Муһәммәд әмин буғра (34): хитай пайтәхти чоңчиңда елип берилған сиясий күрәшләр
2023.08.29

Хитай мәркизигә кетиш шәрти билән һиндистандики әнгилийә даирилириниң түрмисидин қоюп берилгән муһәммәд әмин буғра, 1943-йили 4-айда һава һуҗуминиң паракәндә қилишиға учраватқан гоминдаң һөкүмитиниң вақитлиқ пайтәхти чоңчиңға йетип бариду. Муһәммәд әмин буғраниң “сиясий һаятим” намлиқ биографик хатирәсигә қариғанда, уни чоңчиңда әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар вә гоминдаң һөкүмитиниң бир қисим әмәлдарлири күтүвалиду.
Муһәммәд әмин буғра өзиниң биографик хатирәсидә әйса әпәнди билән чоңчиңда узун сөһбәтләшкәнлики, шәрқий түркистанниң келәчики үчүн һазирчә сиясий күрәш йолини тутуш вә алий мухтарият һоқуқини қолға кәлтүрүшкә тиришиш тоғрилиқ пикир бирликигә кәлгәнликини тилға алиду. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди буғраниң хатирәлиридики мәлуматларға асасән, буғра билән әйса әпәндиниң әйни вақитниң сиясий шараитиға көрә шәрқий түркистанниң келәчики үчүн бәш маддилиқ сиясий күрәш принсипини бәлгиләп чиққанлиқини тәкитләйду.
Муһәммәд әмин буғраниң чоңчиңда мәсут сабири вә әйса әпәндиләр билән бирликтә елип барған сиясий күрәш паалийәтлири, өз дәвридә гоминдаң мәркизидики сиясий әрбабларниңму диққитини қозғайду. Америкада яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң илгири сүрүшичә, уларниң бәш маддилиқ сиясий күрәш принсипи, гоминдаң мәркизидики оңчилар билән солға маһил сиясәтчиләрниң охшимиған инкаслирини қозғаш билән бир вақитта йәнә өз дәвридики чоңчиңниң сиясий һавасиға мәлум тәсирләрни көрсәткәнлики мәлум.
1930-Йилларниң башлирида қораллиқ инқилабқа рәһбәрлик қилип, хотән ислам һөкүмитини қурған вә миллий мустәқиллиқтин башқа һәрқандақ бир чиқиш йолини рәт қилған муһәммәд әмин буғра, 10 йиллиқ сиясий мусапирлиқ һаятидин кейин немә үчүн тинч усулда сиясий күрәш елип бериш вә вақтинчә “алий мухтарият” һоқуқини қолға кәлтүрүштин ибарәт иккиләмчи сиясий йолни талливалди? профессор алимҗан инайәтниң қаришичә, буғраниң гоминдаң мәркизидә сиясий күрәш елип бериш арқилиқ мунқәрз вәтини үчүн алди билән алий мухтарият һоқуқини қолға кәлтүрүш йолини талливелиши, интайин азаблиқ вә узун мәзгиллик ойлинишлардин кейин елинған бир қарар икән. Өз дәвридики милләтчи хитай һакимийитиниң сиясий мәркизидә туруп, шәрқий түркистан үчүн “алий мухтарият” тәләп қилиш _ интайин мүшкүл бир җәрян болсиму, әмма иккинчи дуня уруши давам қиливатқан шу йилларда буғра қатарлиқ сәрхилләрниң буниңдинму әмәлий һәм реаллиққа уйғунрақ бир йолни таллиши имкансиз иди.
Дегәндәк, буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрниң шәрқий түркистан үчүн “алий мухтарият” һоқуқини қолға кәлтүрүш йолидики сиясий күрәшлири, гоминдаң мәркизидики чен лифу, чен гофу қатарлиқ оң қанат хитай милләтчилириниң қаттиқ қаршилиқиға; сун җуңшәнниң оғли сун ке вәкилликидики сол қанат хитай демократчилириниң бәзидә шәртлик қоллиши, бәзидә сүкүт қилип битәрәп турувелишидәк мурәккәп позитсийәсигә дуч келиду.
