Муһәммәд әмин буғра (11): сабит дамолламниң хотәнгә келиши вә миллий инқилаб мәшилиниң йеқилиши

Мухбиримиз қутлан
2022.06.21
Муһәммәд әмин буғра (11): сабит дамолламниң хотәнгә келиши вә миллий инқилаб мәшилиниң йеқилиши Муһәммәд әмин буғраниң қоманданлиқидики хотән әскәрлири өткүзгән һәрбий параттин бир көрүнүш. 1933-Йили, хотән.
Nils Ambolt fotosi

1930-Йилиниң яз айлирида 6 айлиқ вәтән саяһитигә атланған муһәммәд әмин буғраниң ғулҗада сабит дамоллам билән көрүшүши, 1930-йилларниң башлиридики шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихида интайин муһим вәқә болған иди. Шәрқий түркистан миллий инқилабиниң җәнубтики тунҗи мәшилигә алди билән хотәндә от йеқилидиғанлиқи шу қетимлиқ көрүшүштә бәлгиләнгән иди. Дегәндәк, ислам дунясидики 2 йилдин артуқ сүргән саяһитини ахирлаштуруп вәтәнгә қайтқан сабит дамоллам, 1932-йилиниң ахири һиндистан арқилиқ биваситә хотәнгә йетип келиду.

Истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти абдулла оғуз әпәнди мәрһум муһәммәд әмин буғраниң нәврә туғқанлиридин бири болуп, у түркчигә тәрҗимә қилған “шәрқий түркистан тарихи” йеқинда түркийә “өтүкән” нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди. Абдулла оғуз әпәнди, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң йоқуриқи китабидики учурларға асасән, сабит дамолламниң 1932-йилиниң шәибан ейида, йәни ноябир билән декабир арилиқида хотәнгә йетип кәлгәнликини тәкитләйду.

Сабит дамоллам миллий инқилаб йиллирида. 1933-Йил.
Сабит дамоллам миллий инқилаб йиллирида. 1933-Йил.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғраниң өзиму “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида бу һәқтә мундақ дәп язиду: “1932-йили шәибан ейида (йәни 11-айда) сабит дамолла һаҗим сәуди әрәбистан, түркийә, мисир вә һиндистан саяһитидин қайтип хотәнгә кәлди. У саяһәт хатирилирини вә тәсиратлирини аңлатти. Мисир, сәуди әрәбистан вә һиндистанда бәзи сиясий кишиләр билән көрүшкәнликини сөзләп берип, шәрқий түркистанда бир миллий инқилаб қозғалса, қошна әлләрниң мудахилә қилиш еһтималиниң аз икәнликини ейтти; шундақла хәлқара җамаәтчилик қанунлириға қариғанда, бир юртниң ичкий ишлириға арилишиш тоғра әмәсликини сөзләп, ғулҗада көрүшкән чеғимиздики мәслиһәтимиз бойичә, хотәндә бир миллий инқилаб тәшкилати қуруш мәқсити билән удул хотәнгә кәлгәнликини ейтти. Әтиси мән сабит дамолла һаҗимға тәшкилатимиз һәққидә вә мәхпийәтликимиз һәққидә тәпсилий мәлумат бәрдим. Дамолла һаҗим буларни аңлап бәк хурсән болди вә дәрһал бу тәшкилатқа әза болушни тәләп қилди. Мән тәшкилатимизниң мәҗлисини чақирдим вә сабит дамолла һаҗимниң тәлипини оттуриға қойдум. Пүтүн әзалар сабит дамолла һаҗимниң хотән миллий инқилаб тәшкилатиға әзалиққа елинишини мақуллиди.”

Абдулла оғуз әпәндиниң тәкитлишичә, сабит дамолламниң чәт әл саяһитидин қайтип биваситә хотәнгә келиши вә муһәммәд әмин буғра билән қайта баш қошуши, хотәндә қурулған мәхпий инқилабий тәшкилатниң йәр асти паалийәтлириниң техиму җанлиниши, шундақла тәрғип-тәшвиқатлар елип берип хәлқ арисида аммивий асас яритишта муһим рол ойнайду.

