Ләнәтлик мирас

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.09.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
abduweli-ayup-hokumname.jpg Абдувәли аюп қатарлиқ виҗдан мәһбуслири устидин үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ сот мәһкимиси чиқарған һөкүмнамә. 2014-Йил 11-авғуст
Photo: RFA

Қамалғинимға 36 күн болғанда қолға елиндим. Уқтурушни үрүмчидә қилинған тунҗи сорақтин кейин йоқап кәткән пәрһат вә гүлбаһар дегән икки сақчи елип кәлди. Булар тәңритағ районлуқ җ х идарисиниң иқтисадий разведка әтритидин иди. Уқтурушқа “қанунсиз мәбләғ йиғиш җинайити” дәп йезилипту.

Қәшқәрдә тутқанда “мәбләғ чиқиришта сахтикарлиқ” дейилгән иди. Қариғанда, булар маңа қандақ җинайәт артишни биләлмәй хели һәрәҗ тартиватқан болса керәк. Пәрһат кетидиған чағда “биләмсән, шең шисәйниң үрүмчидики түрмилириниң бири мушу, адәттики адәмләр ятидиған йәр әмәс бу! рабийә қадирму мушу йәргә қамалған!” деди.

Қулиқимға мушт урғандәк аңланған бу гәпниң немә мәқсәттә дейилгәнликини уқалмидим.

Сақчилар кәткәндин кейин мәшиқ камиридин адәттики камириға йөткәлдим. Үстүмдики сиясий җинайәтчиләр кийидиған даимлиқ һақарәткә, төһмәткә, чәкләш вә йәкләшләргә сәвәб болидиған қизил кийимниң орниға адәттики җинайәтчиләрниң күлрәң кийими алмашти. “уһ!” дәп раһәт бир нәпәс еливалдим. Йеңи кийимдә мүрәмни бесип турған бир тағдин азад болғандәк йеникләп қалған болдум, әмма йүрәк һелиһәм көрүнмәс бир қара чаңгалда тинимсиз тепирлайтти.

Йеңи камирида пәқәт мән бирла уйғур болуп ятидиған йерим семонт йәр, қалғанларниң орни узун тахтай кариват иди. Бир қанчә һәптигичә ғиң қилмидим. Қарисам йеңи киргән хитай мәһбуслар удул кариватқа чиқиду, пәқәт мәнла муздәк семонт йәрдә ятимән. Сәвәбини камер башлиқидин сорап һәйран қалдим. Мән қизил кийим киймигән билән йәнила сиясий мәһбус икәнмән. Камер башлиқи мениң қамақханиниң компютеридики архипимдин “адвокат билән көрүштүрүлмәйду, мунасивәтлик ишларда үрүмчи шәһәрлик җ х идариси дөләт бихәтәрлик тармақ әтритидики рәхмитулла билән алақә қилинса болиду,” дегән хәтни көрүпту.

Сиясий мәһбус икәнликим, рәсмий қолға елинғанлиқим, әмма адвокат билән көрүштүрүлмәйдиғанлиқим делониң узирап кетишигә бешарәт иди. Бу дело зади қанчилик созулиду, қандақ һөкүм қилиниду, булар наениқ. Камерида бир йилдин артуқ йетипму техичә сотқа чиқмиған мәһбусларни көргән идим. Бирдәм болсиму меңәмдин тәшвишләрни һәйдәш үчүн ғиңшип бақтим, ядимға сапла “тәнләрим япрақ”, “қара сәвда”, “қара тупрақ”, “қара һиҗран” дегәндәк нахшилар кәлди. “бу қара һиҗран түниниң интиһаси йоқмидур,” дегән мисрани өткүр әпәндим бәлким түрмидә язған болғийди. Есимгә абдулланиң “узақ йол” дегән нахшиси кәлди. “бовам шундақ маңғаникән, апәт йүки таңғанкән” дегән мисралар хиялимни бовиларға елип кәтти.

Улуғ бовамниң үрүмчидики шең шисәй түрмисидә өлтүрүлгәнликини әслидим. Улуғ бовам (бовамниң дадиси) қадир шәмшидин 1938-йилларда йеңисарда тутулуп, үрүмчигә ялап кетилгәнчә хәвири болмиған икән. Бәлким, у мән қамалған мушу камерға тирик көмүлгәндур. Рәһмәтлик җапакәш адәм икәндуқ, тиришип тиҗарәт қилип үрүмчи, куча вә қәшқәрдә өй-земинлиқ болған икән. Хоҗанияз һаҗи қәшқәргә кәлгәндә оғлиға вә мәһәллидики пидакар яшларға чибәрқуттин бир туташ кийим тиктүрүп, қоралландуруп урушқа йолға салған икән. Уруш аяғлишип генерал мәхмут муһити қәшқәрдики юмилақ шәһәргә орунлашқанда бовам ғопур қадир хас мәһрәм болупту. Генерал мәхмут муһити һиндистанға кәткәндә қадир шәмсидин йиғин баһаниси билән тутулупту.

Бәлким улуғ бовамни қәшқәрдин һарвида яки қара машинида елип маңған болғийди. У өлүмгә қарап созулған шу қорқунчлуқ сәпәрдә, өзи қорал сетивелип урушқа йолға салған қиран йигитләрниң җәсәтлирини көргәнду. Уларниң һөрлүк үчүн аққузған қанлирини, җәңгаһларда арманда очуқ кәткән көзлирини ойлиғанмиду? уларни ата-анисидин айрип җәңгә салғиниға пушайман қилғанмиду?

Мәрһум қадир шәмшидинниң бовам ғопур қадирдин башқа үрүмчидә икки, кучада бир қизи бар икәндуқ. Улуғ бовам үрүмчидики зәй камерда йетип пүтмәс сорақ, түгимәс қийнақларни баштин кәчүрүватқанда бир шәһәрдә турупму дадисини көрәлмәй, тәлмүрүп олтурған қизлири һәққидә немиләрни ойлиған болғийди? кәлгүсидики һөр, хатирҗәм, бәхтлик бир һаят үчүн барлиқини беғишлиған шу пидакар бовай, әвладлириниңму өзи ятқан һәпсигә мәһкум болидиғанлиқини; адаләтсизлик, тәңсизлик вә түгимәс зулумларниң уларға мирас қалидиғанлиқини тәсәввур қилған болғиймиди?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.