Муһәммәд әмин буғра (22): кәшмир вә һиндистандики 6 айлиқ сиясий мусапирлиқ

Мухбиримиз қутлан
2023.01.17
Муһәммәд әмин буғра (22): кәшмир вә һиндистандики 6 айлиқ сиясий мусапирлиқ Хотән ислам һөкүмити йиқилғандин кейин һиндистанға һиҗрәт қилған муһәммәд әмин буғраниң сәпдашлири вә уруқ-туғқанлири. Хотән ислам һөкүмитиниң малийә назири абдулкерим һаҗим (иккинчи рәт оңдики орундуқта олтурған биринчи киши), муһәммәт яқуп буғра (биринчи рәт оңдин йәрдә олтурған биринчи бала), мәһмәт риза бекин (арқа рәт солдин өрә турған биринчи киши), 1937-йил кәшмир.
Muhemmed Emin Bughra arxipi

Тарих калиндари 1934-йилиниң сәһипилирини ачқанда, һөрлүк үчүн күрәш қиливатқан уйғур хәлқигә күлүп қаримиди, шундақла уларға өзиниң сиясий тәқдирини бәлгиләйдиған тарихий пурсәтләрниму ата қилмиди. 1931-Йилидин башланған шәрқий түркистан миллий инқилаби 1934-йилиға кәлгәндә ичкий-ташқий күчләрниң зәрбиси арқисида паҗиәлик ақивәтләргә йүз тутти. Милитарист шең шисәйниң өлкә армийәси билән чеградин өткән совет қизил армийәниң шиддәтлик һуҗумида қәшқәргә қечип кәлгән ма җуңйиңниң туңган әскәрлири, җакарланғили узун болмиған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини йиқитти. Қәшқәрни бир мәзгил малиман қилған, шундақла қәшқәр тарихидики “феврал паҗиәси” ни пәйда қилған туңган әскәрлири ма хусәнниң қоманданлиқида давамлиқ илгириләп, 1934-йилиниң томуз айлирида хотән илчини ишғал қилди. Буниң билән 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабиниң әң ахириқи һакимийәт мевиси болған хотән ислам һөкүмити йиқилди.

Бирқанчә йүз адими билән қараңғу тағқа чекингән муһәммәд әмин буғра, бир мәзгил партизанлиқ уруши қилип қаршилиқ көрсәткән болсиму, әмма ма хусән туңганлириниң үзлүксиз һуҗумиға бәрдашлиқ берәлмәй, ахири һиндистанға чиқип кетиш мәҗбурийитидә қалиду. Тарихий мәнбәләргә асаслинип бу һәқтә пикир баян қилған германийәдики доктор абләт сәмәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң шу заманда әң зор тиришчанлиқ билән қаршилиқ көрсәткәнлики, ахирида пәқәт амал болмиғанда вәтәндин айрилип һиндистанға һиҗрәт қилишқа мәҗбур болғанлиқини илгири сүриду.

20-Әсирниң башлирида кәшмирниң мәркизи сиринагар шәһиридә шәрқий түркистан муһаҗирлири үчүн қурулған яркәнд сарийи.
20-Әсирниң башлирида кәшмирниң мәркизи сиринагар шәһиридә шәрқий түркистан муһаҗирлири үчүн қурулған яркәнд сарийи.
Public Domain

Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғраниң шу вақитларда қараңғутағдики интайин қийин әһвалда һиндистанға һиҗрәт қилмақтин башқа таллиши йоқ иди. Худди буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида язғинидәк, тағ шараитидин пайдиллинип ма хусән туңганлири билән мәлум мәзгил тиркишип турғили болсиму, әмма милитарист шең шисәйни йөләватқан совет қизил армийәсиниң шиддәтлик һуҗумиға бәрдашлиқ бериш мумкин әмәс иди. Мана мушу әмәлий сәвәбләрни нәзәргә алған муһәммәд әмин буғра, һиндистанға вақитлиқ чекинип туруп пурсәт күтүш, өзини оңшивалған һаман вәтәнгә қайта кириш пилани билән чеграниң у тәрипигә өтүп кетиду.

Биринчи қетимлиқ һиҗрәтниң дәсләпки йерим йилида муһәммәд әмин буғра кәшмир вә һиндистанниң сиринагар, амритсар, деһли, бомбай қатарлиқ муһим шәһәрлирини кезип, сиясий вә диний саһәдики нурғунлиған муһим шәхсләр билән көрүшиду. Әнгилийә ишғалийитидики һиндистанда шәрқий түркистан инқилабини қоллайдиған яки униңға дәстәк беридиған бир имканийәтниң бар-йоқлуқини көзитиду. Һалбуки, бу җәрянда у һиндистан хәлқиниң күнсайин күчийиватқан мустәқиллиқ арзусидин әндишә қиливатқан әнгилийә даирилириниң һәргизму шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ инқилабини қоллимайдиғанлиқини, һиндистанда туруп вәтини үчүн бирәр иш тәвритишниң мумкин әмәсликини тонуп йетиду. Истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң һазир түркийәдә яшаватқан уруқ-туғқанлиридин бири болған абдулла оғуз әпәндиму, һәзритимниң кәшмир вә һиндистанда пәқәтла 6 ай турғанлиқини, андин чиқиш йоли издәп памир тағлири арқилиқ яки вәтәнгә қайта кириш яки афғанистанға беришни қарар қилғанлиқини тилға алиду.

Ундақта, һиҗрәтниң дәсләпки 6 ейида муһәммәд әмин буғрани һиндистандин үмидсизләндүргән вә уни қайта ойлинишқа мәҗбур қилған амил зади немә? у немә сәвәбтин әнгилийә ишғалийитидики һиндистанни ташлап, бүйүк биританийә билән совет иттипақиниң оттурисидики “арилиқ район” (buffer zone) болған афғанистанға кетишни қарар қилиду?

Муһәммәд әмин буғра “сиясий һаятим” намлиқ әсиридә мундақ дәп язған иди: “һиндистанда турған мәзгилдә шу қанаәткә кәлдимки, чәт әлдә вәтиним үчүн муһим бир иш қилиш шу заманнниң дуня сияситигә һеч тоғра кәлмәйдикән”. Профессор алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, муһәммәд әмин буғраниң йерим йилдин кейинла һиндистанни ташлап памир йоли арқилиқ афғанистанға кетишидә, мундақ икки муһим сәвәбни көздә тутқан болуши мумкин: бири, һиндистан хәлқиниң мустәқиллиқ арзулирини бастурушқа уруниватқан әнгилийәниң қошна шәрқий түркистанниң хитайдин айрилип мустәқил болушини әсла халимайдиғанлиқи; йәнә бири һиндистанда гәнди рәһбәрликидики һиндиларниң “һәмкарлашмаслиқ” тин ибарәт пассип қаршилиқ усули билән, җиннаһ рәһбәрликидики мусулманларниң асасий қанун һәрикити арқилиқ күрәш елип бериш йоли, қораллиқ инқилаб арқилиқ шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш йолини таллиған буғра үчүн мас кәлмигәнлики иди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.