“26-июн шавгуән вәқәси” вә “5-июл үрүмчи вәқәси” қурбанлириға беғишланған мәхсус әсәрләр

Бу һәптилик сәһипимизни бундин үч йил муқәддәм хитайниң ичкири өлкилири вә үрүмчидә йүз бәргән һуҗумларда һаятидин айрилған миллитимиз йигит – қизлириниң роһиға беғишлап ишлидуқ. Алди билән қәшқәрлик бир уйғур аниниң мәзкур вәқә йүз берип, бир һәптә кейин тор бәтләрдә елан қилған вә кәң уйғур аммисиға толуқ тарқитиветилиши үчүн радиомизға әвәтип берилгән: “валиға очуқ хәт” намлиқ язмисини аңлитимиз. Андин йәнә ечинишлиқ паҗиәдә биәҗәл һаятидин айрилған бигунаһ қиз – оғуллиримизға атап йезилған: “сән үчүн һазидар түмәнмиң йүрәк” намлиқ шеир һузуруңларда болиду. Ахирида “бу дуня” намлиқ шеири вә “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий романниң давамини аңлайсиләр.
Мухбиримиз җүмә
2012.06.30
urumchi-herbiy-basturush-5-iyul-305.jpg Үрүмчи вәқәсини бастурушта үрүмчигә киргән һәрбийләр. 2009-Йили июл.
RFA

 

Валийға очуқ хәт
Батур тәйярлиди

Һөрмәтлик әркин ғопур валий!


Мән бир ана болуш сүпитим билән гуаңдуңда йүз бәргән зораванлиқ, қатиллиқ вәқәсини хәнзуларниң тор бәтлиридин көрүп қәтий чидимидим. Анилиқ йүриким бәрдашлиқ берәлмиди. Чүнки мән бир ана, ана болғучи өз пәрзәнтлириниң хорлиниши, аяғ асти қилиниши, өлтүрүлүшигә йүрики чидимайду. Мәқсәтлик орунлаштурулған бу җинайәтни, бу қатиллиқ вәқәсини мәндин бурун көргән, билгәнсиз.

Һөрмәтлик валий!

Өз юртлиридин һеч йәргә берип бақмиған, ана қойнидин айрилип бақмиған, гөдәк балилиримиз мәҗбурий һалда шу оюнчуқ завутлириға ишләмчи қилип елип берилған. Балилиримизниң хәнзучә тор бәтлиридә ейтилғандәк ашу пәскәш ишни қилидиғанлиқиға ишинәмсиз? әгәр мушундақ вәқәлик юртимизниң нәридила, болупму қәшқәр тәвәсидә бирәр хәнзуға йүз бәргән болса, пүтүн җуңго тәврәп кәткән болатти. Мән бу хәтни уйғур болғанлиқим үчүнла әмәс, бәлки инсаний ғурурум, қәдир – қиммитим, виҗданим, миллитимниң қәдир – қиммити еғир дәпсәндә қилинғанлиқи үчүн йезиватимән. Мәйли бу хәтни оқуң яки оқумаң, бу сизниң инсаний пәзилитиңизгә бағлиқ. Өлтүрүветилгән пәрзәнтлирим мениң нәзиримдә шеһит болди дәп һесаблаймән вә бу күнни мән үчүн пүтүн дунядики һәққанийәтни қоллиғучи инсанлар үчүн матәм күни дәп җакарлашни үмид қилимән.

Мәҗбурий ишләмчиликкә елип берилған пәрзәнтлиримниң немә гунаһи бар иди? немә үчүн шундақ вәһшийлик билән өлтүрүлди? улар сизниң хушамәтчиликиңизниң қурбани болуп кәтти. ”Халиғиниңлар бойичә аяғ асти қилиңлар, халиғиниңлар бойичә хорлаңлар, халиғиниңлар бойичә өлтүрүңлар, чүнки булар игисиз милләт“ дәп совғат қилмиғанмидиңлар?!

Һөрмәтлик валий! сиз милләтләр иттипақлиқини күчиңизниң баричә тәшвиқ қилип, икки милләт бир – биридин айрилалмайду дәп җар селип йүрүватқантиңиз, бүгүнки күндә бу иттипақлиқниң нәтиҗиси шу болдиму? сиз бу гөдәк оғул – қизлиримизни йолға салғанда, нурғун вәдиләрни бәргән идиңизғу? ата – анилирини, уруқ – туғқанлирини хатирҗәм қилишқа вәдә бәргәнидиңизғу? сиз буларниң ишләп, юртқа қайтип кәлгәнгә қәдәр һаятиға, бихәтәрликигә капаләтлик қилимән дәп вәдә бәргән идиңизғу? сиз вә барлиқ һөкүмәт кадирлири, йезилиқ һөкүмәтниң башлиқ, кадирлири бу қатиллиқниң җавабкарлиқини үстигә елиши керәк.

Қатиллиқ вәқәси йүз бәргили хели болди, сиз һечқандақ ипадә билдүрмәй, йүзиңизму уялмастин, шеһит болған пәрзәнтлиримизниң аилә – тавабиатлирини қорқутуп, диний етиқадимиз бойичә җиназа намизи чүшүрүшкиму рухсәт бәрмәй, мейитни йәрликкә қойдуруветипсиз. Бу, мусулманлиқ, уйғурлуқ салаһийитиңизгә тоғра келәмду?

