Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (24)
2019.03.05

Йигирмә төтинчи қисим: харбинда байқилип қелиш
1964-Йилиниң ахирлири җәнубта йошурунуп туруш мумкинчилики қалмиған низамидин һүсәйин бала-чақилирини елип үрүмчигә тәвәккүл қилип келиду. Әмма үч күн өтмәйла байқилип қелип, амалсизлиқтин хитай өлкилиригә қечишқа мәҗбур болиду. Бовақлиқ мәзгилидила бу аилиниң узаққа созулған қачқунлуқ қисмитигә бағланған җүрәт низамидин кичикидә дадиси вә аписидин аңлиған қечиш һекайилириниң һелиму есидә миқтәк турғанлиқини әскәртип өтти.
Ашу қетимлиқ хитайниң ички өлкилиригә қечиш, бейҗиңға берип өз делоси үстидин әрз қилиш, әрзи қобул қилинмиғанда болса йәнә қечиш вәқәлири тоғрилиқ мәрһум низамидин һүсәйинниң шагиртлириму толуқлима тәқдим қилди. Һазир германийәдә панаһлиниватқан, 1990-йилларниң оттурилирида низамидин һүсәйинниң қешида болған шагиртлиридин изчи һәбибулла халиқ бу һәқтики көплигән һекайиләрниң биваситә аңлиғучисидур. У әйни вақитта низамидин әпәндиниң өзлиригә 1960-йиллардики түрмидин қечиш вәқәлири тоғрилиқ көплигән раст һекайиләрни сөзләп бәргәнликини тилға алиду.
Низамидин һүсәйин әпәнди өзиниң түрмидә йезип қалдурған әслимисидә 1964-йили 11-айниң 21-күни кечидә аяли вә бәш балисини елип үрүмчидин йошурунчә айрилғанлиқини, аста сүрәтлик пойизға олтуруп һәптиләрчә йол йүрүп ахири хитай пайтәхти бейҗиңға йетип барғанлиқини баян қилиду.
Низамидин һүсәйин бала-чақилири әгәштүрүп, бейҗиң кочилирини кезип йүрүп, ахири хитай говуйүәни, йәни хитай дөләт ишлири мәһкимисиниң әрзийәт ишханисини издәп тапиду.
У өзиниң 1958-йилидики “оңчи вә йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” тә наһәқ қарилинип, муддәтсиз қамаққа елинғанлиқини, аилисиниң шу сәвәбтин ханивәйран болғанлиқини ейтип, юқири дәриҗилик органларниң өз делосиға қайтидин қарап чиқишни тәләп қилиду.
Һалбуки, хитай дөләт ишлири мәһкимисиниң әрзийәт ишханисидики бюкрат хитай мәмурлири низамидин һүсәйинниң әрзигә писәнт қилмайду. Һәтта адәм әвәтип уларни чүшкән җайидин тутуп, уйғур аптоном райониниң бейҗиңда турушлуқ иш беҗириш башқармисиға өткүзүп бериду.
Бу йәрдә 5 күндәк назарәттә тутуп турулған низамидин һүсәйин әһвалниң чатақлиқини һес қилип, алтинчи күни кечидә балилири билән бу қечип кетиду. Улар бейҗиң вогзалидин пойизға олтуруп тйәнҗингә кетиду. Тйәнҗиндиму узақ туралмай у йәрдин хитайниң шәрқий-шималиға, йәни манҗурийәдики хейлоңҗяң өлкисиниң мәркизи харбинға кетиду.
Бу йәрдә низамидин һүсәйин муса исимлик бир йәһудийниң директорлуқидики нәсиллик сүт фермисиға ишқа кириду. Күндә нәсиллик кала беқип, қотан тазилап турмушини қамдиғудәк пул тапиду. Бу йәрдә бирәр айчә ишләп әмдила уһ дәп турушиға үрүмчидин харбинға кәлгән бир екскурсийә өмикидикиләр уни тонуп қалиду.
Җүрәт низамидин балилиқида дадиси вә анисидин өзлириниң харбинда өткән күнлири һәмдә қачқунлуқ қисмәтлири һәққидә көплигән һекайиләрни аңлиғанлиқини, әмма у чағларда өзи бовақ болғачқа тәпсилий әһвалларни әслийәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Низамидин һүсәйин харбинда байқилип қалғандин кейин хитайда баш тиққудәк җайниң қалмиғанлиқини һес қилиду-дә, аилисини елип совет иттипақиниң йирақ шәрқ өлкилиригә өтүп кәтмәкчи болиду. Һалбуки, улар хитайниң шәрқий-шималидики бир чегра понкитидин чиқип кәтмәкчи болуп барғинида чегра хадимлири улардин гуманлинип тутуп қалиду. Узун өтмәй низамидин һүсәйин аилисидики 5 җан билән биллә бейҗиңға ялап елип келиниду.
(Давами бар)