Муһәммәд әмин буғра (32): инглиз түрмисидин чиқиш вә хитай мәркизигә кетишкә мәҗбур болуш

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2023.06.20
muhemmed-emin-bughra-yash-waqti-ayali-bilen-1 Муһәммәд әмин буғра билән ханими аминә буғраниң 1940-йилларниң башлиридики һиҗрәт һаятида чүшкән сүрәтлири.
Bughra Arxipi

1930-Йилларниң башлирида хотән инқилабиға рәһбәрлик қилған вә хотән ислам һөкүмитини қурған; афғанистандики һиҗрәт йиллирида мунқәрз вәтининиң келәчики үчүн японийә қатарлиқ күчлүк дөләтләр билән бир мәһәл мәхпий алақиләр қурған; “шәрқий түркистан тарихи” дин ибарәт абидә әсәрни йезип чиққан муһәммәд әмин буғра, 1943-йилиниң башлириға кәлгәндә немә үчүн хитай мәркизигә бериш йолини талливалди? бу униң қораллиқ инқилаб йолидин ваз кәчкәнлики яки сиясий мурәссә йолини талливалғанлиқиниң нәтиҗисиму? вә яки макан вә заманниң қистиши, шундақла хитай мәркизигә беришқа мәҗбур қалғанлиқидин болғанму?

Бу соаллар узундин буян муһәммәд әмин буғраниң һаяти вә күрәш йолиға қизиққучиларни изчил ойландуруп келиватқан, әмма қанаәтлинәрлик җаваб тепилмайватқан бир тарихий муәмма иди!

Тәйвән дөләтлик тарих сарийи йеқинда 20-әсирниң алдинқи йеримидики милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмитиниң чегра районлар, җүмлидин шәрқий түркистанға даир бир қатар мәхпий архиплириниң мәхпийәтликини бикар қилип, авамға ашкара қилған. Буларниң ичидә муһәммәд әмин буғраниң 1942-йили март айлирида афғанистандин әнглийә ишғалийитидики һиндистанға келиши; арқидинла инглиз даирилири тәрипидин қолға елиниши; аминә буғра ханимниң йолдишини түрмидин қутулдуруш үчүн һиндистандики инглиз даирилири билән калкуттадики хитай баш консулханисиға әрз сунуши; әйса йүсүп алптекинниң чоңчиңдики гоминдаң мәркизий һөкүмитигә доклат сунуп, муһәммәд әмин буғрани инглиз түрмисидин бошитиш үчүн һәрикәт қилиши; гоминдаң һөкүмити билән һиндистандики инглиз даирилири оттурисида буғраниң делосини мәркәз қилған җиддий дипломатик тартишмилар һәққидики йүз бәткә йеқин архип һөҗҗәтлириму учрайду.

Муһәммәд әмин буғра 1942-йили 5-айниң 30-күни һиндистанда ингилиз сақчилири тәрипидин қолға елинғандин кейин, ханими аминә буғраниң калкуттадики хитай баш консулханисиға йолдишини қутулдуруш үчүн язған илтимаси.
Муһәммәд әмин буғра 1942-йили 5-айниң 30-күни һиндистанда ингилиз сақчилири тәрипидин қолға елинғандин кейин, ханими аминә буғраниң калкуттадики хитай баш консулханисиға йолдишини қутулдуруш үчүн язған илтимаси.
Teywen Döletlik Tarix Sariyi

Америкадики мустәқил тәтқиқатчи, яш уйғур билим адими таран уйғур әпәндиниң илгири сүрүшичә, тәйвән дөләтлик тарих сарийида сақлиниватқан “һиндистанға киргән шинҗаңлиқ муһаҗир муһәммәд әминни қутқузуш” намлиқ мәхсус доклат, буғраниң һиндистанда қолға елиниш вә түрмидин бошитилиш җәрянини билиштә муһим мәнбә болуп һесаблинидикән.

