Муһәммәд әмин буғра (39): гоминдаң мәркизидә шең шисәйни җазалитиш һәрикитиниң мәғлуп болуши
2023.12.12

Муһәммәд әмин буғра қатарлиқ гоминдаң мәркизидә вақитлиқ сиясий күрәш йолини тутқан шәрқий түркистанлиқ сиясийонларниң 1945-йилиниң алдинқи йеримида чоңчиңда елип барған әң муһим сиясий паалийәтлириниң бири-милитарист шең шисәйни җазалитиш һәрикити болған иди.
Шәрқий түркистандики 10 йилдин артуқ қанлиқ һөкүмранлиқи җәрянида 100 миңдин артуқ бигунаһ инсанниң җениға замин болған милитарист шең шисәй 1944-йили сентәбирдә үрүмчидин айрилип чоңчиңға кәлгән, шундақла гоминдаң мәркизий һөкүмити тәрипидин деһқанчилиқ вә орманчилиқ министири вәзиписигә тәйинләнгән иди. Шең шисәйниң шәрқий түркистан хәлқини талан-тараҗ қилип топлиған ғайәт зор алтун-көмүшлири бәдилигә җяң җйешиниң һимайисигә еришиши вә министерлиқ имтиязи билән чоңчиңда керилип йүрүши, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрнила әмәс, бәлки гоминдаң мәркизидики бир қисим хитай демократчилириниңму ғәзипини қозғиған иди.
Муһәммәд әмин буғраниң “сиясий һаятим” намлиқ биографик язмисиға қариғанда, гоминдаң мәркизидә милитарист шең шисәйни җазалтиш үчүн қозғитилған биринчи қетимлиқ һәрикәт 1945-йилиниң апрел вә май айлирида юқири пәллигә көтүрүлгән. Болупму мәсут сабириниң гоминдаң қурултийида шең шисәйниң шәрқий түркистандики қанлиқ һөкүмранлиқи үстидин узун вә тәсирлик бир нутуқ сөзлиши, пүткүл йиғин залини тәвритип ташлиған. Йүзлигән гоминдаң вәкиллири орунлиридин қозғилип, “шең шисәйгә өлүм!” дәп товлиған.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, буғраниң хатирәлиридики учурларға тайинип, буғра вә мәсут әпәнди башчилиқидики шәрқий түркистан вәкиллириниң шу қетимлиқ гоминдаң қурултийида милитарист шең шисәйни җазалитиш һәрикитини рәсмий күнтәртипкә елип чиққанлиқини, әмма җяң җйешиниң ариға чүшүп шең шисәйни қанат астиға елиши билән бу һәрикәтниң мәғлубийәткә учриғанлиқини тәкитләп өтти.
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң тәйвән дөләтлик тарих сарийида сақлиниватқан гоминдаң архиплириға асасән баян қилишичә, буғра вә мәсут әпәнди қатарлиқ “үч әпәнди” ләр илгири-кейин болуп икки қетим шең шисәйни җазалитиш һәрикити қозғиған. Буниң биринчи қетимлиқи 1945-йилиниң алдинқи йеримида, йәни илида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәси шималий вә оттура йөнилишләр бойичә ғәлибилик йүрүшләрни елип бериватқан, гоминдаң мәркизий һөкүмити қаттиқ бесим ичидә қалған бир мәзгилдә башлитилған.
Мәсут сабири вә муһәммәд әмин буғра башчилиқида гоминдаң мәркизидә қозғитилған шең шисәйдин һесаб сораш һәмдә уни җазаға тартиш һәрикити, күнсайин җиддийлишиватқан шәрқий түркистан мәсилисини йәнә бир қетим хитай сиясий мәркизидә күнтәртипкә елип кәлгән. Җяң җйешиниң ариға кириши билән шең шисәй вақитлиқ панаһлиққа еришкән болсиму, әмма у қаттиқ вәһимә вә дәккә-дүккидә қалған. Нәтиҗидә у “шинҗаңда һакимийәт йүргүзүш әһвалим вә маңа қарши шикайәтләргә рәддийә” намлиқ өзини ақлайдиған мәхсус китаб йезип, 1945-йили 5-айниң 20-күни елан қилдурған. Гәрчә шең шисәй чоңчиңда башлитилған бу һәрикәттә вақитлиқ қутулуп қалған болсиму, әмма бу вәқә профессор алимҗан инайәт әпәндиниң көрситишичә, узун өтмәйла униң деһқанчилиқ-орманчилиқ министирлиқ вәзиписидин елип ташлинишиға сәвәб болған.
Дәрвәқә, 1945-йилиниң алдинқи йеримида чоңчиңда ечилған гоминдаң партийәсиниң 6-қурултийида мәсут әпәнди вә буғра қатарлиқ сәрхилләрниң нутуқлири арқилиқ, милитарист шең шисәйниң шәрқий түркистандики 10 йилдин артуқ зулмәтлик һөкүмранлиқи вә қанлиқ террорлуқи тунҗи қетим хитай сиясий мәркизидә паш қилиниду. Қурултай залида көтүрүлгән бу зор ғәвғани бесиш үчүн җяң җейшиниң шәхсән өзи оттуриға чүшүп, “қандақ болушидин қәтийнәзәр, шең шисәй шинҗаңдин ибарәт мунбәт тупрақни өз қолида тутуп туруп, уни вәтән қойниға қайтуруп әкәлди. Униң үстигә мәркәзгә 50 миң сәр алтун тапшурди” дәп ақлайду.
Милләтчи хитайниң милләтчи даһийси җяң җйеши ахири җаллат шең шисәйни қанат астиға елип, уни қутқузуп қалиду. Буғра вә мәсут әпәндиләр тәрипидин гоминдаң мәркизидә башлитилған шең шисәйни җазалитиш һәрикити шуниң билән мәғлуп болиду. Қаттиқ үмидсизләнгән вә чарәсиз қалған муһәммәд әмин буғра әң ахирида қурултай залидин дәс туруп чиқип кетиш арқилиқ өзиниң қаршилиқини билдүриду. У “сиясий һаятим намлиқ” биографик язмисида мундақ дәп язиду: “мән мәҗлис залиниң оттуридики йолдин меңип, әң арқидики ишиктин чиқип кәттим. Бу һәрикитим билән қурултайни тәрк әткәнликимни ипадиләйдиған бир уқум пәйда қилмақчи болдум. Мәндәк бир адәмниң йиғин залидин чиқип кетиши һечкимниң пәрвайиға кәлмәйдиғанлиқини биләттим, әмма өз хиялимда вәтиним үчүн бир шәрәп намайиши қилишни зөрүр дәп қаридим.”
Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғрадәк қораллиқ инқилаб тәҗрибисигә игә бир шәхсниң гоминдаң мәркизидә вақитлиқ сиясий күрәш йолини таллиши вә көзлигән мәқсити ишқа ашмиғанда йиғин залини тәрк етип чиқип кетиши, “чарәсизликтин башқа нәрсә әмәс иди!”
Муһәммәд әмин буғраниң гоминдаң мәркизидики сиясий күрәшлиригә йеқиндин диққәт қилған мустәқил тәтқиқатчи таран уйғур әпәндиниң сөзи билән ейтқанда, униң шу қетим чоңчиңдики қурултай залини тәрк етип чиқип кетиши, “әң ахирқи бир қаршилиқ йол”, шундақла “гоминдаң партийәси билән болған омумйүзлүк сиясий мадараниму тәрк етиш” иди!
(Давами бар)