләнгәнликини тилға алған.

Тәмират назири муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) үрүмчи әтрапида йеңидин ечилған төмүр вә мәдән канини тәкшүрүш үстидә. 1947-Йил, үрүмчи.
Тәмират назири муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) үрүмчи әтрапида йеңидин ечилған төмүр вә мәдән канини тәкшүрүш үстидә. 1947-Йил, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Тәйвән “дөләтлик тарих сарийи” йеқинда мәхпийәтликини бикар қилған гоминдаң дәвридики бир қисим архип һөҗҗәтлири ичидики муһәммәд әмин буғраға мунасивәтлик архиплар, бу мәсилидә башқичә бир әһвални ашкарилайду. Йәни униңда дейилишичә, 1946-йили или тәрәп муһәммәд әмин буғрани өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәисликигә көрсәткән, әмма совет иттипақи бу тәклипкә қарши чиққан. Буниң билән әслидә тәмират назаритиниң назирлиқиға көрситилгән борһан шәһиди муавин рәисликкә, муһәммәд әмин буғра болса тәмират назирлиқиға алмаштурулған. Гоминдаң истихбарат хадими вән суң тәрипидин 1948-йили 12-майда борһан шәһиди тоғрисида җяң җйешиға йолланған мәхпий доклатта мундақ дейилгән: “мингониң 35-йили (1946-йили) или өзгирини қозғиған тәрәп билән тинчлиқ сөһбити өткүзүлгән вақитта, или тәрәп әслидә борһан (шәһиди)ни шинҗаң өлкилик тәмират назаритиниң назирлиқиға, муһәммәд әминни өлкиниң муавин рәисликигә көрсәткән. Һалбуки, совет иттипақи муһәммәд әмин ишәнчлик киши әмәс, униң сиясий киридети борһан (шәһиди)ға йәтмәйду, дәп қарап, әхмәтҗан арқилиқ бу пикрини йәткүзгән. Буниң билән уларниң вәзиписи алмаштурулуп, борһан (шәһиди) муавин өлкә рәисликигә, муһәммәд әмин тәмират назирлиқиға тәйинләнгән. Буниңдин совет тәрәпниң борһанға қанчилик ишинидиғанлиқини көрүвелишқа болиду”

Или инқилабчилириниң 1946-йили муһәммәд әмин буғрани өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәисликигә көрсәткәнлики, әмма совет иттипақиниң қарши туруши билән орниға советпәрәс бурһан шәһидиниң алмаштурулғанлиқи һәққидә гоминдаң истихбаратиниң җяң җйешиға йоллиған мәхпий доклатиниң бир бөлүки. 1948-Йил 5-айниң 12-күни.
Или инқилабчилириниң 1946-йили муһәммәд әмин буғрани өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәисликигә көрсәткәнлики, әмма совет иттипақиниң қарши туруши билән орниға советпәрәс бурһан шәһидиниң алмаштурулғанлиқи һәққидә гоминдаң истихбаратиниң җяң җйешиға йоллиған мәхпий доклатиниң бир бөлүки. 1948-Йил 5-айниң 12-күни.
Тәйвән дөләтлик тарих сарийи

Демәк, муһәммәд әмин буғра үч тәрәп оттурисидики мана мушундақ җиддий талаш-тартишлардин кейин, тәмират назаритиниң назирлиқиға тәйинләнгән иди. У кейинки күнләрдә “шинҗаң гезити” мухбириниң мәхсус зияритини қобул қилғанда, маарипниң шәрқий түркистан хәлқини ойғитиш вә тәрбийәләштики ролиниң интайин муһимлиқини тәкитләп, “әслидә мән тәмират назири болмай, маарипқа мәсул болған болсам, бу мениң үчүн әң мәмнунийәтлик бир вәзипә болған болатти, әмма һазир тәмират назиримән, әлвәттә, буму муһим бир вәзипә” дегән иди.

Муһәммәд әмин буғра гәрчә өзиниң илгирики кәспий саһәси вә хизмәт тәҗрибилири билән анчә мунасивити болмиған тәмират назаритигә мәсул қилинған болсиму, әмма мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур тәкитлигәндәк, у һечвақит тәмират назаритиниң хизмитигә етибарсиз қаримиған иди. У тәмират назаритигә мәсул болған ашу йилларда пүтүн зеһни вә имканийәтлирини узун йиллардин буян ташлинип қалған вәтәнниң қурулуш ишлириға, болупму йеза-игилик, йол-көврүк, санаәт вә канчилиқ, муһит вә тәбиий апәт қатарлиқ саһәләрниң тәмиригә қаратқан иди.

