“уйғурларда вәсийәт қалдуруш адити” намлиқ мақалә вә авазлиқ әсәрләр

Әссаламуәләйкум, һөрмәтлик радио аңлиғучилар! яхшиму силәр? “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң бу һәптилик йеңи саниға хуш кәлдиңлар. Бүгүнки аңлитишимизда “уйғурларда вәсийәт қалдуруш адити” намлиқ мақалини аңлитимиз. Андин азад қасим тәйярлиған “виҗдан вә вәтән” намлиқ шеирдин вә пидаий тәйярлиған “йоқ” намлиқ нахшидин бәһр алғайсиләр. Ахирида сөйүнгүл җанишиф ханим язған “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини аңлайсиләр.
Мухбиримиз җүмә
2012.08.11


Уйғурлар әзәлдин өз әнәнисигә, қаидә - йосуниға садиқ, аилиси, җәмийитигә мәсулийәтчан милләттур. Уйғурлардики бу мәсулийәт туйғуси әҗдадтин әвладқа вәсийәт қалдуруш арқилиқ өз нәсли вә әнәнисини давамлаштуруш саһәсидиму ярқин ипадиләнгән болуп, һазирғичә тепилған тарихий вәсиқиләр, мәңгү ташлар, қәбрә йезиқлири, классик әсәрләрни буниң типик мисали сүпитидә көрситип өтүшкә болиду. Бүгүнки программимизда алди билән уйғурлардики вәсийәт қалдуруш әнәнисиниң қачандин башланғанлиқи, қандақ шәкилләнгәнлики, һәрқайси тарихий дәврләрдә қайси тил вә услублар билән ипадиләнгәнликини чөридигән һалда йезилған

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.