Мәзкур архип материяллири ичидә аминә буғра ханимниң һиндистандики шәрқий түркистан муһаҗирлиридин муһәммәд қасим һаҗи билән бирликтә калкуттадики милләтчи хитай (гоминдаң) баш консулханисиға язған бир парчә илтимаси алаһидә диққәт сазавәрдур. Инглизчә йезилип аминә буғра ханимниң имзаси қоюлған мәзкур илтимаста хотән әмири муһәммәд әмин буғраниң 1942-йили 30-май күни таҗ-маһал меһманханисида қолға елинғанлиқи, арқидинла туғқини абдулкәрим һаҗиниңму қолға елинғанлиқи, милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмити вә калкуттадики хитай консулханисиниң бу ишқа ара туруп, уларниң инглиз түрмисидин қоюп берилишигә ярдәм қилиши тәләп қилинған. Тәйвән архиплиридики бу тарихий һөҗҗәтләргә йеқиндин диққәт қилған таран уйғур әпәнди, аминә буғра ханимниң калкуттадики хитай консулханисиға язған мәзкур илтимаси һәққидә мунуларни баян қилиду.

Аминә буғра ханим вә муһәммәд қасим һаҗи қатарлиқ кишиләрниң һиндистанда туруп һәрикәт қилиши, әйса йүсүп алптекинниң чоңчиңдики гоминдаң мәркизий һөкүмитигә арқа-арқидин доклап вә илтимас сунуп, һиндистанда қолға елинған хотән әмири муһәммәд әмин буғрани инглиз түрмисидин бошитишни тәләп қилиши арқисида, гоминдаң һөкүмитиниң ташқий ишлар министирлиқи калкуттадики хитай баш консулханисиға алақә әвәтип, муһәммәд әмин буғраниң делосини сүрүштә қилишни буйруйду. Буниң билән 1942-йили 6-айниң 19-күни калкуттадики хитай баш консули йеңи деһлидики инглиз даирилиригә мәктуп йоллап, муһәммәд әмин буғра билән абдулкәрим һаҗиларниң делосини сүрүштә қилиду, шундақла башқа алаһидә мәсилә болмиса, уларни қоюп беришни тәләп қилиду. Шу күни йеңи деһлидики әнглийәгә қарам һиндистан һөкүмитиниң ташқий ишлар секритари калкуттадики хитай баш консулиға җаваб қайтуруп, хотән әмири муһәммәд әмин буғраниң хитай мәркизигә кетишни рәт қилғанлиқи, униң һиндистанға кәлгәндин буянқи һәрикәт вә паалийәтлириниң “японийә җасуси” болуштәк гуманни туғдурғанлиқини баян қилиду. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди бу һәқтә мунуларни баян қилиду.

Калкуттадики хитай баш консулиниң 1942-йили 6-айниң 9-күни йеңи деһлидики ингилиз даирилиридин муһәммәд әмин буғраниң делосини сүрүштә қилип язған мәктуби вә ингилиз даирилириниң шу йили 6-айниң 19-күни хитай консулиға бәргән җаваби.
Калкуттадики хитай баш консулиниң 1942-йили 6-айниң 9-күни йеңи деһлидики ингилиз даирилиридин муһәммәд әмин буғраниң делосини сүрүштә қилип язған мәктуби вә ингилиз даирилириниң шу йили 6-айниң 19-күни хитай консулиға бәргән җаваби.
Teywen Döletlik Tarix Sariyi

Һалбуки, чоңчиңдики милләтчи хитай (гоминдаң) даирилириниң һиндистанда қолға елинған муһәммәд әмин буғраниң делосиға арилишиши, көп тәрәплимилик сәвәбләр түпәйлидин болған иди. Уларниң калкуттадики хитай баш консулханисиға көрсәтмә берип, буғраниң делосини сүрүштә қилиши, қандақтур “хитай пуқраси” дәп қаралған муһәммәд әмин буғраға игә чиқиш болмастин, бәлки қораллиқ күрәш тәҗрибисигә игә һәм юртиниң мустәқиллиқи үчүн издиниватқан хотән әмирини көз алдида тутуп туруш; униң японийә қатарлиқ дөләтләр билән шәрқий түркистан мәсилисидә иттипақ түзүвелишиниң алдини елиш үчүн иди. Шуңиму калкуттадики хитай баш консули 1942-йили 2-сентәбирдә чоңчиңға айрим телеграмма әвәтип, буғраниң арқа көрүнүши вә японийә билән болған алақисини тәкшүрүшни тәләп қилиду.

