Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (42)

Мухбиримиз қутлан
2019.08.13
Nizamidin-Huseyin-ependi-1992-yili.jpg Низамидин һүсәйин әпәнди. 1992-Йили, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Қириқ иккинчи қисим: “мән мунапиқларни ақлап тарих язмаймән!”

1995-Йилиниң яз айлирида тарихчи турғун алмас туюқсизла мәрһум низамидин һүсәйинниң өйигә кирип келиду. Һәбибулла халиқ қатарлиқ бирқанчә яш шагиртлири билән параңлишип олтурған низамидин әпәнди ишиктин алдирап кирип кәлгән мәсләкдиши турғун алмасқа һәйранлиқ билән қарайду. Турғун алмас адити бойичә чақчақ арилаш: “әпәндим, һазир өйлиригә бир меһман келиду, мән бу меһманни алаһидә силиниң һузурлириға йоллидим,” дәйду.

Турғун алмасниң низамидин әпәндиниң һузуриға башлиған бу алаһидә меһмини-1930-йиллардики уйғур тарихида ойналған сиясий тиятирларда әң рәзил рол алған вә ләнәтлик образи қалған абдуғопур шаптол дамоллиниң қизи иди. Бу чақирилмиған “меһман” ниң туюқсизла үрүмчидә пәйда болуп турғун алмас, низамидин һүсәйин қатарлиқ тонулған тарихчиларни издәп келиши һәммәйләнни һәйран қалдуриду.

Шу күни йүз бәргән вәқәләргә шаһит болған низамидин һүсәйин әпәндиниң шагиртлиридин һәбибулла халиқ бу һәқтә мунуларни баян қилиду: “бу аял абдуғопур шаптол дамолланиң қизи икән. 1980-Йилларда өткүр әпәнди ‛ойғанған земин‚ романида, язғучи мәмтели зунун ‛мунапиқниң өлүми‚ намлиқ повест-драмилирида абдуғопур шаптол дамолланиң әпти-бәширәсини ечип ташлиғандин кейин қәшқәрдики бала-чақилири, болупму бу муәллимә қизи өзини қойидиған җай тапалмай, дадисини ақлап чиқиш үчүн тәрәп-тәрәпкә чапқан икән. Қәшқәрдә мирзаһит керими, муһәммәд рози қатарлиқ қәләмкәшләр бу һәқтә бир нәрсә йезишни рәт қилғандин кейин қизи мәхсус үрүмчигә келип турғун алмасни издигән икән. Турғун алмас комедийәлик бир орунлаштуруш билән бу аялни низамидин һүсәйин әпәндимниң өйигә йолға салған икән. Шу чағда биз тасадипий бу вәқәгә шаһит болуп қалдуқ.”

Һәбибулла халиқ буниңдин 20 нәччә йил илгирики бу унтулмас вәқәни әсләп, мәрһум устази низамидин әпәнди билән тарихчи турғун алмасниң әң җиддий ишлардиму өз-ара чақчақлишидиғанлиқини, уларниң адәттики чақчақлириниңму өзлири үчүн бир дәрс болуп туюлидиғанлиқини тилға алиду.

Дегәндәк узун өтмәйла ишик чекилип, қоюқ қәшқәр шевисидә сөзләйдиған 50 нәччә яшлардики бир аял низамидин әпәндиниң өйигә кирип келиду. У аял кирипла салам-саәттин кейин өзиниң қәшқәрдин алаһидә кәлгәнлики, тарихчилардин дадисини ақлап китаб яки мақалә йезип беришини тәләп қилидиғанлиқини баян қилиду.

Һәбибулла халиқниң әслишичә, бу аял дәсләптә қәшқәрдики йәрлик тарихчилар билән язғучиларни издәп, дадиси тоғрилиқ иҗабий әсәр йезип беришини тәләп қилған икән. Қәшқәрдики язғучи вә тарихчилар буни рәт қилғандин кейин, у үрүмчигә келип тарихчи турғун алмасни издәпту. Турғун алмас униңға “бу темиға мениң күчүм йәтмәйду, сиз берип низамидин һүсәйин дегән тарихчини издәң, у киши мәндин яхширақ язиду,” дәп чақчақ арилаш җаваб бәргән икән.

Турғун алмас шу күни бу аялдин бурун низамидин әпәндиниң өйигә келип бу әһвални баян қилиду. Узун өтмәйла бу аял низамидин әпәндиниң өйигә келип, өзиниң бир сомка пул көтүрүп кәлгәнликини, қанчилик алимән десә шунчилик беридиғанлиқини, әмма дадиси абдуғопур шаптол дамолла һәққидә иҗабий әсәр йезип, “ақлап бериши” ни тәләп қилиду.

Низамидин әпәнди бу аялниң сөзлирини ипадисиз бир һаләттә аңлиғандин кейин униңдин немә иш қилидиғанлиқини сорайду. У аял өзиниң башланғуч мәктәп оқутқучиси икәнликини вә “уйғур тили” дәрси өтидиғанлиқини ейтиду. Буни аңлиған низамидин әпәнди кинайә билән: “аллаға шүкүр, һелиму тарих оқутқучиси әмәскәнсиз, болмиса тарихни астин-үстүн қиливетидикәнсиз,” дәйду.

Һәбибулла халиқниң баян қилишичә, низамидин һүсәйин тәмкинлик билән бу аялға 1930-йиллар тарихидин дәлилләр көрситип, дадиси абдуғопур шаптол дамолланиң милләткә, вәтинигә вә диний исламға хиянәт қилған бир инсан икәнликини, “мунапиқларни ақлап өзиниң тарих язалмайдиғанлиқи” ни очуқ ейтиду.

Ахирида җүрәт низамидинму қошумчә қилип, дадиси һаят мәзгилләрдә өйигә түрлүк-түмән инсанларниң, йәни җәмийәтниң һәрқайси қатламлириға мәнсуп кишиләрниң издәп кәлгәнликини, абдуғопур шаптол дамолланиң қизидин башқа һәтта апақ хоҗиниң әвладлири, йәркәндики сопи-ишанларниң балилириму пул көтүрүп келип, ата-бовилирини қарилап әсәр язмаслиқ һәққидә тәләп қойғанлиқи, бәзидә тәһдитму салғанлиқини тәкитләп өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.