Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (39)
2019.06.25
Оттуз тоққузинчи қисим: тарихниң қараңғу йүзини ечиш йолида
Сәидийә дөлити йиқилғандин кейинки бирқанчә әсирлик җәрян кейинки оттура әсирләр уйғур тарихиниң әң қараңғу сәһипилирини тәшкил қилиду. Болупму һидайәтулла афақ хоҗа вә униңдин кейинки “ақ тағлиқ” вә “қара тағлиқ” хоҗа-ишанларниң уйғур дияридики узаққа созулған җәңги-җидәллири һәмдә тәркидунячилиқ тәрғибатлири уйғур хәлқиниң мәнивийәт алимигә мөлчәрлигүсиз еғир җараһәтләрни қалдуриду. Мәрһум низамидин һүсәйин әпәндиниң 1980-йилларниң иккинчи йеримида язған “йолсиз әқидә”, “җаһаләт прилири шинҗаңда”, “кейинки оттура әсирләр уйғур мәдәнийитиниң тарихий очерклири” намлиқ бир йүрүш йирик әсәрлири уйғур тарихиниң әнә ашу қараңғу сәһипилирини ечип көрситиду.
1990-Йилларниң оттурилирида мәрһум низамидин әпәндиниң қешида болған, нөвәттә шиветсарийәдә панаһлиниватқан шагиртлиридин һәбибулла халиқ юқириқи тарихий язмилар һәққидә тохтилип, мундақ дәйду: “низамидин әпәндиниң бу бир йүрүш мақалилиридики әң муһим нуқта дәл бизниң тарихимизниң кейинки оттура әсирләр бөликидә, йәни хоҗа-ишанлар һөкүмранлиқ қилған дәврләрдә йүз бәргән тарихий паҗиәлиримизни һөҗҗәтлик асаста бизгә йорутуп көрсәткәнликидур. Йәни бу мақалиләрдә хоҗа-ишанлар тәрғиб қилған, ислам дининиң әсли маһийитигә ят болған тәркидунячилиқ әқидилириниң кейинки оттура әсирләрдә хәлқимизниң еңидин милләт вә вәтән уқумини, иҗадийәт роһи вә инсанлиқ қәдир-қиммәт истәклирини сүпүрүп ташлиғанлиқини тарихий пакитлар билән ечип бериду.”
Мәһкум милләтләр үчүн хата шәрһиләнгән тарихниң қараңғу йүзини ечип көрситиш бәзидә шу милләтниң тарихчилиридин еғир бәдәл тәләп қилиду. Кейинки оттура әсирләрдә уйғурларниң мәниви дунясини ислам дининиң әсли маһийитигә ят болған йолсиз әқидә-тәркидунячилиққа башлиған сопи-ишанчилиқ еқими вә у кәлтүрүп чиқарған паҗиәләр чоңқур дәриҗидә зәипләштүргән иди. 1980-Йилларда низамидин һүсәйин әпәндиниң қәләм күришини милләтниң мәнивийитидики бу тарихий түгүнни ечип ташлашқа қаритиши һәқиқәтәнму униңдин зор җасарәт вә бәдәл тәләп қилди. Һәбибулла халиқ устази низамидин әпәндиниң 1980-йиллардила язмилири сәвәблик хоҗа-ишанларниң кейинки әвладлири вә муритлириниң тәһдитлиригә дуч кәлгәнликини баян қилиду.
Низамидин һүсәйинниң тарихий язмилири 1980-йилларниң иккинчи йеримида пүткүл уйғур җәмийитини тарихқа нисбәтән бир мәйдан қайта ойлинишқа шундақла милләтни өз өтмүшигә йеңиваштин баһа беришкә дәвәт қилиду. Һалбуки, тарихниң аччиқ йүзигә йүзлиниш унчилик асан болмайду. Низамидин әпәндигә болған йошурун һуҗум вә тәһдит характерлик қилмишлар 1990-йиллардиму тохтап қалмайду.
Җүрәт низамидин дадиси низамидин әпәндиниң уйғур тарихи бойичә язған бир йүрүш йирик мақалилири “шинҗаң мәдәнийити” журнилида елан қилинғандин кейин өзини “һидайәтулла афақ хоҗиниң әвлади”, йәни “сәид әвлади” дәвалған бир сақаллиқ кишиниң нәсәбнамә көтүрүп низамидин әпәндиниң үрүмчидики өйигә издәп кәлгәнликини әсләп өтти.
Җүрәт низамидин йәнә өзини “сәид әхмәд паланчи” дәвалған бу кишиниң дадиси низамидин һүсәйингә юмшақ вә қаттиқ васитиләрни тәңла қоллинип, хоҗа-ишанлар һәққидики, болупму афақ хоҗа һәққидики язмилирини давамлиқ йезишни тохтитишни, әгәр тохтатмиса ақивитини ойлишип қоюшни ейтип тәһдит салғанлиқиниму тилға елип өтти.
1980-Йилларниң оттурилирида низамидин әпәнди билән бирликтә “шинҗаң гезити” дә мухбир болуп ишлигән, һазир австралийәдә яшаватқан бәхтияр хоҗа әпәндиму бу һәқтә әслимә тәқдим қилди. Униң баян қилишичә, шу йилларда хоҗа-ишанларниң муритлири әң көп, тәсири зор болған йәкәндә низамидин әпәндиниң тарихий язмилириға болған қаршилиқ әң күчлүк болған икән. Һәтта “низамидин һүсәйин йәкәнгә пут дәссәп қалса өлтүримиз” дегән тәһдитләрму болған икән.
Җүрәт низамидин һәтта өзиниң 1990-йилларда мухбирлиқ қилип қағилиқтин йәкәнгә бармақчи болғинида қағилиқтики достлириниң уни йәкәнгә бармаслиқ һәққидә нәсиһәт қилғанлиқини, йәни өзиниң низамидин әпәндиниң оғли болғанлиқ сәвәблик йәкәндә хәвп-хәтәргә учрап қалмаслиқи һәққидә достлириниң агаһландурғанлиқини тәкитләп өтти.
Бәхтияр хоҗа әпәнди йәкәндики хоҗа-ишанларниң әвладлири вә муритлириниң 1980-вә 1990-йилларда низамидин һүсәйин әпәндигә бу қәдәр очуқ-ашкара һуҗум қилишиниң пәрдә арқисида хитай һөкүмитиниң қоли барлиқини әскәртип өтти.
Тәһдит вә бесимлар низамидин һүсәйинниң қәлимини тохтиталмайду. У давамлиқ язиду, ахирқи нәпсигичә язиду. Бир өмүр күрәштин янмиған бу қәйсәр инсан өз миллити вә вәтинини қанчилик сөйсә, униң тарихидики қара дағларни ечип көрситишкә, хәлқиниң роһийитидики чиригән лайқиларни ююп чиқиришқа шунчилик җүрәтлик иди. Низамидин әпәндиниң кейинки оттура әсирләр уйғур тарихи һәққидики йирик әсәрлири һәтта өмриниң ахирида өз хаталири һәққидә ойлинишқа башлиған бейҗиңдики сәйпидин әзизиниму инкас йезишқа мәҗбур қилиду. Җүрәт низамидин 1960-йилларда бейҗиңға қечип барған дадиси низамидин әпәндини чөчүридәк 5 бала билән қошуп түрмигә солитивәткән сәйпидин әзизиниң 1990-йили “шинҗаң мәдәнийити” журнилиға мәктуп йезип, низамидин әпәндиниң мақалилиригә юқири баһа бәргәнликини тилға алди.
(Давами бар)