Гоминдаң даирилириниң көрүнүштә муһәммәд әмин буғрани инглиз түрмисидин чиқириш үчүн һәрикәт қиливатқандәк қилсиму, әмма астиртин буғраниң арқа көрүнүши вә афғаниситандики паалийәтлирини тәкшүрүватқанлиқи; униң японийә билән мәлум дәриҗидә ичкий бағлинишиниң болуп қелишидин хәвпсирәватқанлиқи мәлум болиду. Буниң билән чоңчиңда һәрикәт қиливатқан әйса йүсүп алптекин, 1942-йилиниң декабир ейида “муһәммәд әминниң иш-излири” намлиқ мәхсус доклат йезип гоминдаң мәркизий иҗраийә комитетиға тапшуриду. Мәзкур доклатни көрүп чиққан таран уйғур әпәндиниң илгири сүрүшичә, әйса әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң японийә билән һәрқандақ шәкилдики алақисиниң мәвҗутлуқини инкар қилиду. У йәнә инглиз даирилириниң буғраниң һиндистан мусулманлири арисидики тәсиридин әнсирәп, уни қолға алған болуши мумкинликини көрситип өтиду.

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң хатирәлири вә “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисидики учурларға асаслинип, буғраниң өз дәвридики дуня сиясий вәзийитидики җиддий өзгиришләрни көздә тутуп, хитай мәркизигә берип сиясий күрәш йолини тутушни қарар қилғанлиқини; әйса йүсүп алптекинниң болса бу ишта васитичи болғанлиқини илгири сүриду

Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, әйса йүсүп алптекин гоминдаң мәркизигә язған доклатида, муһәммәд әмин буғраниң афғанистанда өзи билән көрүшкән чағда хитай мәркизигә бериш үчүн икки шәртни оттуриға қойғанлиқини; йәни биринчидин, шәрқий түркистанниң һәрқандақ әһвал астида совет иттипақиға сетиветилмәсликини, иккинчидин, өзиниң хитай мәркизигә бериштин илгири бир мәзгил һиндистанда турушни тәләп қилғанлиқини әслитип өткән.

Калкуттадики хитай баш консулханисиниң 1943-йили 4-айниң 6-күни муһәммәд әмин буғра вә униң ханими аминә буғра қатарлиқ 4 кишигә айропилан белити елип, уларни чоңчиңға йолға салғанлиқиниң архип һөҗҗити.
Калкуттадики хитай баш консулханисиниң 1943-йили 4-айниң 6-күни муһәммәд әмин буғра вә униң ханими аминә буғра қатарлиқ 4 кишигә айропилан белити елип, уларни чоңчиңға йолға салғанлиқиниң архип һөҗҗити.
Teywen Döletlik Tarix Sariyi

Әйса әпәнди доклатиниң ахирида гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң буғраниң делосиға тездин арилишишини; әгәр униң японийә билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқи дәлилләнсә, дәрһал уни инглиз түрмисидин бошитип чиқишини; һиндистанда игә-чақисиз қалған аилә тавабиатлириға игә чиқишини; әгәр буғраниң һиндистанда давамлиқ туруши биәп болса, уни хитай мәркизигә қайтуруп келишини тәләп қилған.

Һиндистандики инглиз даирилири билән гоминдаң мәркизий һөкүмити оттурисида буғраниң делоси тоғрилиқ елип берилған бир мәһәллик тартишмилардин кейин, ахири муһәммәд әмин буғра “хитай мәркизигә кетиш” шәрти билән 1942-йили 2-айниң 1-күни инглиз түрмисидин қоюп берилиду. Һиндистандики инглиз түрмисидә 8 айдәк қамилип ятқан буғра үчүн әмдиликтә хитай мәркизигә кетиштин башқа иккинчи бир таллиши қалмайду. Шу йили 6-април күни муһәммәд әмин буғра ханими аминә буғра билән биллә хитай һава йоллириниң айропиланиға олтуруп чоңчиңға йолға чиқиду.

Дәрвәқә, 1930-йилларда хитай һакимийитигә қарши қораллиқ инқилаб елип берип, хотән ислам һөкүмитини қурған муһәммәд әмин буғраниң 1940-йилларға кәлгәндә хитай мәркизигә бериши, һәқиқәтәнму тәсәввур қилғусиз бир таллаш иди. Һалбуки, бу мәҗбурий таллашниң арқисида һәм гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң һәм һиндистандики инглиз даирилириниң ортақ иш бирлики һәмдә һәр икки тәрәпниң өз алдиға соққан чотлири мәвҗут иди. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң хатирәлири вә әйни вақиттики мурәккәп тарихий вәзийәтни тәһлил қилип, буғраниң чоңчиңға кетишидики конкирет сәвәбләр һәққидә чүшәнчә берип өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.