Тәмират назири муһәммәд әмин буғра тәбиий апәт йүз бәргән районларға берип, нәқ мәйданда көрсәтмә бәрмәктә. 1948-Йил, манас әтрапи.
Тәмират назири муһәммәд әмин буғра тәбиий апәт йүз бәргән районларға берип, нәқ мәйданда көрсәтмә бәрмәктә. 1948-Йил, манас әтрапи.
Муһәммәд әмин буғра күллияти

Пирофессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, шу йилларда муһәммәд әмин буғра үрүмчи әтрапида төмүр вә мәдән канлирини ечиш, турпан вә санҗи әтрапида ташйол һәм көврүк қурулушлирини елип бериш, шималдики районларда йүз бәргән чекәткә апитигә тақабил туруш, җәнубтики вилайәт наһийәләрниң асасий ул әслиһәлирини ремунт қилиш қатарлиқ хизмәтләргә риясәтчилик қилған. Көп һалларда нәқ мәйданға берип қоманданлиқ қилған яки һал сориған. юртниң еғир киризисқа патқан малийә қийинчилиқини һәл қилиш; деһқанчилиқ, санаәт вә канчилиқ ишлири үчүн җиддий еһтияҗлиқ машина сайманлирини толуқлаш үчүн, муһәммәд әмин буғра 1947-йили 9-айдин 1948-йилиниң башлириға қәдәр нәнҗиңда туруп, гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң һәрқайси орунлиридин ярдәм тәләп қилған. У бу җәрянда 60 сандуқ машина запчаслири һәл қилған болсиму, әмма униң 28 сандуқи үрүмчигә йетип келәлигән.

Муһәммәд әмин буғра тәмират назири болған мәзгилләрдә йәнә назарәт намидин мәхсус елан чиқирип, уйғурларни асас қилған йәрлик милләт яшлиридин геологийә вә канчилиқ саһәсидә мәхсус техник хадимларни тәрбийәләп-йетиштүрүш түри тәсис қилған. Буниңға қобул қилидиған намзатларниң һәммисини дегүдәк уйғурларни асас қилип таллиған.

Тәмират назири муһәммәд әмин буғра 1948-йили язда нәнҗиңдин әкәлдүргән санаәт вә йеза-игилик машинилириниң бир қисми үрүмчигә йетип кәлгәнлики һәққидики гезит хәвири
Тәмират назири муһәммәд әмин буғра 1948-йили язда нәнҗиңдин әкәлдүргән санаәт вә йеза-игилик машинилириниң бир қисми үрүмчигә йетип кәлгәнлики һәққидики гезит хәвири
“шинҗаң гезити”, 1948-йил 7-айниң 12-күнидики 159-сани

1948-Йилиниң ахириға кәлгәндә, гоминдаң мәркизий һөкүмити йәнә бир қетим “шинҗаң өлкилик һөкүмәт” тәшкилини қайта өзгәртишкә мәҗбур болған. Өлкә рәиси мәсуд сабири вәзиписидин елинип, униң орниға коммунистларға вә совет иттипақиға маһил борһан шәһиди рәисликкә тәйинлиниду. Гоминдаң һөкүмити совет иттипақиниң райондики тәсирини чәкләш, тәрәпләр арисидики күч тәңпуңлуқини сақлаш үчүн, идеологийә җәһәттин совет иттипақиға вә коммунизмға қарши болған муһәммәд әмин буғрани муавин өлкә рәисликигә тәйинләйду. Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, әйни вақитта гоминдаң һөкүмитиниң “шинҗаң өлкиси” ниң рәис вә муавин рәислирини бекитиш мәсилисидә совет иттипақи амилини нәзәргә елиш мәҗбурийитидә қалғанлиқини, әгәрдә “советпәрәс” лики билән билингән борһан шәһидини өлкә рәиси қилған тәқдирдә, “советкә қарши” болған милләтчи муһәммәд әмин буғрани муавин рәисликкә тәйинләш арқилиқ, “күч тәңпуңлуқи” һасил қилишни ойлашқанлиқини тәкитләйду.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди, 1940-йилларниң иккинчи йеримида “үч әпәнди” ләр дегән нам билән тонулған түрк милләтчилири арисида, муһәммәд әмин буғраниң или инқилабчилири билән нисбәтән мөтидил мунасивәт шәкилләндүргән бирдинбир киши икәнликини тәкитләйду. У, муһәммәд әмин буғраниң мол билим записиға игә бир тарихчи вә билим адими болуштәк илмий тәрипи билән 1930-йиллардики хотән инқилабиниң рәһбири болуштәк салаһийитиниң әхмәтҗан қасими башчилиқидики или инқилабчилирида һөрмәт туйғуси шәкилләндүргәнликини, шуниң үчүнму 1946-йили или тәрәпниң муһәммәд әмин буғрани муавин өлкә рәиси намзатиға көрсәткәнликиниң әҗәблинәрлик әмәсликини тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.