Муһәммәд әмин буғра 1940-йилларға аит хатирәлиридиму, өзлириниң чоңчиңда бекиткән “бәш маддилиқ сиясий принсипи” вә шу бойичә елип барған сиясий күрәшлиригә қарита гоминдаң һоқуқ мәркизидики оң-сол икки гуруһқа мәнсуп юқири қатлам хитай сиясийонлириниң охшимиған икки хил позитсийәдә болғанлиқини тилға алиду. Профессор алимҗан инайәтниң шәрһийлишичә, гәрчә сун ке вәкилликидики солға маһил хитай демократчилири “үч әпәнди” ләрниң сиясий тәләплиригә һесдашлиқ қилғандәк көрүнсиму, әмма чен гофу, ву җуңшин қатарлиқ оң қанат мутәәссип хитай милләтчилири уларға җан-җәһли билән қарши чиққан, һәтта шәрқий түркистандики уйғурларни асас қилған түркий тиллиқ хәлқләрниң хитайдин пәрқлиқ айрим милләт икәнликиниму етирап қилмиған.
Шундақ болушиға қаримай, хитай мәркизидә сиясий паалийәт елип бериватқан буғра қатарлиқ сәрхилләр, гоминдаң һакимийитиниң юқири қатлимидики оң-сол икки гуруһ оттурисидики тоқунуш вә йочуқлардин устилиқ билән пайдилинишқа тиришиду. Таран уйғурниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғрани өз ичигә алған “үч әпәнди” ләр 1940-йилларниң алдинқи йеримидики хитайниң вақитлиқ пайтәхти чоңчиңда, гоминдаң һоқуқ мәркизидики бир-бири билән пут тепишиватқан бу икки гуруһниң оттурисидики йочуқлардин пайдилинип, өз тәләплирини оттуриға ташлашқа мувәппәқ болған.
Профессор алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, хитай мәркизидә сиясий күрәш елип бериватқан “үч әпәнди” ләр, өзлириниң сиясий вә башқа җәһәтләрдики мол билимлири, тәҗрибилири, шундақла сун җуңшәнниң “үч мәсләк” тәлиматидики “милләт мәслики” дә оттуриға қоюлған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи” вә “җуңхуа федиратсийәсигә қошулуш яки айрилиш һоқуқи” ни тутқу қилип, “алий мухтарият” тәлипиниң сиясий-қануний асасини көрсәтмәкчи болиду. Гәрчә оң қанат мутәәссип хитай милләтчилири үстүнлүкни игилигән гоминдаң һакимийәт мәркизидә “үч әпәнди” ләрниң сиясий тәләплириниң реаллишиши мумкин болмисиму, әмма улар өз имканлири йәткән даиридә сиясий дәвасини давам қилиду.
Йеқинқи йиллардин буян тәйвән дөләтлик тарих сарийи мәхпийәтликини ашкара қилған бир қисим тарихий архип һөҗҗәтлиридин мәлум болушичә, 1940-йилларда гоминдаңниң һакимийәт мәркизидә бир-бири билән пут тепишкәндәк көрүнгән икки гуруһ оттурисидики сиясий тоқунушлар қайси дәриҗидә болушидин қәтий нәзәр, уларниң хитайниң земин пүтүнлүки, шундақла шәрқий түркистан, тибәт вә моңғулийә мәсилисигә болған қаришида һечқанчә пәрқ болмиған. Йеңидин ашкара болуватқан бу архип һөҗҗәтлиригә йеқиндин диққәт қиливатқан мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәнди, гоминдаң мәркизидики оң-сол икки гуруһқа мәнсуп хитай сиясийонлириниң сиясий идеологийәсидики пәрқләр қанчилик зор болушидин қәтийнәзәр, уларниң шәрқий түркистан мәсилисигә тутқан позитсийәсиниң бирдәкликини 1940-йилларниң иккинчи йеримидики сиясий реаллиқниң ашкарилап бәргәнликини алаһидә тәкитләйду.
(Давами бар)