Сабит дамолламниң 1933-йили мисирда чиқидиған “менар” журнилида елан қилған “шәрқий түркистан инқилаби” намлиқ әрәбчә мақалиси.
Сабит дамолламниң 1933-йили мисирда чиқидиған “менар” журнилида елан қилған “шәрқий түркистан инқилаби” намлиқ әрәбчә мақалиси.
RFA/Qutlan

Муһәммәд әмин буғраму “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида, сабит дамолламниң хотәндики мәхпий инқилабий тәшкилатқа әза болғандин кейин, мәсчит-җамәләрдә кәң җамаәткә қуран айәтлирини тәпсир қилип, авам арисида миллий инқилабқа һазирлиниш үчүн чоңқур тәшвиқат хизмитини қанат яйдурғанлиқини тәкитләйду: “сабит дамолла һаҗим рамазан ейи мунасивити билән қурандики җиһад айәтлирини кәң-таша тәпсир қилип, омумий хәлқ ичидә интайин чоңқур бир тәшвиқат хизмитини үстигә алди. Бу тәшвиқат хизмитиниң хәлқ ичидики тәсири бәк яхши болуп, әза топлаш вәзипимизгә чоң ярдәмчи болди. Рамазан айиниң ахирида тәшкилатимизға йәнә муһим бир киши қетилди. Бу киши, хотәндә әң чоң диний вә миллий нопузға игә болған муһәммәд нияз әләм ахунум иди. Буниң билән бир ай ичидә инқилабий тәшкилатимизға қатнашқанларниң сани наһайити тез көпәйди. Әзалиримизниң һәммиси қораллиқ болмисиму, 20 пирсәнти милтиқ, қалғанлири қилич вә нәйзә билән қоралланди.”

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәндиму сабит дамолламниң 1932-йилиниң ахирида чәт әлдин қайтип келип, хотәндики мәхпий тәшкилатқа әза болуши вә хотән инқилабиға тәйярлиқ қилиш рәһбәрлик гурупписидики муһим шәхсләр қатаридин орун елишини, “хотән инқилаби һарписидики муһим вәқә” дәп қарайду.

Мәлумки, сабит дамоллам қәлбигә вәтән вә хәлқиниң азадлиқ ирадисини таңған бир сиясийон болупла қалмастин, бәлки өз нөвитидә йәнә тонулған диний алим вә қуран кәрим бойичә даңлиқ тәпсиршунас иди. Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абуҗелил туран әпәндиниң тәкитлишичә, сабит дамолламниң бир диний алим сүпитидә хотәнниң мәсчит-җамәлиридә қуран айәтлирини тәпсир қилип, кәң җамаәткә азадлиқ вә һөрлүк һәққидә тәрғип-тәшвиқат елип бериши, хотән инқилабиниң мәшилигә от туташтурушта муһим рол ойниған иди.

Дәрвәқә, муһәммәд әмин буғра билән сабит дамолламниң тиришчанлиқи арқисида, 1933-йили 2-айниң 1-күни мәхпий инқилабий тәшкилат җиддий мәҗлис ечип, хотән инқилаби вә униң нәтиҗисидә қурулғуси хотән вақитлиқ һөкүмитиниң рәһбәрлик гәвдисини сайлап чиқиду. Муһәммәд әмин буғра бу һәқтә мундақ дәп язиду: “һиҗри 1351-йили шәввал ейиниң 5-күни пәйшәнбә (милади 1933-йили 2-айниң 1-күни) тәшкилат әзалириниң 18 кишилик вәкилләр мәҗлиси ечилди. Мәҗлистә муһәммәд нияз әләм ахунумни һөкүмдар сайлап, униңға бәйәт қилдуқ. Сабит дамолла һаҗим һөкүмдарниң мәслиһәтчиси, маарип, әдлийә вә диний ишларға мәсул қилинди. Мән һәрбий ишларға мәсул болдум.”

Абдулла оғуз әпәндиниң илгири сүрүшичә, хотән инқилаби партлаш һарписида мәхпий инқилабий тәшкилат йиғин чақирип, хотәндики әң нопузлуқ өлима муһәммәд нияз әләмни қурулғуси хотән һөкүмитигә рәис, сабит дамолламни баш мәслиһәтчи, муһәммәд әмин буғрани һәрбий ишларға мәсул әмирлик вәзиписигә тәйинләнгән. Буниң билән хотән инқилаби бир туташ рәһбәрлик гәвдисигә вә ениқ болған инқилаб нишаниға игә болған. Бу әһвал хотән инқилабиниң қисқа вақит ичидә ғәлибә қазиниши вә шәрқтә чәрчән-чақилиқтин ғәрбтә йәркәнгичә болған бийпаян тупрақларниң хотән һөкүмитиниң идариси астиға киришидә һәл қилғуч рол ойниған.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.