Муһәммәд әмин буғра (4): хотән мәдрисәлиридә туғулған хияллар
2022.02.22
Мәдрисә маарипи узақ оттура әсирләрдин таки 20-әсирниң башлириғичә болған җәрянда, пүткүл мусулманлар дунясидики әң асаслиқ маарип шәкли иди. Болупму қазандин кәшмиргичә, истанбулдин қәшқәргичә болған бийпаян тупрақларда яшайдиған түркий хәлқләрниң илим вә мәрипәт һаятида мәдрисәләр интайин муһим орун тутуп кәлгән иди. Татар алими ноширван яушефниң мәлуматиға қариғанда, 20-әсирниң башлирида қәшқәр шәһәр ичидә 14 мәдрисә, йәркәндә 36 мәдрисә, хотәндә онлиған мәдрисәләр бар болуп, бу мәдрисәләрдики йүзлигән мудәррисләрниң қолида нәччә он миңлиған талипларниң оқуйдиғанлиқи мәлум. Әнә ашу йилларда хотәндә туғулуп бүйүгән муһәммәд әмин буғра өзиниң өсмүрлүк вә яшлиқ мәзгиллирини хотән мәдрисәлиридә тәһсил билән өткүзиду.
Пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамидхан гөктүрк әпәнди муһәммәд әмин буғраниң кичикидә ата-анисидин йитим қалғанлиқини, кейинчә тағиси муһәммәднияз һаҗимниң һимайисидә башланғуч тәһсилини тамамлиғандин кейин қарақаштики ойбағ мәдрисәсидә йоқири тәһсил алғанлиқини тәкитләйду.
Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” вә “сиясий һаятим” намлиқ китаблирида өзиниң балилиқ вә яшлиқ һаятидики хияллири һәм илмий тәһсили һәққидә мунуларни баян қилиду: “омумән 15 йешимдин етибарән, чинлиқларға қарши нәпрәт һесси, миллитим вә юртумниң һалиға қайғуруш туйғуси йүрикимдә орунлашқили башлиди. Шу һессиятниң һәйдәкчилики билән дуня милләтлириниң қәдимки вә һазирқи заман һаятлирини тәтқиқ қилиш қизғинлиқи күндин күнгә күчәймәктә иди. 22 Йешимда тәһсилимни түгитип, мудәррисликни башлидим. Мәдрисәдики дәрс вә оқутуш усуллирида йеңилиқлар кәлтүрүшкә тириштим. Бу сәвәптин кона мутиәссип күчләрниң һәр хил дүшмәнликлиригә учридим.”
Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң таки 22 яшқичә болған җәряндики мәдрисә һаятиниң униң кейинки билим җуғланмиси үчүн қанчилик муһим рол ойниған болса, 22 йешидин башлап таки хотән нқилаби партлиғучә болған җәряндики мудәррислик һаятиниң 1930-йилларниң башлиридики шәрқий түркистан инқилаби үчүн шунчилик зөрүр бир җәрян болғанлиқини тәкитләйду.
Түркийә чанаққәлә 18-март университети илаһийәт факултетиниң дотсенти, доктор нурәхмәт қурбан өзиниң “муһәммәд әмин буғра һәрикитиниң диний динамиклири” намлиқ мақалисидә, яш муһәммәд әмин буғраниң миллий вә диний идийәсиниң шәкиллиниш җәряни һәққидә чоңқур анализ йүргүзиду. У шу йилларда хотән мәдрисә маарипида көрүрлүшкә башлиған йеңилиқлар вә өзгиришләрниң бир тәрәптин дәврниң еһтияҗидин келип чиққан болса, йәнә бир тәрәптин хотәнниң алаһидә җуғрапийәлик орни, йәни хотән райониниң һиндистан билән болған сода вә мәдәнийәт алақилириниң тәсиридин болғанлиқини тәкитләйду.
22 Йешиғичә мәдрисә тәһсилини тамамлап, диний вә илмий җәһәтләрдә бәлгилик билим асасиға игә болған муһәммәд әмин буғра 1923-йилидин башлап, қарақаштики ойбағ мәдрисәсидә рәсмий мудәррис болиду вә яш талипларни тәрбийәләйду. Абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң мәйли талиплиқ һаятида болсун яки мудәррис болған йилларда болсун, мәдрисәләрниң мәвҗут әнәнивий дәрсликлири вә оқутуш усулини пухта игилигәндин сирт, уни давамлаштуруш, ислаһ қилиш, йеңичә мәзмун вә метудлар билән бейитиш җәһәттә үзлүксиз тиришқанлиқини тилға алиду.
Профессор алимҗан инайәт әпәндиму яш муһәммәд әмин буғраниң шу йилларда бир тәрәптин абдуқадир дамоллам башчилиқидики шәрқий түркистан җәдидчилик һәрикитиниң, йәнә бир тәрәптин истанбул-қазан мәркәзлик түркчилик вә исламий ойғиниш һәрикитиниң тәсиригә учримаслиқиниң мумкин әмәсликини тәкитләйду.
Доктор нурәхмәт қурбан әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң хатиратидики учурларға асасән униң җәдидчилик пикир еқими билән балдур учрашқанлиқини илгири сүриду. Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бүйүк әсиридә вә “сиясий һаятим” намлиқ хатирәсидә, “вәтән-милләтниң истиқбали” һәққидә “муһитимда маңа йол көрситидиған яки тәрбийә беридиған кишиләр йоқ иди” дәп язиду. Бу баянлардин буғраниң сиясий нуқтиийнәзәри һәм миллий дөләтчилик идеологийәсиниң шәкиллинишидә җәдидчилик, түркчилик вә исламий ойғиниш һәрикәтлириниң қозғатқуч рол ойниғанлиқини көривелиш мумкин.
Муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәширгә тәйярлиған абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң яшлиқ йиллирида, болупму мәдрисә һаяти давамида икки чоң пикир еқиминиң чоңқур тәсиригә учриғанлиқини тәкитләйду. Буниң бири татар җәдидчилириниң қазан-қиримни мәркәз қилған түркчилик идеологийәси асасидики җәдидчилик һәрикити болуп, өз дәвридә пүткүл түркистан тупрақлирида чоңқур тәсир пәйда қилған иди. Йәнә бири җамалиддин афғани вә муһәммәд абду башчилиқидики исламий җәдидизм, йәни исламий ойғиниш һәрикити болуп, униң тәсири техиму кәң җуғрапийәләргә йейилған иди. Абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң йоқириқи икки хил идеологийәниң тәсиригә учриғанлиқи, болупму яшлиқ йиллирида исламий ойғиниш һәрикитиниң тәсиригә бәкрәк учриғанлиқини тәкитләйду.
(Давами бар)