Хроиндики “хисләт”
2017.07.04
Тәңритағ қамақханисида мән учратқан сиясий мәһбусларниң һәммиси дегүдәк қиран йигитләр иди. Хроин сәвәблик тутулған уйғурларниң болса йеши һәр хил болуп, хроин уларниң оғрилиқ, алдамчилиқ, булаңчилиқ вә қатиллиққа охшаш җинайәтләрни садир қилишиға сәвәб болған иди.
Мән илгири кейин болуп қамалған 2-2 вә 2-6 дегән икки камерда башлиқлар хроин әткәсчилики билән тутулған хитайлар, қолчомақлар болса парчә сатқучи вә чәккүчи уйғур, туңганлар иди. Хроинкәшләр бир параңлишип кәтсә қайси хитай, қайси уйғур, қайси туңган айриғилиму болмайтти. Дейишичә, улар херидар азлиған һаман кичик балиниң велисипити чағлиқ нәрсини оғрилап қамаққа киридикән вә бир топ херидарлар билән тонушуп тиҗаритини давам қилидикән. Қамақхана уларниң кейинки тиҗарәт пилани үчүн адәм вә әқил топлайдиған ғайивий база икән.
Сиясий мәһбусларға тапшуруп алалмисиму, аилисидин пул, кийим вә халта кирип туратти. Карға кәлмәйдиғанлиқи ениқ болсиму, уларға адвокат тәклип қилинатти. Хроинкәш балиларға болса өйидин пул кирмәйтти. Кийим-кечәк, халта дегәндәк тәсәллиләрдиму уларниң несивиси йоқ иди. Уларға адвокат тәклип қилинмайтти. Һәтта сотқа чиққандиму улар аилисидин һечкимниң кәлмигәнликлиридин ағринип қайтип келишәтти.
Бир күни хроинни парчә сетип қамалған абдурахман бош қираәт қилип олтуруп кәтти. У мән санақ саниялмай җазаға тартилғанда касамға аяғниң чәми билән урған қолчомақларниң бири иди. У тутулғанда анисиға телефон қилғанимиш, аниси “худаға шүкүр, обдан бопту, худайим дуайимни иҗабәт қипту, саңа аниниң, хотунниң, балиниң қәдри өтүлүп адәм болуп чиқарсән” дәп гәп түгимәстин телефонни қопалла қоювәткәнмиш.
Абдурахманниң қираитигә диққәт қилсам, оқуватқини “әрраһман” сүриси икән. Униң ағзида алланиң рахман дейилгән меһрибанлиқи ядлиниватқан билән қилғанлири шәйтанниң рәһимсизлики иди. Хроин сетип зәһәрләватқини уйғурлар әң көп олтурақлашқан йопурға мәһәллисидики нативан яшлар иди. Ейтишичә, у хәтмидин өткән мурәттәп қари икән.
-Сән қандақ қари, “қуран” ни ядлап туруп миллитимизни хараб қиливатқан, алла һарам қилған хроинкәшлик қилидиған? - дәп соридим ичим пушуп. Абдурахман бир пәс олтуруп кетип маңа “сиртқа чиқ!” дегәндәк көз ишариси қилди. Чүнки икки уйғурниң йеқин туруп параң қилиши хәтәрлик болуп җазалинишимиз ениқ иди. Абдурахман има билән мени башлап камериниң кәйнидики катәктәк һаваланма бошлуқиға чиқти. У сим торлар арисидин көрүнүп турған асманға қарап қоюп кәчүрмишини мундақ башлиди:
-Мән кичикимдин молламда оқуған, 16 йешимда қари болған. Шу йили устазим тутулуп кәтти. Мениму үч күн қамап қоюп бәрди. Чатақ йери шундин кейин мәһәллә сақчиси, коча кадири кәйнимгә кириплавалди. Дадам ботка ечип бәрди, һүнәргә бәрди, һәтта башқа шәһәргә тиҗарәткә йолға салди. Әмма немә иш қилсам бир сақчи кәйнимдә барла бар, нәгә барсам тутуп солап қойиду. Ахири хроин чекишкә өгинип қалдим. Чекип ятсам җан тошмайдикән, шуңа мәһәллидики туңганлардин парчә ақ елип мәһәллидә саттим, улар билән ичкиригә кирип ақ йөткидим. Қачан мән мәһәллидә хроинкәш болуп тонулдум, сақчиниң издиши шу заман азлиди. Кейин йил, ай өтүп кәтсиму сақчилар пәқәт издимәйдиған болди. Мана әмди қулақ тинч, ата-анам тутуп қамап қоюңлар десиму сақчиниң кари йоқ.
Абдурахман хош яқа-хош яқмас һекайисини ейтип түгәтти.