Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (43)
2019.08.20
Қириқ үчинчи қисим: абдуғопур шаптол дамолланиң қизиға берилгән җаваб
Абдуғопур шаптол дамолла 1930-йиллардики миллий инқилаб дәвридә қәшқәрдики қозғилаңчилар рәһбәрлириниң арисиға низа-зиддийәт терип, бир қатар паҗиәләрниң йүз беришигә сәвәбчи болған бир киши иди. Шең шисәй тәхткә чиққандин кейин абдуғопур шаптол дамолла бир домилапла қәшқәрниң диний вә сиясий сәһнисидә көзгә көрүнүшкә башлайду.
У қәшқәр вилайәтлик милләтләр мәҗлисиниң рәиси, қәшқәрниң баш қазиси вә һейтгаһ җамәсиниң имами салаһийити билән 1935-йили шең шисәй үрүмчидә чақирған тунҗи нөвәтлик өлкилик авам хәлқ қурултийиға қәшқәр вәкили болуп қатнишиду. Қурултай мәзгилидә у шең шисәйниң аталмиш “алтә бүйүк сиясәт” ини махтап көккә көтүриду. Қәшқәргә қайтиш сәпиридә у йол бойи шең шисәйниң сиясәтлирини “қуран кәрим” вә “һәдис шәрип” тики баянлардин нәқилләр кәлтүрүп, тәшвиқ қилиду. Буниңдин қаттиқ ғәзәпләнгән қәшқәрдә турушлуқ уйғур атлиқ әскәрләр 6-девизийәсиниң қомандани генерал мәһмут муһити 1936-йили 5-айниң 12-күни кечидә адәм әвәтип үрүмчигә иккинчи қетим меңишқа тәйярланған абдуғопур шаптол дамоллани қәшқәр түмән көврүкидә боғузлап өлтүргүзиветиду.
Аридин 60 йилдәк вақит өткәндә, йәни 1995-йили абдуғопур шаптол дамолланиң қәшқәрдә муәллимичилик қилидиған қизи бир сомка пул көтүрүп үрүмчигә берип, тарихчи турғун алмас вә низамидин һүсәйинләрни издәп, улардин дадисини ақлап китаб йезип беришини тәләп қилиду. Мәрһум низамидин әпәнди бу аялға кәскинлик билән җаваб берип: “абдуғопур шаптол дамолладәк мунапиқлар үчүн тарихни астин-үстүн қилип китаб йезишниң мумкин әмәслики” ни очуқ ейтиду.
1980-Йилларда язғучи абдурәһим өткүр өзиниң тарихий романлирида, кейинчә язғучи вә драматорг мәмтели зунун өзиниң “мунапиқниң өлүми” намлиқ тарихий повестлирида абдуғопур шаптол дамолланиң 1930-йиллардики рәзил қилмишлирини баян қилип, униң әпти-бәширини ечип ташлиған иди. Шу күнидики вәқәгә шаһит болған һәбибулла халиқ устази низамидин һүсәйинниң бир сомка пул көтүрүп кәлгән бу аялға дадисини ақлап китаб яздуримән демәй әң яхшиси дадисиниң ким болғанлиқини қайта өгинип беқишни, буниң үчүн өткүр әпәндиниң тарихий романлири билән язғучи мәмтели зунунниң “мунапиқниң өлүми” намлиқ повест вә драмисини яхши оқуп көрүшни тәвсийә қилиду.
Һәбибулла халиқниң әслимә қилишичә, мәрһум низамидин һүсәйин шу күни бу аялға қаттиқ тәнбиһ берип, пул билән тарихниң һәқиқити вә һөкүмини өзгәрткили болмайдиғанлиқини, абдуғопур шаптол дамолланиң өз хәлқиниң хәлқиниң ирадиси вә вәтининиң шәрипигә хиянәт қилипла қалмастин, бәлки йәнә диний исламниң роһиғиму хилаплиқ қилған бир мунапиқ икәнликини, бундақ кишиләрни ақлап тарих язидиған низамидин һүсәйинниң туғулмиғанлиқини ениқ әскәртиду.
Низамидин һүсәйин әпәнди шу арилиқта өз кутупханисида сақлап келиватқан 1930-йиллардики “шинҗаң гезити” ниң бирқанчә санини бу аялниң алдиған ташлайду-дә, “әгәр мениң сөзлиримгә ишәнмисиңиз, 60 йилдин аввалқи бу гезитләрни оқуп ашу есил дадиңизниң қандақ оюнларни ойниғанлиқини өзиңиз оқуп көрүң,” дәйду.
Бу аял үмидини үзүп чиқип кәткәндин кейин, ичкәрки өйдә олтурған турғун алмас меһманхана өйгә чиқиду вә низамидин һүсәйин әпәнди билән бирликтә 1930-йиллардики “шинҗаң гезити” гә бесилған абдуғопур шаптол дамолла һәққидики мәхсус санни шундақла шең шисәйниң шаптол дамоллаға бәргән “юқири баһа” сини муһакимә қилиду.
Һәбибулла халиқ ахирида өткүр әпәнди билән язғучи вә драматорг мәмтели зунунниң тарихий темидики әдәбий әсәрлириниң 1980- вә 1990-йилларда уйғур оқурмәнләргә абдуғопур шаптол дамолладәк кишиләрниң һәқиқий маһийитини ечип бериштә муһим рол ойниғанлиқини, устази низамидин һүсәйинниң һаяти бойичә тарихниң һәқиқий тәрипидә туруп кәлгән бир мәсулийәтчан тарихчи икәнликини тәкитләп өтти.
Долқун әйсаму устази низамидин һүсәйинниң кишилики вә миллий мәвқәси һәққидә пикир баян қилди. Униң билдүрүшичә, низамидин һүсәйин өз һаятида интайин мол болған уйғур йәр асти кутупханиси вә уйғур сәрхиллириниң архип амбирини қуруп чиққан болуп, униңда уйғур зиялийлириниң 1930-йиллардин буян елан қилған барлиқ язмилирини тапқили болидикән. 1980- Вә 1990-йилларда бәзи зиялийлар сиясий шамалларға әгишип қәләм тәврәткәндә низамидин һүсәйин уларниң илгирики заманларда язған мушундақ язмилирини копийә қилип әвәтип, уларни тарихтики хаталиқлирини қайта тәкрарлимаслиққа агаһландурған икән.
(Давами бар)