Һөрмәтлик валий! сиздин бир соал сорап бақай, ишләмчиликкә йолланған пәрзәнтлиримиз ичидә сизниң бирәр балиңиз, уруқ – туғқиниңиз барму? мәнчә йоқ. Сиз бирәр балиңизни яки уруқ – туғқиниңизни у һайванларниң маканиға йоллимайсиз. Чүнки сиз башлиқ, чүнки сиз валий. Сизниң қолиңиз һәммә җайға йетиду, сизниң балилириңиз, уруқ – туғқанлириңизға хизмәт тәйяр. Әгәр сизниң балиңиз мушундақ вәқәгә учриса, сиз қандақ қарайттиңиз? сизму бир ата, сизниңму ”балам“ дәп чақиридиған аниңиз бар. Инсан ялғузсирап қалғанда, әң мулайим, әң сәмимий болуп кетиду. Шу вақит қипқизил қан ичидә тепчәкләватқан йүрикиңизниң үстигә қолиңизни қоюп, ойлинип беқиң. Шу вақит өзиңизгә җаваб тапалайсиз яки аялиңиздин: ”балимиз өйгә бир саәт кәч кәлсә, әнсирәмсән?“ дәп сорап беқиң. Әнсирәйду, әлвәттә. Мана мәнму бир ана болғанлиқим үчүн өз пәрзәнтлиримдинла әмәс, барлиқ уйғур оғул – қиз пәрзәнтлиримизниң һаятидин әнсирәп қеливатимән.

Һөрмәтлик валий! сиз вәдә берип йолға салған бу пәрзәнтлиримизниң җинайәтчилирини тездин, җиддий сүрүштә қилип, қанун бойичә тегишлик җазасини бәргүзәлмисиңиз, баш җинайәтчи сиз болисиз вә уйғур хәлқиниң ләнитигә учрап кетисиз, чүнки биз көрмигәнләрни көрдуқ, аңлимиғанларни аңлидуқ. Бу җаһан – өтнә җаһан. Әмәл, мәнсәп, һоқуқ дегәнләр мәңгүлүк әмәс. Хәлқимиз әң адил баһалиғучи, әгәр миллитимиз үчүн адил иш қилған болсиңиз, хәлқимиз әлвәттә алқишлайду. Адил болмайду, сатқин, мунапиқ, хушамәтчи болсиңиз, миллитимиз еғир дәриҗидә җазалайду. Хәлқниң нәзиридин чүшүп кетиш тағдин чүшүп кәткәндинму еғир ақивәтни кәлтүрүп чиқириду. Ана бир қолида бөшүкни тәврәтсә, бир қолида дуняни тәвритиду. Аниниң дуаси мәйли хәйрлик дуа қилсун яки бәддуа қилсун, шәксиз иҗабәт болиду. Бу қатиллиқ вәқәсини адиллиқ билән бир тәрәп қилмисиңиз, бу дунядиму җазасини тартисиз, қиямәт күниму азабини тартисиз. Барлиқ уйғур анилириниң бәддуасиға қалмай десиңиз, өз хәлқиңизниң арзу – тәләплиригә қулақ селип қоюң.

Мениң әң ахирқи пикрим шуки, һош – каллиңизни силкиветип, өзиңиздә миллий аң турғузуң вә миллий ирадиңизни тикләң, мән сизни һәқиқәткә, һәққанийәткә, йәни өзиңизгә, әслиңизгә қайтип келишкә чақириқ қилимән.

Һөрмәт билән: йүрики езилгән бир уйғур аниси


Сән үчүн һазидар түмәнмиң йүрәк
(Мәрсийә)

Пидаий тәйярлиди


Бу мәрсийини гуаңдуңда биәҗәл вапат болған қериндашлиримға беғишлаймән!


Дәһшәтлик шум хәвәр тилди йүрәкни,
Тәңритағ ечинип қайғурди шу дәм.
Сайрам хорсинип төкти йешини,
Қәлбидә чайқилип түмәнмиң әләм.

Толғанди һәсрәттә йеганә тарим,
Сиғмиғач ичигә бунчилик хорлуқ.
Нә үчүн муптила болдуң азабқа,
У җайда көрмәйла зәрричә хувлуқ.

Аһ! турмуш борини учуртуп сени,
Ташлиди рәһимсиз қара қолларға.
Тәгкәндә бешиңға әшәддий тоқмақ,
Тәлмүрди көзлириң бизниң йолларға.

Ойлайтиң һәммини өзүңдәк сап дил,
Бу иштин гаңгирап қалдиң шу заман.
Һәй!.. Дедиң ичиңгә еғир тинипла,
Чиқмиди еғизиңдин бир еғиз “вайҗан!”.

Ечилмай турупла тозуди ғунчәң,
яшлиқиң томури үзүлгән чағда.
Тилидиң анаңға аман есәнлик,
Қалди - дә дадаңму бир өмүр дағда.

Болмайттиң чүмүлә җениға замин.
Кәң қорсақ идиңғу шунчилик һәтта.
Шу наһәқ төкүлгән қанлириң достум,
Қойдиғу бизләрни чәксиз азабқа.

Бешиңға чүшкәндә әҗәл ямғур,
Әсәбий қанхорлар қилди тәнтәнә.
Соаллар чақмақтәк чеқилди шу дәм,
Бу қандақ мәдәнийәт, қандақ әнәнә?

Сән үчүн һазидар түмәнмиң йүрәк,
Тиләйду гияһму һәттаки җәннәт.
“дуа” дәп җүпләнди уйғур алиқини,
Өлмидиң, қәлбтә яшнайсән әбәд.


2009 – Йил 7 – айниң 3 – күни

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.